Архип
2009-07-19
Хитай һөкүмити "5 - июл үрүмчи намайишиға четилған" дегән җинайәт билән 196 нәпәр уйғур үстидин өлүм җазаси иҗра қилған болуп, "вақити түркийә" (TIME TURKY) хәвәрләр торида "түркийә қанал д" телевизийисиниң хәвәрлиридин нәқил елип көрситишичә, юқириқи уйғурларға берилгән өлүм җазаси 18 - июл иҗра қилинған.
2009-07-19
" Түркистан ислам партийиси" баянат елан қилип, 5 - июл үрүмчи намайиши җәрянида вә ундин кийин өлтүрүлгән уйғурлар үчүн интиқам алидиғанлиқини билдүрди.
2009-07-18
Америка дөләт мәҗлисиниң әркинлик өйи елан қилған 'пүтүн йәр шарида 2009 - йилидики әркинлик әһвали' тоғрисидики доклатта, хитай йәнә 'әркинлик болмиған дөләт' қатариға қоюлди.
2009-07-18
Японийидә чиқидиған 'асахи шинбон гезити' ниң бүгүн хәвәр қилишичә, америкиниң кеңәш палата әзаси, сабиқ америка деңзи армийә қумандани җим веб 15 - ийол күни, америка кеңәш палатаси депломатийә комитетиниң асия - тинҗ окян гурупписи ачқан територийә дәваси һәққидә испатлиқ бериш йиғинида, хитайниң җәнубий деңиз вә шәрқий деңиздики територийә тәшәббусини тәнқит қилған вә японийиниң сәнкаку араллириға болған игилик һоқуқини етирап қилидиғанлиқини җакарлиған.
2009-07-18
Сингапорда чиқидиған 'бирләшмә сәһәр гезити' ниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бәлигиливалған уйғур аптоном район рәиси нур бәкри бүгүн 'үрүмчи вәқәсидә һөкүмәт даирилири җәми 12 қарақчини етип өлтүрди' дәп елан қилған.
2009-07-18
Хитай һөкүмити үрүмчидә бастурушни давамлаштуруш үчүн һазир, кишилик һоқуқ, әркинлик вә демократийини арзу қилидиған уйғурларни өз ичидин чиққан коммунистларниң қоли билән бастуридиған йеңи шәкил қоллинишқа башлиди.
2009-07-18
Австралийидә өткүзилидиған морбин хәлқара филим фестивалида рабийә қадир һәққидики һөҗҗәтлик филим қоюлидиғанлиқи ашкариланғандин кейин, хитайниң астралийидә турушлуқ баш әлчиханиси бу һәқтә 7 - айниң 10 - күни наразлиқ билдүрүп хәт йезип, австралийидә өткүзилидиған хәлқара филм фестивалида, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир һәққидики бу һөҗҗәтлик филимни қоюшни әмәлдин қалдурушни тәләп қилған иди.
2009-07-17
Үрүмчидә йүргүзүлүватқан һәрбий һаләт давам қилмақта. Хитай даирилири, бир тәрәптин чәтәл билән болған телефон алақиси үзгәндин башқа, барлиқ тор бекәтләрниму қамал қилған болса, йәнә бир тәрәптин, чәтәл мухбирлириниң уйғурларни зиярәт қилишиға тосқунлуқ қилип, уларниң паалийитиниму қаттиқ контроллуққа алди.
2009-07-17
Бүгүн 7 - айниң 17 - күни стокһолимдики оттура сотта хитай үчүн ишпийонлуқ қилған дегән гуман билән қолға елинған бабур мәхсут үстидин сот ечилди.
2009-07-17
Германийиниң мюнхен шәһиридә 5 " - июл үрүмчи қанлиқ вәқәси" мунасивити билән йәнә наразлиқ намайиши өткүзүлгән болуп, намайишқа германийидики уйғурлардин башқа бир қанчә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири вә түркләр болуп, нурғун киши қатнашти.
2009-07-17
Һазир тәйвәндә туруватқан америкилиқ ерик шейхаген әпәнди хәлқарада мустәқил көз қарашлар елан қилинидиған 'оп-ед хәвәрлири' тор гезитидә, тарихтики уйғур - хитай мунасивәтлири һәққидә бир мақалә елан қилди. Бу мақалидә шәрқий түркстан, тибәт вә моңғолийиләрдә хитай хәлқ җумһурийитиниң игилик һоқуқи йоқ икәнликиниң пакитлири оттуриға қоюлған.
2009-07-17
Хитай һөкүмити " 5 - июл үрүмчи вәқәси" ниң партлаш сәвәбини, дуня уйғур қурултийи вә рабийә қадир ханим қатарлиқ "чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң қутратқулуқ қилиши билән болған" дәп әйибләпла қалмастин, нөвәттә чәтәлләрдики илим әһлилиригиму һуҗум қилмақта.
2009-07-17
5 - Июл үрүмчидә қанлиқ вәқә йүз бәргәндин кейин, бу вәқә пүтүн дөләтләрниң алаһидә диққәт - етибарини қозғиди. Бу дөләтләрдин бири венгрийә болуп, гәрчә венгирийидә уйғурлар йоқ дийәрлик болсиму, венгирийилик хәлқләр өзлүкидин тәшкиллинип хитай әлчиханисиниң алдида намайиш қилған.
2009-07-17
Абдурәқип дамолла, үрүмчидики ислам университетиниң муавин мудири, уйғур районлуқ ислам җәмийитиниң муавин рәиси, хитай мәмликәтлик ислам җәмийитиниң даимий әзасидур. У алдинқи күни, хитай мәркизий теливизийисидә сөз қилип, 5 - июл намайишиниң исламий тәлиматларға хилап икәнликини билдүргән.
2009-07-17
Обзорчи ву фән 2009 - йили 7 - айниң 15 - күни бүйүк ира тор битидә "хитай билән уйғур тоқунушида коммунистниң суйиқәсти" мавзулуқ мақалә елан қилип: 7 - айниң 5 - күни үрүмчидә, 1989 - йили йүз бәргән 4 - июн қирғинчилиқидин кейин, хитай вә уйғурға зиян - зәхмәт йәткүзгән, зор көләмлик қан төкүш, адәм өлүш вәқәси йүз бәрди дәп көрсәтти.