Архип
2009-07-09
Хәлқара җәмийәтниң уйғурларниң һоқуқини қоғдаш тоғрисидики чақириқлириға қаримай хитай компартийә мәркизи комитети сияси бюруси чаршәнбә күни "уйғур илиниң вәзийити" тоғрисида җиддий йиғин ечип, йәрлик даириләргә вәқә туғдурған уйғурларни җазалашни, қалған уйғурларни"иттипақлаштуруш вә тәрбийә бериш"ни буйруған.
2009-07-09
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған чаршәнбә күни түркийиниң, уйғурларға қарши елип берилған қирғинчилиқни көрмәскә салалмайдиғанлиқини, бу мәсилини б д т хәвсизлик кеңишиниң күнтәртипигә қойидиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, бу вәқәни б д т да музакирә қилишқа қарши икәнликини, үрүмчидики вәқә хитайниң ички мәсилиси икәнликини билдүрди.
2009-07-09
Японийә һөкүмити үрүмчидики бир қанчә күнлүк қирғинчилиқтин кейин пәйшәнбә күни хитайдин уйғурларниң һоқуқиға һөрмәт қилишни тәләп қилди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийилик дипломатлар хитай дипломатлири билән көрүшүп, хитай, уйғурлар вә хитайдики башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини қоғдиши керәк дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.
2009-07-08
Хәлқарада урумчи қирғинчилиқини әйибләйдиған, б д т ниң қирғинчилиқни тәкшүрүшини тәләп қилидиған чақириқлар күчийиватиду. Бу һәқтики хәвәрләрдә, хитай даирилириниң үрүмчи вәзийитини контрол қилғанлиқини елан қилишиға қаримай, вәзийәтниң наһайити җиддий икәнликини, өлгән адәм саниниң наһайити көплүки, үрүмчидә җиддий һаләт елан қилинған болсиму, лекин даириләр аққунларниң уйғурларға һуҗум қилишиға көз юмғанлиқини илгири сүргән.
2009-07-08
5 - Июл үрүмчи намайиши партлиғандин кейин, дуня ахбарат орунлири һәқиқий әһвални хәвәр қилишқа башлиди. Буниң билән " 5 - июл үрүмчи намайиши" ниң партлаш сәвәби вә хитай даирлириниң бу намайишни қанлиқ бастурғанлиғи дуняға ашкариланди.
2009-07-08
7 - Айниң 5 - күни үрүмчидә йүз бәргән вәқә дуня мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр алди вә пүтүн дуняда қаттиқ ғулғула яратти. Түркийидики аммивий тәшкилатлар вә уйғурларниң достлири түркийиниң истанбул, әнқәрә қатарлиқ чоң шәһәрлиридә намайиш қилип, үрүмчидә хитайларниң қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, буни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини баян қилди.
2009-07-08
Үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқ тоғрисида радиомиз мухбирлири барлиқ күчини ишқа селип толуқ вә тоғра мәлумат беришкә тиришиватқан, хәлқара мәтбуатларда бу һәқтә һәр күн дегүдәк учурлар елан қилиниватқан болуп, уларниң билдүрүшичә, гәрчә икки күн давамлашқан намайиш бастурулған болсиму, әмма ички вәзийәт йәнила кәскин икән.
2009-07-08
7 - Айниң 7 - күни сәйшәнбә, норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә, норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән хитайға қарши дағдуғилиқ намайиш елип берилди.
2009-07-08
Хитайниң шәрқий түркистандики қанлиқ қирғинчилиқлириға наразилиқ билдүрүш йүзисидин, дуняниң һәр йеридики уйғурларға охшаш, бүгүн франсийә уйғурлириму кәң көләмлик намайиш елип барди.
2009-07-08
Үрүмчидики қанлиқ вәқәләрдин кейин, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар өзлириниң ғәзәп - нәпритини намайишлар арқилиқ ипадә қилмақта. Бу намайишлар дуня мәтбуатлириниң һәм бирдәк диққитини тартмақта.
2009-07-08
Үрүмчидә йүз бериватқан намайиш вә хитай һөкүмитиниң намайишни бастуруши бүгүн 4 - күнигә қәдәм қойди. Бүгүн дунядики әң чоң учур вастилириниң нәшриятлирида уйғур һәққидики хәвәрләр әң җиддий хәвәрләр қатаридин орун алди.
2009-07-08
8 Чоң дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишиға қатнашқили италийигә барған хитай рәиси ху җинтав, үрүмчидә қалаймиқанчилиқ йүз бәргәндин кейинла алдирап қайтти.
2009-07-08
'Вашингтон пост гезити' америка дөләт мәҗлиси әзаси франк волфниң америка ташқи ишлар миниситири һелларий килитонға язған хетини елан қилди.
2009-07-08
Оттура асиядики уйғурлар үрүмчи вәзийитини ғәзәп билән көзәтмәктә. Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, оттура асиядики уйғур мәһәллилириниң рәһбәрлири һазир үрүмчидә йүз бәргән дәһшәтлик вәқәгә қарита ғәзәп билән инкас қайтурушқа башлиди, гәрчә сабиқ совет иттипақи респопликилириниң һөкүмәтлири буниңға арилишишни рәт қиливатсиму.
2009-07-08
Тәйвәндики демократийә - илғарлиқ партийиси (минҗиндаң) баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурғанлиқини қаттиқ әйиблиди вә хитайни намайишта өлтүрүлгән - яриландурулған кишиләрниң һәққий санини ашкарилашқа, аилә - тәвәлиридин һал сорашқа, намайишта тутқун қилинған хәлқни дәрһал қоюп беришкә чақирди.