Архип
2009-07-05
Бүгүн 5 - июл күни кәчтә, 26 - июн шавгүән вәқәсигә наразилиқ билдүрүш намайиши йүз бәрди. Намайишқа үрүмчидики бирқисим алий мәктәп оқуғучилири, җәмийәт яшлири вә тор әзалири болуп, бир нәччә миң әтрапида яшлар қатнашти. Намайиш үрүмчидики хәлқ мәйдани, дөңкөврүк кочиси вә хәлқ тиятирханиси алдида давамлашти.
2009-07-05
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америкиниң нийорк шәһиридики әркинликниң символи болған аял әркинлик илаһиниң баш қисими саяһәтчиләрниң зиярәт қилишиға ечилди.
2009-07-05
5 - Июл күни кәчтә үрүмчидә уйғур яшлириниң кәң көләмлик наразилиқ намайишлири йүз берип, сақчилар вә һәрбийләрниң бастурушиға учриған вақитларда хитай дөләт рәиси ху җинтав италийигә рәсмий зиярәт үчүн йетип кәлди.
2009-07-05
Америкиниң 4 - июл мустәқиллиқи байримини хатириләш паалийитигә қатнишип, пүтүн мәмликәт хәлқигә америкиниң қудрәтлиниши үчүн чақириқ қилған президент обама өзиниң тунҗи қетимлиқ русийә зияритини башлаш үчүн москваға қарап атланған болуп, дүшәнбә күни у москвада русийә президенти дмитрий медведев билән рәсмий учришип, америка - русийә һәмкарлиқ мунасивәтлирини муһакимә қилиду.
2009-07-04
Японийә парламинити түнүгүн русийә игәлливалған зимин мәсилисини һәл қилиш үчүн йеңи қанун лайиһиси мақуллиди. Франсийә агентлиқиниң токйодин баян қилишичә, 60 йилдин буян японийә билән русийә оттурисида талаш - тартишта туруватқан курели араллири мәсилисини һәл қилиш үчүн, японийә парламинти түнүгүн мақуллиған йеңи қанун лайиһисидә, японийиниң шималидики төт арални, иккинҗи дуня урушида совет иттиақи бевсивалған, японийә 'әслидики өз зимини' гә игидарчилиқ қилиду, дәп җакарлиди.
2009-07-04
Б д т ниң җазалаш тәдбирлири һазир шимали корийиниң чәтәлләргә қорал сетиш тиҗаритини паләҗ қилип қойди. Ройтрс агентлиқиниң сиулдин хәвәр қилишичә, б д т ниң шимали корийини җазалаш тәдбирлири һазир тәсир көрситиватиду. Шимали корийиниң парахотлири йәр шари харәктирлиқ һәмкарлиқ нәтиҗисидә, деңизда қаттиқ назарәт қилиниватқанлиқтин, шимали корийә һазир чәтәлләргә қорал йөткийәлмәйдиған һалға чүшүп қалди.
2009-07-04
Америка обама һөкүмити юқурий дәриҗилик әмәлдарлириниң б б с ға баян қилишичә, президнт обама 7 - айниң 6 - күнидин 8 - күнигичә, москвани зиярәт қилмақчи иди. Бүгүн русийә өзиниң һава бошлуқидин авғанситандики америка қисимлириниң өтүшигә рухсәт қилғанлиқини җакарлиди.
2009-07-04
Хитайниң аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүм башлиқи ли йи 7 - айниң 1 - күни, чәтәлләрдики хитайчә учур вастилирини шинҗаңдики инақ җәмийәт вә милләтләр итипақлиқини тәшвиқ қилишқа чақирған.
2009-07-03
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 1986 - йили франсийә сот мәһкимиси тәрипидин хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблинип 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған бейҗиң опера өмикиниң сабиқ артиси ши пейпу алдинқи күни парижда өлгән. Бир уйғур бовақ четилип қалған бу дило әйни чағда хели ғулғула қозғиған җасуслуқ вәқәлириниң бири иди.
2009-07-03
Уйғур ишләмчи яшларниң хитайда һуҗумға учрап өлтүрүлүш вәқәсидин ғәзәпләнгән германийидики уйғур муһаҗирлар җүмә күни, хитайниң мюнхендики консулханиси алдида намайиш өткүзүп, консулханиға хам тухум атқан вә консулхана бинасиниң там вә деризилирини хам тухумда бойивәткән.
2009-07-03
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханим бүгүн радиомизниң телефон зияритини қобул қилип, ваң лечуән 'ешинчә әмгәк күчлири' дәп гуаңдуңға йөткәп кәткән 800 уйғур, 6 - айниң 26 - күни кечидә, хитай һөкүмити сүкүт қилған әһвал астида, миңлиған хитай лүкчәклири тәрипидин ур - ур қилинғанлиқиға қаттиқ ечинғанлиқини билдүрди вә вәһшләр тәрипидин өлтүрүлгән уйғурларға тәзийә билдүрди.
2009-07-03
Дуня уйғур қурултийиниң бирдәк чақириқиға бинаән җай - җайларда шавгуәндики қанлиқ вәқәгә нисбәтән наразилиқ намайишлири башлинип кәтти. Бүгүн шветсийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән шветсийидики хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүлди.
2009-07-03
3 - Июн күни германийидики шәрқий түркистан бирлики тәшкилати дуня уйғур қурултийиниң орунлаштурушиға асасән, миюнхен шәһиридә намайиш өткүзүп, хитайниң гуаңдуң өлкисидә йүз бәргән уйғурларни колликтип уруш, өлтүрүш вәқәсигә наразилиқ билдүрди.
2009-07-03
Гуаңдуң вәқәси уйғур җәмийитини қаттиқ бир силкиди. Бу силкиниш бәзиләрдә " қандақ бир милләт билән баравәр яшаватимиз" дегән соални туғдурса; йәнә бәзиләрдә қандақ бир һакимийәт астида яшаватимиз? дегән соални пәйда қилди.
2009-07-03
Ғулҗа шәһири әтрапидики уйғурлар нисбәтән зич олтурақлашқан йезилардин пәнҗим, дадамту, баяндай қатарлиқ йезилардики толуқ оттура мәктәп синиплириниң әмәлдин қалдурулуши билән йеза балилириниң оқушсиз қелиш мәсилиси, деһқанларниң наразилиқини қозғиған болуп, өткән һәптә зияритимизни қобул қилған пәнҗим йезисидики, пешқәдәм зиялийлар, оқутқучилар, ата - анилар вә оқушсиз қалған балилар өзлириниң бу мәсилигә нисбәтән наразилиқини вә арзулирини ипадилигән иди.