Архип
2009-07-02
Америкиниң муавин президенти җо байдин бағдатқа кәтти. У бу қетимқи бағдат сәпиридә ирақниң президенти җалал талибани вә баш министири нури әл - малики билән көрүшидикән. Игилинишичә, җо байдин бу учришишида америкиниң ирақтин әскәр чекиндүрүш нийитиниң қәтий икәнликини оттуриға қойидикән.
2009-07-02
Хитайда чошқа зукими вируси билән юқумланған бир киши өлди. 34 яшлиқ бу бимар җеҗяң өлкисниң хаңҗу шәһиридин болуп, у 6 - айниң 23 - күнидин итибарән H1N1 вируси билән юқумланғанлиқи үчүн дохтурханида йетип давалниватқан иди.
2009-07-02
Русийә федиратсийиси президенти димитри медведийиф керимни сарийи тор бетидә елан қилған сөзидә , өзлириниң америка билән болған мунасивитини яхшилашни арзу қилидиғанлиқини ипадә қилди. У сөзидә обама һөкүмитиниңму икки тәрәп мунасивитини яхшилашни халайдиғанлиқини , русийиниңму иҗабий қәдәм елишқа тәйяр икәнликини ипадә қилип, америка билән техиму ишәнчлик вә техиму зор тәсир күчигә игә болған мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини билдүрди.
2009-07-02
Җәнубий корийә дөләт мудапиә тармақлири шималий корийиниң шәрқий деңиз районида икки данә қисқа мусапилик башқурилидиған бомба атқанлиқини елан қилди. Билдүрүлүшичә, бу башқурилидиған бомбилар 2 - июл сәһәрдә етилған болуп, униң қандақ типтики бомба икәнлики һәққидә ениқ мәлумат берилмиди.
2009-07-01
Гуаңдуңда йүз бәргән 26 - июн вәқәсигә һазирға қәдәр гуаңдуң өлкилик һөкүмәт вә мәркизи һөкүмәт ипадә билдүрди. Әмма уйғур районлуқ һөкүмәт һазирғичә сүкүт қилмақта. Муқимлиқ һәққидә һәр вақит тез инкас қайтуруп келиватқан нур бәкри 2 уйғурниң өлүми вә 118 уйғурниң яриланғанлиқи вәқәсигә бир еғизму инкас қайтурмиди.
2009-07-01
26 - Июн күни гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шәһиридики шүри оюнчуқ завутида, уйғур вәтинидин мәзкүр завутқа ишчилиққа йөткәп келингән уйғурлар билән хитайлар оттурисида қанлиқ тоқунуш йүз бәргән һәмдә вәқәни бир тәрәп қилиш үчүн 400 сақчи, 152 нәпәр җиддий қутқузуш хадими, 48 қетим җиддий қутқузуш аптомобилиниң ишқа селинғанлиқи хәвәр қилинған иди.
2009-07-01
Мәлум болушичә, қәшқәр йопурға наһийиси сийәк йезисидин болған алимҗан қурбан йеқинда пәқәт һавани йеқилғу қилип двигател (матор) ни һәрикәтләндүрүш техникисини кәшип қилған болуп, биз бу һәқтә кәшпиятчи алимҗан билән сөһбәт елип бардуқ.
2009-07-01
Әркин асия радйоси уйғур бөлүми һәр қайси дөләтләрдики ихтиярий мухбирлирини йиғип, түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә җорналистлиқ курси ачти. 6 - Айниң 28 - күнидин 7 - айниң 4 - күнигичә давам қилидиған бу курста җорналистлиқниң асасий өлчәмлири, программа йезиш үчүн қандақ издиниш,, зиярәт қилиш усуллири қатарлиқ мәзмунларда вә башқа мунасивәтлик мәсилиләрдә дәрс өтүлмәктә.
2009-07-01
Қазақстан җумһурийитиниң "җас алаш гезити" 23 - июн үрүмчидики 400 гә йеқин қазақ яшлириниң презинт назарбайифқа язған бир парчә очуқ хетини елан қилди.
2009-07-01
Чәтәлләрдики уйғур сияси паалийәтчилириниң қаришичә, бу қетим шәндуң өлкисиниң шавгүән шәһиридики оюнчуқ завутида шәрқий түркистандин мәҗбурий йөткәп килингән уйғур ялланма ишчилар билән хитай ишчилар оттурисида йүз бәргән кәң көләмлик қанлиқ тоқунуш болса, хитай һакимийитиниң уйғурларға қаритип келиватқан ирқий кәмситиш вә ирқий тазилаш сияситиниң бивастә мәһсули болуп, бу қетимқи трагидийиниң баш җавабкариму дәл хитай мәркизи һөкүмитидин ибарәт !
2009-07-01
Гуаңдуң өлкисиниң шавгүән наһийисидики шүйри оюнчуқ завутида йүз бәргән тоқунуштин хәвәрдар йәрлик хитайлар 25 - числа кечә йүз бәргән, хитайларниң уйғур ишләмчиләргә һуҗум қилиш вәқәсидә өлтүрүлгән уйғурларниң сани он нәччигә йетидиғанлиқини билдүрди.
2009-07-01
Асия тәрәққият банкиси чаршәнбә күни уйғур илиниң асаси қурулуш ишлириға 100 милйон доллар қәрз беришни тәстиқлиғанлиқини елан қилди.
2009-07-01
Түркийә президенти абдулла гүлниң үрүмчи зияритидә униңға һәмраһ болуп үрүмчигә кәлгән хитайниң түркийидики баш әлчиси гуң шавшиң, түркийә президентини йолға селип қоюп узун өтмәй уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән билән пинһан учрашқан.
2009-07-01
Хитай һөкүмити ички вә хәлқара бесимлар сәвәби хитайда ишләпчиқирилған вә сетилидиған компютерларға тор сүзгүчи "йешил тосма" юмшақ детали қачилаш қарарини иҗра қилишни кечиктүргән. Хитай санаәт вә учур министирлиқи "йешил тосма" юмшақ детали қачилаш қарариниң 1 - июлдин башлап рәсмий күчкә игә болидиғанлиқини елан қилған. Лекин һөкүмәт мәзкур қарар күчгә игә болуштин бир қанчә саәт бурун "йешил тосма" пиланиниң кечиктүрүлгәнликини елан қилди.
2009-07-01
Америка алий сот мәһкимиси йеқинда гүәнтанамодики уйғурларниң америкиға қоюп берилишни тәләп қилип, алий сот мәһкимисигә сунған әрзини көрүп чиқишни 10 - айға кечиктүргән. Франсийә ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, америка алий сот мәһкимисидики даириләр уйғурларниң адвокатлириға алий сотниң 10 - айдин бурун уйғурларниң әрзи үстидин қарар чиқармайдиғанлиқини билдүргән.