Архип
2009-07-28
Б б с ниң 28 - июл хәвиридә көрситишичә, әнглийиниң ғәрбий йоркшир West Yorkshire шәһәрлик сақчи даирилири дүшәнбә күни бир аилиликләр бинаси алдида тохтитип қоюлған аптомобилниң йүк сандуқидин икки нәпәр хитай пуқрасиниң җәситини байқиған.
2009-07-28
Франсийә ахбаратиниң сәйшәнбә хәвиридин мәлум болушичә, хитай даирилири тәрипидин " христиан дени тәрғибати билән шуғулланған" дегән җинайәт билән тутуп турулуватқан уйғур христиан алимҗан һимитқа, 28 - июл күни қәшқәрдә йепиқ сот ечилған.
2009-07-27
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 27 - июл күни японийидә елип баридиған сиясий паалийити үчүн, америкиниң вашингтон шәһиридики даллас айродромидин йолға чиқти.
2009-07-27
Хитайниң хәлқараға бәргән баянатидики "5 - июл үрүмчи вәқәси хитайниң ички иши, у миллий мәсилиму әмәс, диний мәсилиму әмәс" дегән сөзи, хәлқара ахбарат органлириниң күчлүк инкасини қозғиди.
2009-07-27
2006 - Йили хитай мәдәнийәт тарихи буйичә нобил мукапати вә америкиниң клуг мукапатиға еришкән, һазир америка дөләт мәҗлиси күтүпханисида мәхсус хитай мәдәнийити вә тарихини тәтқиқ қиливатқан, америкидики нопузлуқ хитайшунас мутәхәссис, 76 яшлиқ йү йиңши әпәнди йеқинда 'көзитиш журнили' да 'уйғур тарихидин үрүмчи вәқәсигә нәзәр' сәрләвһийилик тарихий обзор елан қилди.
2009-07-27
Ислам конфиранси, йәни дуня ислам тәшкилати, үрүмчидә мәйданға кәлгән вәқәләрдин кейин баянат берип, бу вәқәниң аддий бир хәвпсизлик мәсилиси әмәсликини, хитайниң зулими сәвәбидин райондики хәлиқниң мусулман кимликиниң хәвп астида икәнликини баян қилди.
2009-07-27
2009 - Йили 7 - айниң 26 - күни хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш өткүзүлди. Намайишқа истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати қатарлиқ шәрқий түркистан аммивий тәшкилатларниң әзалири иштирак қилди.
2009-07-27
7 - Айниң 25 - күни әнқәрә башкәнт университети истратегийә тәтқиқат мәркизи "шәрқий түркистан вә уйғур түрклириниң өтмүши вә бүгүни" мавзулуқ дүгиләк үстәл йиғини чақирди.
2009-07-27
5 - Июл үрүмчи қирғинчилиқидин кейин, хитай һакимийити уйғур миллий һәрикитигә йеңи бир исим қойди. Мәсилән, шинхуа ахбарат агентлиқи тәрипидин 7 - айниң 15 - күни елан қилинған бир баш мақалида, пүтүн уйғур миллий һәрикити " рабийәләр " дәп аталған.
2009-07-27
Уйғур елиниң бир қисим районлиридин игиләнгән мәлуматларға қариғанда, нөвәттә хитай йәрлик һөкүмити 5 - июл намайишида өлгән кишиләргә ианә топлаш сияситини йолға қойған болуп, бу хил ианә ишчи - хизмәтчиләрниң маашидин тутуп қилинған.
2009-07-27
Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим японийидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүш үчүн бүгүн японийигә йолға чиққан иди. Хитай даирилири баянат елан қилип, японийә һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң японийигә келишигә йол қойғанлиқини әйиблиди.
2009-07-27
Рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һаҗәтлик филим австралийә филим фестивалида алқишқа еришкән болуп, франсийә агентлиқида нәқил елип көрситишичә, фестивал тәшкиллигүчилири мәзкур филимгә сетилған беләтниң пүтүнләй түгәп кәткәнликини билдүргән.
2009-07-27
Бу нөвәт елип берилидиған америка - хитай истратегийилик диалоги бүгүн башланған болуп, буниңда америка - хитай сода мунасивәтлиридики қизил рәқәм мәсилиси қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрдә сөһбәт елип берилидикән.
2009-07-27
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җәйнҗу 21 - июлдин 24 - июлғичә йәнә үрүмчигә кәлгән болуп, бошүн хәвәрләр торида көрситилишичә, у бу нөвәт "урушқа назарәтчилик қилип, қалаймиқанчилиққа қатнашқан уйғурларни қоғлап тутуш үчүн" кәлгән.
2009-07-26
26 - Июл йәкшәнбә күни, японийиниң токйо шәһиридә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йиғин чақирилған болуп, йиғинға 500 дин артуқ адәм қатнашқан.