Архип
2009-07-26
Канададики кишилик һоқуқ бирләшмиси, алдинқи күни торонто шәһәрдики хитай консулханисиниң алдида мухбирларни кетивелиш йиғини өткүзүп, хитай һөкүмитидин хитай пуқралирини уйғурларға өчмәнлик қилишқа қутритидиған тәшвиқатларни тохтитишни тәләп қилди.
2009-07-26
"5 - Июл үрүмчи қанлиқ вәқәси " дин кейин, уйғурлар түрлүк паалийәтләр арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң тинчлиқ шәклидики намайишини қанлиқ бастурғанлиқи һәм, уйғурлар устидин йүргүзүватқан бастуруш сияситини дуня хәлқигә тонутуш учун,түрлүк паалийәтләрни уюштурмақта.
2009-07-26
Түркийидики уйғурлар истанбул шәһиригә җайлашқан хитай әлчиханиси алдида хитайға қарши намайиш елип барған вә хитай әлчиханисиға һуҗум қилған.
2009-07-26
Хитай хаккерлири уйғурлар һәққидә һөҗҗәтлик филим қоюлған австралийиниң әң чоң филим фестивалниң тор бекитигә шәнбә күни һуҗум қилған һәмдә фестивал торбекитидики мәзмунларни алмаштуруп хитай байриқи рәсими вә " биз филимни яхши көримиз, әмма рабийә қадирға өч" дегәндәк шоарларни чаплашқан.
2009-07-25
С н н ниң асия мәсилилири мутәхәссиси лин хели әпәндиниң 'хитай өзиниң шинҗаң сияситини қайтидин ойлишиши керәк' дегән обзорини, бүгүн 'германийә авази' вә хоңкоңда чиқидиған 'җәнубий хитай шәһәр гезити', 'миңпав гезити' қатарлиқ учур вастилири көчүрүп басти.
2009-07-25
Австрийидики ORF телевизийә ширкитиниң баян қилишичә, җилиндики тоңхуа полат завутида ғәзәбләнгән намайишчилар, бу завутни өткүзивалғандин кейин йилиға 3 милйон юән мааш елип туруватқан баш ширкәт мудирини уруп өлтүривәткән.
2009-07-25
Хитай мәркизи телевизийә стансиси бүгүн, оттура шәрқ вә африқида әрәб тили қоллинилидиған 22 дөләттә яшайдиған 300 милйон хәлққә қарита 24 саәт тохтимай учур беридиған т в қанили тәссис қилидиғанлиқини җакарлиди.
2009-07-25
'Вашингтон пост' гезити бүгүнки шәнбилик сәһиписидә, үрүмчи вәқәси тоғрисида бир йерик мақалә елан қилип, һазир хитай һөкүмити билән уйғурларниң үрүмчи вәқәсигә болған көз қаришиму тоқунуш ичидә туруватқанлиқини баян қилди.
2009-07-24
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, 26 - июн шавгүән вәқәси һәр қайси тәрәпләрниң рәсмий шәкилдә диққәт етибариға еришти. Нөвәттә хитай һөкүмәт тармақлири, чәтәлдики ахабарат вә тәтқиқат орунлири шавгүән вәқәси һәққидә баянат вә доклатлирини оттуриға қоймақта.
2009-07-24
5 - Июл үрүмчи вәқәси хәлқара мәтбуатларда вә хитай мәтбуатлирида кәң көләмдә йәр алған болсиму, үрүмчиниң қараңғу кечилиридә, арқа кочилирида немиләр болғанлиқи техи толуқ ашкариланғини йоқ. Үрүмчигә туғқан йоқлап барған уйғурларниң түркийигә қайтип келиши билән үрүмчи вәқәсиниң билинмигән тәрәплири ашкарилинишқа башлиди.
2009-07-24
Шинхуа тори үрүмчидики мәсчитләрдә шу күнки җүмә намизиниң тинч, тәртиплик тамамланғанлиқини хәвәр қилди, шундақла, - 13 июл күни хитай сақчилириниңүрүмчидики ақ мәсчиткә қиңрақларни тәйярлап киргән 3 уйғурниң намазханларни җиһатқа чақирип, мәсчит қоғдиғучисиға һуҗум қилғанлиқини, сақчиларниң һуҗумчи уйғурларниң иккисини етип ташлап, йәнә бирини яриландурғанлиқини хәвәр қилған вә вәқәлик җәряниниң синға елинған көрүнүшлириниму тарқатқан иди.
2009-07-24
2009 - Йили 7 - айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбул шәһириниң таксим метро истансиси көргәзмә залида вә еминөнү йеңи җами алдида 5 - июлдин буян үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләрни әйибләш вә хитай сақчи әскәрлириниң вәһшиянә җинайи қилмишлирини қериндаш түрк хәлқигә аңлитиш үчүн рәсим вә филим көргәзмиси ечилди.
2009-07-24
Хитай билән русийиниң бирләшмә һәрби мәшқи давамлишиватиду. Бу һәрбий мәшқни көриватқан хитай армийисиниң баш штап башлиқи чен биңде бүгүн 'шәрқий түркстан террорчилири'ға зәрбә бериш үчүн оттура асияға әскәр чиқиришни ойлишидиғанлиқини ипадилигән.
2009-07-24
Уйғур хәлқиниң мүнәвәр оғлани, атағлиқ нахшичи вә музиканти мәрһум күрәш көсән әпәнди хәлқиниң арзу - арманлири билән биргә бу дуняға көз ачқиниға 50 йил толди. 7 - Айниң 22 - күни униң 50 йиллиқ туғулған күни иди, бирақ мәрһумниң һаяти бу күнни көрүшкә нисип әтмәй аримиздин вақитсиз айрилди.
2009-07-24
Қирғизистандики президентлиқ сайлими ахирлашқан болуп, қирғизистандики мәтбуатларниң хәвәрлиридин ашкарилинишичә, қирғизистанниң әслидики президенти бақийеф йәнила йеңи президент болуп сайланған.