Архип
2009-08-12
Бу йил пәйзиват наһийисидин 4300 уйғур яш хитай өлкилиригә йөткәлгән. Шинхуа ахбаратиға қариғанда, өткән үч йилдин буян пәйзиват наһийисидин хитайниң бейҗиң, тйәнҗин вә җеҗияң қатарлиқ районлириға 19 миң ишләмчи йөткәлгән.
2009-08-12
Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә ханим, бир һәптилик австралийә зияритини аяғлаштурди. У австралийә зияритиниң ахирида австралийә дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди.
2009-08-12
Америка тәрәп чаршәнбә күни, хитайниң бир қисим америка маллириға қарита қойған чәклимилири һәққидә ечилған сотта утуп чиқти.
2009-08-12
5 - Июл үрүмчи намайиши бастурулуп бир айдин ашқанда, хитай маарип тармақлири "шинҗаң толуқ оттура синипи" ға қобул қилинидиған уйғур оқуғучилар санини йәнә ашурғанлиқини уқтурди.
2009-08-12
Русийә һава армийә генерали сәйшәнбә күни, 2030 - йиллириға кәлгәндә америкиниң аләм бошлуқидин русийигә башқурулидиған бомба һуҗуми қозғиялайдиғанлиқини, шуңлашқа русийә һәрбий даирилири нөвәттә, бу хилдики башқурулидиған бомба системисиға қарши йеңи бомба ясаватқанлиқини билдүрди.
2009-08-11
Биңтуәнниң мәвҗутлуқи йеқинқи йиллардин бери талаш - тартиш қилиниватқан мәсилә бопқалған болуп, биңтуәнниң хитайниң миллий территорийилик аптономийә қануниға шундақла йәнә хитай өзи қол қойған бәзи хәлқара келишимләргиму хилап икәнлики илгири сүрүлгән иди.
2009-08-11
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи йеқинда пүтүн мәмликәт бойичә, бала вә аялларни алдап сетишқа даир җинайәтчиләргә қаттиқ зәрбә бериш һәққидә уқтуруш чиқарған.
2009-08-11
Сабиқ америка презенти билл клинтон откән һәптә шималий корейә рәиси кимҗоңин билән көрүшти.Билл клинтонниң бу сәпири сиясий көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
2009-08-11
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити ғәрб әллиридә уйғур мәсилисидики тарих тәшвиқатини күчәйтишкә башлиди.
2009-08-11
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай уйғур елидә һәрбий мәвҗутлуқини күчәйткән иди. Буниңға әгишип хитай армийиси сәйшәнбә күни узун мусапилик вә бир қәдәр зор көләмлик һәрбий маневир башлиди.
2009-08-11
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, авистралийиниң Canberra шәһиридики дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтивилиш йиғиниға қатнашти. Рабийә қадир ханимниң ахбарат кулубида қилған сөзлири бүгүн австралийә гезитидә елан қилинған.
2009-08-11
2009 - Йили8 - айниң 8 - күни бошүн тор бети мундақ хәвәр тарқатти: хитай - тибәт хәлқара йиғини ортақ тонуш тоғрисида қол көтүрип қарар мақуллап ахирлашти.
2009-08-11
Хитай даирилири 9 - авғуст күни афғанистандин үрүмчигә келиватқан айропланда бомба барлиқи һәққидә учур тапшурувалған; бу сәвәбтин мәзкур айропиланниң үрүмчигә қонушиға рухсәт қилмиған; айропилан сәпирини арқисиға яндурушқа мәҗбур болған иди.
2009-08-11
Хитай компартийиси мәркизи комитити бирликсәп бөлүми түнүгүн йәни дүшәнбә күни уйғур райониниң сабиқ рәислиридин бурһан шәһидиниң вапат болғанлиқиниң 20 йиллиқини хатирилигән.
2009-08-11
Австралийидә 10 күнлүк зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим бүгүн йәни 11 - авғуст күни пайтәхт канберрадики дөләтлик ахбарат залида ахбарат елан қилди.