Архип
2009-08-09
Бирләшмә агентлиқи қатарлиқ учур васитилириниң хитайниң шинхуа агентлиқидин нәқил кәлтүрүп хәвәр беришичә, афғанистандин үрүмчигә қарап учмақчи болған бир айропилан "бомба" агаһландуруши билән тохтитип қоюлған.
2009-08-09
Гуантанамода тутуп туриливатқан 13 уйғурниң бир қисими тинч окяндики арал дөлити палавға қобул қилинип, 1 - айдин бурун бу дөләткә орунлаштурулуши мумкин.
2009-08-09
Еғир дәриҗидики тәйфең борини фуҗйән өлкисигә һуҗум қилған болуп, хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, җуңго һөкүмити қирғақ бойлиридики бир милйондин артуқ аһалини тарқақлаштуруп, еғир паҗйәләрниң келип чиқишиниң алдини алмақчи болған.
2009-08-09
Минбав гезитиниң хитай һөкүмәт мәтбуатлиридин нәқил елип йезишичә, үрүмчи даирилири бу шәһәрдики өй иҗарә елип туриватқан көчмә нопусларға болған тәкшүрүшни күчәйткән.
2009-08-09
Җәнвә шәһиридә тибәтләр билән хитай зиялийлири бирлишип өткүзгән хитай - тибәт диалог йиғини түнүгүн ахирлашти. Бу паалийәткә чәтәлләрдә туриватқан бир қисим тибәт вә хитай зиялийлири һәм паалийәтчилир иштирак қилип, пикир баян қилған.
2009-08-08
Мелбурн хәлқара филим фестивалға қатнаштурулған “муһәббәтниң он шәрти” намлиқ һөҗҗәтлик филимни қоюш мурасими, шәнбә күни кәчқурун мелбурнда ғәлибилик ечилди.
2009-08-08
Австралийиниң мелбурн шәһиридә уйғур намайишчилар билән хитайпәрәс намайишчилар арисида тоқунуш йүз бәргән болуп, ройтерс агентлиқида хәвәр қилинишичә, тоқунуш шәнбә күни фестивал зали йенида мәйданға кәлгән.
2009-08-08
"Муһәббәтниң он шәрти" ни көрүшни тәләп қилидиғанлар сани көп болғачқа, мелбурн хәлқара филим фестивал тәшкиллигүчилири филимни техиму чоң залға йөткәшмәк мәҗбур болған.
2009-08-07
Ейҗиңлиқ кишилик һоқуқ адвокати шу җиюң өткән һәптә баҗ оғрилаш җинайити билән қолға елинди. Униң қолға елиниши бейҗиң даирилири адвокатларни 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар делоларни қобул қилмаслиқ һәққидә агаһландурғандин кейин мәйданға кәлди.
2009-08-07
6 - Авғуст күни японийиниң хирошима арилидики тинчлиқ хатириси бағчисида, хирошиманиң атом бомбиси зәрбисигә учриғанлиқиниң 64 йиллиқини хатириләш, атом бомбисиниң зиянкәшликигә учрап һаятидин айрилғанларға тәзийә билдүрүш вә шуниңдәк дуняни тинчлиққа чақириш паалийити өткүзүлди.
2009-08-07
Б б с агентлиқиниң 8 - айниң 6 - күнидики хәвиридә, хитайдики мустәқил язғучи ваң лишйүңниң "хитай һәққидә сөһбәт" журнилиниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң милләтләр сияситини тәнқидлигәнлики һәққидики сөһбәт хатириси берилди.
2009-08-07
Рабийә қадир ханим австралийидики филим фестивалиға қатниш үчүн мелборн шәһиригә йетип кәлгәндин кейин, австралийидики уйғурларниң паалийәтлири техиму җанлинип кәтти.
2009-08-07
Хитай хәлқ җумһурийитиниң истанбулда турушлуқ консолханисии `5 - июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий йүзи` намлиқ CD пиластинкиси тарқатмақта. CD Пиластикисиниң муқависиға түрк тилида` 5 тәммуз үрүмчи олайинин ич йүзү` дәп йезилған болуп, астиға көйдүриветилгән аптомобиллар вә таяқ йегән хитайларниң сүрити чүшүрүлгән.
2009-08-07
Җәнвәдики б д т бинасида хитайниң ирқий мәсилилири музакирә қилиниватқан бир пәйттә, яврупаниң һәр қайси дөләтлиридин йиғилған уйғурлар вә түркләр җәнвәдики б д т бинаси алдида намайиш өткүзди.
2009-08-07
Түркийиниң вақит гезити идариси хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси тәрипидин бир парчә хәт тапшурувалған болуп, у хәттә, вақит гезити анти чин йәни хитайға қарши ахбарат тарқитиш билән әйибләнгән, у хәттә йәнә, түркийиниң саадәт партийисини әйибләп хитайға қарши қанунсиз йиғин уюштурди дәп тәнқид қилған.