Архип
2009-08-07
Дови тор бити 2009 - йили 8 - айниң 5 - күни мундақ хәвәр қилди: хитайда нәшр қилинидиған "яшлар пайдилиниш материяли" журнилиниң алаһидә тәклип қилинған мухбири җу дәнҗи, вуйи ро қатарлиқ әпәндиләр язған " хитай һөкүмитиниң қайта - қайта наразилиқ қилишлириға қаримай, японийә "аммиви тәшкилатларниң тәклип қилиши" намида, үрүмчи 5 - июл вәқәси" ниң пәрдә арқисидики пиланлиғучисиға япунийини зиярәт қилишқа виза бәрди, бу киши японийидә немә өсәкләрни тарқатти? " мавзулуқ мақалида, " японийә һөкүмити немишқа уйғур мустәқилчилириниң японийигә келип өсәк тарқитип иш теришиға йол қойиду? " дәп соал қойди.
2009-08-07
Австиралийә һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, австиралийидә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң австиралийини зиярәт қилишиға йол қойғанлиқини ақлиди.
2009-08-07
Хитай вәкили җүмә күни б д т да сөз қилип, 2008 - йили йүз бәргән лхаса вәқәси билән йеқинда йүз бәргән үрүмчи вәқәсиниң сәвәбини йәнә чәтәлдики уйғур вә тибәт тәшкилатлириға артқан.
2009-08-07
Уйғур аптоном райони һөкүмитиниң баянатчиси ху хәнмей шинхуа агентлиқиға баянат елан қилип, бейҗиң мәркизи милләтләр университети профессориниң үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәси сәвәбидин қамап қоюлғанлиқини рәт қилди.
2009-08-07
Хитай һөкүмити 26 - июн шавгүән вәқәси вә 5 - июлдики үрүмчи қирғичилиқидин кейинму, уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситидин йәнә ваз кәчмиди.
2009-08-07
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим җүмә күни австиралийидә, б д т вә хәлқара җәмийәтни 5 - июлдики үрүмчи вәқәси үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
2009-08-06
Хитай һөкүмити дипломатик бесим вә байқут қилиш вастилирини қоллинип, мелбориндики авситралийә хәлқара филим фестивалида рабийә қадир ханим һәққидики һөҗҗәтлик филимниң көрситилишини тосимақчи болған иди. Лекин хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң тиришчанлиқи әкс тәсир қозғап, австиралийә филим фестивали вә рабийә ханим һәққидики филимниң даңқини чиқарған.
2009-08-06
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин кейинки уйғур ели вәзийити җиддийлишип кәткән болуп, хитай һөкүмити бу районда һәрбий һаләт йүргүзүватқиниға һазир бир ай болди. Бу бир ай ичидә уйғур ели вәзийити дуня мәтбуатлиридики қизиқ нуқтиға айланди, уйғур мәсилисиму дуняға тонулди.
2009-08-06
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, австралийә мелбурн хәлқара кино фестивалиға қатнишиш учун австралийигә йетип кәлгән иди. Мәлум болушичә, рабийә қадир ханим мелбурн шәһиридә йәнә бир қатар паалийәтләрни елип барған.
2009-08-06
Хитай даирилири - 5 июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға өзиниң аталмиш үч хил күчләрни қаттиқ бастуруш һәмдә оттура асия районидиму бу күчләргә ортақ зәрбә бериш тәшәббусиниң йоллуқлуқини көрситишкә урунмақта. Шундақла бу һәқтә қайта һәмкарлиқ сигнали бәрмәктә, һәтта мушу баһанидә оттура асияға әскәр киргүзүштәк ғәризиниму ашкарлиди.
2009-08-06
Канаданиң ванковер шәһиридики уйғурлар хитай һөкумитиниң 5 - ийүл күни үрүмчидә тинчлиқ шәкилдики намайишни қанлиқ шәкилдә бастурғанлиқи вә бу намайиштин кейин таки бүгүнгә қәдәр уйғурларға қарита кәң - көләмдә тутқун қилиш һәрикити елип бериватқанлиқиға қарши, 5 - авғуст күни, ванковер шәһиридики хитай баш консулханисиниң алдида наразилиқ намайиши елип берилди.
2009-08-06
Уйғур хәлқи үстидин ирқий, мәдәний вә диний ассимилятсийә қилиш сиясәтлирини йүргүзгән вә инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқ җинайити ишлигән хитай әмәлдарлириниң түркийидә сотқа тартилиши үчүн, мәзлум дәр исими билән тонулған йәни кишилик һоқуқ вә мәзлумларға һәмкарлиқ қилиш җәмийити, ваң лечүән қатарлиқ 9 хитай әмәлдарлири үстидин истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә әрз сунди.
2009-08-06
8 - Айниң4 - күни японийиниң кагушима шәһиридә `шәрқий түркистанда немиләр болуватиду` мавзулуқ йиғин чақирилди. Йиғинда японийә уйғур җәмийити мәсули илһам мәхмут сөз қилған. У сөзидә алди билән уйғурларниң қисқичә тарихини аңлатқандин кейин, уйғурларниң бүгүнки әһвали вә 5 - феврал үрүмчи вәқәси һәққидә ноқтилиқ һалда тохталған.
2009-08-06
Хитай даирилири үрүмчи вәқәсидә 83 киши үстидин дело турғузуп рәсмий қолға алғанлиқини елан қилди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, үрүмчи сақчи даирилири бу кишиләрни 5 - июл күни вәқәсидә "адәм өлтүрүш, қәстән адәм яриландуруш, от қоюш вә булаш " қатарлиқ җинайәтләр билән җазалайдикән.
2009-08-06
Гуәнтанамо түрмисидин гунаһсиз дәп қоюп берилгәндин кейин бермудаға йәрләштүрүлгән 4 нәпәр уйғур ишқа орунлашти.