Архип
2009-08-04
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн әтигән австралийигә йетип барди. Австралийидики уйғур тәшкилатлириниң мәсуллири вә бир қисим әзалири рабийә ханимни сидней айродромида күтивалди.
2009-08-04
Хитай сақчи даирилири сәйшәнбә күни 5" - июл үрүмчи вәқәси" сәвәбидин тутқун қилинған адәм саниниң 718 гә йәткәнликини елан қилди. Әмма радиомиз игилигән ишәнчлик мәлумат вә мәркизи германийидики дуня уйғур қурултйиниң санлиқ статистикилиридин 5 - июл күнидин һазирға қәдәр қолға елинған адәм сани хитай елан қилған сандин нәччә һәссә артуқ икәнлики ашкариланмақта.
2009-08-04
"5 - Июл үрүмчи вәқәси"ниң партлаш сәвәби һәм уйғур елиниң һазирқи вәзийити һәққидә, нюйорктики хитай кишилик һоқуқ җәмийитиниң тәтқиқатчиси хе чиңлйән ханим зияритимизни қобул қилип, өз қарашлирини баян қилип өтти.
2009-08-04
Хитайда ишсизлиқ әһвали күндин - күнгә еғирлишиватқан болуп, сәйшәнбә күни әмгәкчиләр вә иҗтимаий параванлиқ министирлиқиниң әмәлдари ваң ядуң мухбирларға мәлумат бериш йиғинида "хитайдики ишсизлиқ әһвали һелиһәм интайин вәһимилик, биз ишқа орунлаштуруш мәсилисидә қаттиқ бесимға дуч келиватимиз," дегән.
2009-08-04
8 - Айниң 1 - күни германийидә зиярәттә болуватқан тибәтниң роһаний даһиси далай лама д у қ вәкилләр өмикини қобул қилип, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқи тоғрисида сөһбәт өткүзди.
2009-08-04
Өткән җүмә күни түркийә һөкүмәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбулдики мәркизиниң йиғин залида, 'шәрқий түркситанда хитай мәсилиси' намда бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғин адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүми тәрипидин уюштурулди.
2009-08-04
Йеқинда қирғизистанда өткүзүлгән нәтиҗиси талаш - тартиштики президент сайлиминиң ғалиби қирғизистан президенти қурманбек бақийеф алдинқи күни қәсәм берип, йәнә 4 йиллиқ вәзипигә олтурди.
2009-08-04
Түркийидики инсан һәқлири тәшкилати болған мәзлумлар дәрники сәйшәнбә күни истанбул сотиға әрз сунуп, хитай һөкүмитиниң уйғур елида уйғурлар үстидин елип барған бастурушлирини инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйиблиди.
2009-08-04
Шинхуа агентлиқиниң сәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир айлиқ һарписида,йәни 4 - авғуст уйғур елидики хитай җамаәт хәвпсизлик идариси ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, 5 - июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик нурғун җинайәт гумандарлирини тутқун қилғанлиқини, буниң ичидә 718 нәпирини җинайи ишлар бойичә рәсмий қолға алғанлиқини елан қилди.
2009-08-04
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи тор бетидин ашкарилиншичә, мәзкур министирлиқниң пүтүн мәмликәт бойичә җамаәт хәвпсизлик тармақлири ахбарат баянатчилирини тәрбийиләш курси 30 - июл тамамланған болуп, мәзкур курста 500 нәпәр җамаәт хәвпсизлик хадими мәхсус ахбарат орунлириға баянат бериш, мухбирларниң соаллириға җаваб бериш җәһәттә сиясий иситратегийилик учур техникиси тәрбийилирини алған.
2009-08-04
Америкиниң алдинқи нөвәтлик президенти клинтон 4 - авғуст күни шималий корийә пайтәхти пйоңяңға йетип кәлди. Шималий корийә мәркизи агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, келинтон пйоңяңда шималий корийә парламент әмәлдарлириниң һәмдә ядро мәсилиси сөһбәт вәкиллириниң қарши елишиға еришкән. Шундақла шималий корийә рәһбири ким җоңил билән көрүшкән.
2009-08-04
Өзбекистан һөкүмити русийиниң қирғизистанниң җәнубида һәрбий база қурушиға нарази болмақта. Франсийә ахбаратиниң бу һәқтә өзбекистан һөкүмәт баянатчиси җаһанниң дүшәнбә бәргән баянатидин нәқил елишичә, русийиниң қирғизистанниң җәнубида һәрбий база қурушиниң зөрүрийити йоқ, мәзкур базиниң қурулуши район бихәтәрликигә тәһдит һәм милләтләр арисида тоқунуш пәйда қилиши мумкин.
2009-08-03
Уйғур миллий һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим йеңи зелландийидиму қоюлидиған болуп, хитай һөкүмитиниң бу һәқтә йиңи зелландийә тәрәпкә наразилиқ билдүридиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2009-08-03
Америка авам палатаси "том ләнтос кишилик һоқуқ комитети" рәиси җәймис мкговәрн вашингтон почтиси гезитидә баш мақалә елан қилип, үрүмчи намайишиға уйғурларни сәвәбчи дәп әйибләшкә болмайдиғанлиқини билдүрүп мәзкур гезиттә йеқинда елан қилинған бу һәқтики мақалигә рәддийә бәргән.
2009-08-03
Хитай даирилири 5 - июл үрүмчи намайишидин кейин, қәшқәр , хотән қатарлиқ вилайәт вә районларда "қош тил" йәслилири қуруш мәблиғини йәнә көпәйткән болуп, бу районларда йәнә йеңидин 465 "қош тил" йәслиси қурулидикән.