Архип
2009-08-28
Уйғурларниң рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим 9 - айниң 1 - күнидин 5 - күнигичә белигийә пайтәхти берюселни зиярәт қилип, явропа парламентидики мунасивәтлик даириләр билән учришиду.
2009-08-28
Б д т җүмә күни хуласә доклати елан қилип, хитайни өткән йили тибәттә партлиған исян вә бу йил уйғур елидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидә қолға елинған тутқунларға " инсаний муамилә " қилишқа, уларни адил сотлашқа чақирди.
2009-08-28
Үрүмчи шәһәрлик маарип идариси һәр қайси оттура, башланғуч мәктәпләрдин 8 - айниң 24 - күнидин 9 - айниң 30 - күнигичә оқутқучиларни һәр бир аилигә әвәтип, ата - аниларға пәрзәнтлирини мәктәпкә әвәтиш тоғрисида тәлим тәрбийә беришни буйруған.
2009-08-27
Америкидики алимлар маймунларниң гени үстидә тәҗирибә елип берип, ерсийәт кесили бар бир ана маймун вә бир сағлам ана маймундин айривалған ген материялидин сағлам маймунларни пәйда қилди. Алимлар, бу илмий тәтқиқат нәтиҗиси адәмләргә тәдбиқланса ерсийәт кесили бар аялларға сағлам бала туғуш имканийти яритип бериду, дәп қаримақта.
2009-08-27
Үрүмчи даирилириниң рабийә қадир сода сарийини чеқишқа һәрикәт қиливатқанлиқидин өткән һәптә хәвәрдар болған идуқ. Үрүмчи нәнгуән сақчиханисиға қайта - қайта телефон қилиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң рабийә қадир сода сарийини чеқиш вә сарайдики дукандарларни көчүрүш үчүн җиддий һәрикәт қиливатқанлиқиға бир айдин ашқанлиқи ашкариланди.
2009-08-27
"5 - Июл вәқәси" дин кейин, хитайниң дөләт рәиси ху җинтавниң уйғур елигә қаратқан туюқсиз зиярити хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.
2009-08-27
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилири уйғур дияридики телефон вә интернетни тақивәткән болғачқа, чәтәлликләр вә чәтәлдики уйғурлар бу вәқә һәққидә һеч мәлумат алалмайватиду.
2009-08-27
Интернет, телефун алақилирини қамал қилиш б д т кишилик һоқуқ әһдинамисиға хилап болсиму, хитай йәнила бу әһдинамини дәпсәндә қилип турмақта. Б д т вә демократик дөләтләр сүкүттә туривелиш позитсийисини тутмақта.
2009-08-27
Түркийиниң истанбул шәһиридә чақирилған "орал - алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики" намлиқ йиғин давам қилмақта. 27 - Авғуст күни бу йиғин 3 - күнигә қәдәм қойди.
2009-08-27
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим алдинқи күни америкида мухбирларға бәргән баянатида үрүмчи вәқәсидин кейин қолға елинған 196 кишиниң түрмиләрдә қаттиқ қейин - қистақ дәстидин өлүп кәткәнликини баян қилған иди.
2009-08-27
Хитай дөләт қанили кишиләрни милләтпәрлик, вәтәнпәрвәрлик тәшвиқ қилинидиған киноларни көрүшкә риғбәтләндүрүш үчүн бир милйонға йеқин кино белити тарқитидикән. Буниңдики мәқсәт болса өктәбирдә өткүзүлүш алдида турған хитайниң 60 йиллиқини тәбрикләш байрими алдида кишиләрниң вәтәнпәрлик туйғусини ашуруштин ибарәт икән.
2009-08-27
Тәйвән президенти ма йиңҗу бүгүн мухбирларға бәргән баяннамисида, тибәт роһаний даһиси далай ламаниң тәйвәнгә келишигә рухсәт қилидиғанлиқини билдүрди.
2009-08-27
Хитай өлкилиридики аталмиш "шинҗаң толуқ оттура синипи"да оқуватқан миллий оқуғучилардин 1600 нәпири 26 - авғуст күни мәхсус пойиз билән бейҗиңға қарап йолға чиққан.
2009-08-27
Русийә армийиси баш шитаби башлиқи николай макароф мухбирларға баянат берип, русийиниң шималий корийидин келидиған тәһдитләргә қарши һава мудапиә қалқан сестимиси қурғанлиқини елан қилди.
2009-08-26
Хитай мәркизи хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, "уйғурбиз" тор бекитиниң башқурғучиси муһәммәт абдулла из - дерәксиз йоқап кәткән. Тор саһиби илһам тохти муһәммәт абдулла вә мәзкур тор бекитидики бәзи хадимларниң һазирға қәдәр из - дерики йоқлуқини билдүрди.