Архип
2009-08-25
Йеқинда истанбулда өткүзүлгән "үрүмчи қирғинчилиқи вә шәрқий түркистан мәсилиси үчүн пикир - мулаһизиләр" намлиқ йиғинға қатнишип, "шәрқий түркистан вә дуня" дегән темида сөз қилған түркийиниң сабиқ дөләт министири, профессор доктор әхәт әндиҗан уйғурларниң тарихта қурған дөләтлири һәққидә тохталғандин кейин, 1990 - йилдин 2009 - йилғичә болған арилиқта уйғур диярида йүз бәргән вәқәләрниң тәдриҗи һалда шәрқий түркистан мәсилисиниң хәлқаралаштурушта муһим рол ойниғанлиқини илгири сүрди.
2009-08-25
Йеқинда венгирийә пайтәхти будапешт шәһиридә дуня һунлар мәдәнийәт паалийити өткүзүлгән иди. Паалийәткә дуня уйғур қурултийи 5 кишилик вәкилләр өмикини әвәтип қатнаштурған. Паалийәт җәрянида уйғурларни қоллаш һәрикити елип берилип, 60 миңдин артуқ имза топланған.
2009-08-25
Америкидики уйғур җәмийитиниң тор битигә 2009 - йили 8 - айниң 23 - күни бир парчә хәвәр чапланди. Бу хәвәрниң мәзмуниға асасланғанда: хитай мустәмликичилири, 7 - айниң 5 - күни вә униңдин кейинки күнләрдә, хитай һөкүмити тутуп кәткән уйғур яшлирини түрмидин қоюп беришкә башлиған.
2009-08-25
Хитай хәлқ ториниң 24 - авғуст хәвиригә қариғанда, хитай мәркизи тәшвиқат министирлиқи, маарип министирлиқи һәмдә миллий ишлар комитети қатарлиқ органлири бирликтә, пүтүн хитай миқясида милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини чоңқурлаштурмақчи икән.
2009-08-25
Шинхуа ториниң сәйшәнбидики хәвиридин ашкарилинишичә, 21 - авғуст күни, уйғур елиниң ташқурған, чағантоқай, аршаң наһийилиридин болған йәттә нәпәр өсмүр бала йүннәндики мәктәпләрдә оқутушқа елип кетилгән.
2009-08-25
Июлниң бешидин башлап икки айға йеқин из - дерики болмиған бейҗиң милләтләр университети профессори илһам тохти, әсли 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз берип үч күндин кейин хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилгән болуп, у 23 - авғуст йәкшәнбә күни һечқандақ чүшәндүрүш берилмәйла қоюп берилгәндин кейин, радиомизниң хоңкоңда турушлуқ мухбириниң зияритини қобул қилип, өзиниң бир айдин буян хитай сақчилири тәрипидин қийин -қистаққа елинғанлиқини ашкарилиди.
2009-08-25
Шинхуа ахбаратниң 25 - авғуст елан қилишичә, хитай рәиси ху җинтав уйғур елидә мәхсус тәкшүрүш елип барған, сәйшәнбә күни у уйғур елидики хитай коммунистик партийә, һөкүмәт әмәлдарлириға йиғин уюштуруп, " дөләт ғәрбни ечиш истратегийсини әмәлийләштүрүватқан қиммәтлик пурсәттә, бир қолда муқимлиқни, милләтләр иттипақлиқни, йәнә бир қолда ислаһат вә тәрәққиятни чиң тутуш" йолйоруқи бәргән.
2009-08-25
Хитай 25 - авғуст өзиниң һөкүмәт ахбаратлирида хәвәр елан қилип,мушу һәптә ичидә 5 - июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик 200 нәпәр җинайәт гумандарлири үстидин сот ачидиғанлиқ хәвирини инкар қилди.
2009-08-24
Хитайда бир һәптилик зияритини аяғлаштурған дуня ислам конфранси һәйити зиярәт аяғлашқанда мухбирларға баянат берип, үрүмчидә мәйданға кәлгән вәқәни асаслиқ уйғурлар билән башқа етник гуруппиларниң арисидики турмуш сәвийисиниң зор дәриҗидә пәрқ қилидиғанлиқидәк амил кәлтүрүп чиқарған, деди.
2009-08-24
Бирләшмә агентлиқи, франсийә агентлиқи, ройтрс агентлиқи, мәркизи агентлиқи қатарлиқ хәлқарадики чоң учур вастилириниң бүгүн бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бүгүндин башлап үрүмчидә 'бәшинчи июл вәқәсиниң җинайәтчилири' дәп атиған 200 кишини сотлашқа башлиди.
2009-08-24
Америка радио вә телевизийә комитети әзаси ф. Блая әпәнди, әркин асия радиоси башлиқи либбй лию вә уйғур бөлүминиң мәсули др. Долқун қәмбири қатарлиқлардин тәркип тапқан һәйәтниң түркийә зиярити ғәлибилик ахирлашти.
2009-08-24
Атағлиқ уйғур нахшичиси мирзат алим 2 - авғуст күни, намәлум кишиләр тәрипидин өлтүрүлгән болуп, униң җәсити 4 - авғуст күни өз өйи әтрапида тохтитип қоюлған аптомобили ичидин байқалған.
2009-08-24
Америка президенти барак обама бу йил ичидә хитайни зиярәт қилиду. Америкиниң бейҗиңдики йеңи баш әлчиси җон хунтсмән, америка президентиниң хитай зияритидә икки тәрәп көңүл бөлидиған йәр шари вә район характерлик мәсилиләр үстидә музакирә елип баридиғанлиқини билдүргән.
2009-08-24
5 - Июл вәқәсидин кейин, гәрчә хитай һөкүмити уйғур елиниң интернет һәмдә хәлқаралиқ телефон алақилирини үзүп ташлап, уйғур елиниң һәқиқий вәзийитини дунядин йошурушқа һәрикәт қилмақта.
2009-08-24
Аллаһ таала өз һекмити билән мәхлуқатлардин инсанларни улуғ яратти. Җайлардин мәккә вә мәдинә шәһәрлирини, күнләрдин җүмә күнини, айлардин рамизан ейини улуғ қилди.