Архип
2009-09-30
Хитайда коммунист һөкүмити бейҗиңда хитай коммунист һакимийитиниң 60 йиллиқини тәбрикләватқан мәзгилдә, чәтәлләрдики демократик тәшкилатлар хитай һөкүмитигә қарши һәр хил паалийәтләрни уюштурмақта.
2009-09-30
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни америкиниң ню -йорк шәһиридики коломбийә университетида оқуғучиларға нутуқ сөзләп, хитай оқуғучилирини америка демократийисидин үлгә елишқа чақирди.
2009-09-30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғиниға қатнишиватқан ислам қурултийи тәшкилатниң баш катипи профессор доктор әкмәлидди еһсан оғли ахбарат йиғини ечип, уйғур мәсилиси вә ислам қурултийи тәшкилати һәққидә мухбирларниң сориған соаллириға җаваб берип, ислам қурултийи тәшкилатиға әза ислам дөләтлириниң хитай билән болған мунасивәтлиридә өзгириш болмайдиғанлиқини, әмма хитайдики аз санлиқ мусулманларниң һоқуқлирини қоғдаш ислам қурултийи тәшкилатиниң муһим вәзипилиридин бири икәнликини билдүрди.
2009-09-30
"Голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" вә "голландийә тибәтләрни қоллаш җәмийити "ниң һәмкарлиқида, "голландийә уйғурларға ярдәм бериш җәмийити" ниң ишханисида хитай комунистлириниң ортақ зиянкәшликигә учриған хәлқ вә гуруһларниң тунҗи қетимлиқ һәмкарлиқ йиғини болуп өтти.
2009-09-30
Чәтәлдә яшаватқан уйғурлар үрүмчигә берип туғқан йоқлап чиққандин кейин радиомизниң әнқәрә ишханисиға телефон қилип, үрүмчидә өз көзи билән көргән вә аңлиғанлирини биз билән ортақлашмақта.
2009-09-30
Чәтәлдә яшаватқан уйғурлар үрүмчигә берип туғқан йоқлап чиққандин кейин радиомизниң әнқәрә ишханисиға телефон қилип, үрүмчидә өз көзи билән көргән вә аңлиғанлирини биз билән ортақлашмақта.
2009-09-30
Қазақистанда тонулған уйғур алими, доктор рабик исмайилоф әпәнди 5 - вә 7 - июлдики үрүмчи вәқәлири һәққидә өз көз қарашлирини оттуриға қойди.
2009-09-30
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайниң хәлқара мәбләғ ширкити дәп атилидиған дөләт игиликидики бир чоң ширкити түнүгүн қазақистан билән, қазақ мунайгаз" нефитликини 948 милйон америка доллириға сетивелишқа келишкән.
2009-09-30
Шинхуа агентлиқиниң 30 - сентәбир кәч саәт 8 дә елан қилған хәвиридин мәлум болушичә, коммунист хитай дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини чоң тәбрикләш үчүн өткүзүлидиған һәрбий паратқа сәккиз миң әскәр вә офитсер қатнаштурилидикән.
2009-09-30
Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, пәйшәнбә күни - коммунист хитай һакимийәт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини чоң тәбрикләйдиған күни, тәйвәндә уйғур рәһбири рабийә қадир һәққидики вә тибәт тәшкилатлириниң башлиқи дондуп вунчин һәққидики икки һөҗҗәтлик филим қоюлиду. Бу, хитайниң ғәзипини кәлтүрүши мумкин.
2009-09-30
Хитай бейҗиңда өзиниң 60 йиллиқини тәбрикләш үчүн өткүзидиған чоң һәрбий паратниң чириғини йеқишқа башлиған бүгүнки күндә, тибәт һәрикитини қоллиғучилар нюйорк шәһиридики 'император сарийи' дәп атилидиған мәшһур бина алдида намайиш қилип, коммунист хитайниң дөләт байримиға, бу бинадин өзгирип туридиған қизил вә сериқ нур яғдуруш пиланланғанлиқиға қарши турди.
2009-09-30
Франсийә агентлиқиниң тәйбейдин баян қилишичә, тәйвән даирилири өткән һәптидә муһаҗирәттики уйғур рәһбири рабийә қадирға виза бәрмәйдиғанлиқини җакарлиғанда, униң тәшкилати шәрқий түркистан ислам һәрикити билән қоюқ мунасивәттә болған, дәп сәвәп көрсәткән иди.
2009-09-29
Хитай коммунист партийиси дөләт қурғанлиқиниң 60 йиллиқини чоң тәбрикләш алдида турғанда, хәлқ ичидә, хитай коммунист партийиси 60 йилдин буян товлиған шуарларниң тамамән ялғанчилиқ икәнлики бир - бирләп көрситилди.
2009-09-29
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати баянат елан қилип хитай һөкүмитиниң 60 йиллиқ дөләт байримиға аз қалғансери, ахбаратқа қарита чәкләшни күчәйткәнлики вә мухбирларға һуҗум қиливатқанлиқини қаттиқ әйиблиди. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатниң мәзкур баянати хитай йәрлик һөкүмити уйғур елидә интернетқа қарита чәкләш бәлгилимиси елан қилған пәйтләргә тоғра кәлди.
2009-09-29
Хитай дөләт байрими мәзгилидә, мурасимни сақ - саламәт өткүзүвелиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтмәктә. Бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт дөләт байрими мәзгилидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған болуп, бейҗиң даирилири һазир бейҗиңниң өзигила 6000 дин артуқ сақчи орунлаштуруш билән бирликтә йәнә 800 миң әтрапида кишини байрам күнлиридә кочиларда бихәтәрлик қоғдашқа орунлаштурған.