Архип
2009-09-26
Нюйорк таймис гезити'ниң бүгүнки санида, бейҗиңдики бир уйғур ашханисида газ партлаш вәқәси йүз бәргәнлики тоғрисида елан қилған йеңи хәвәрдә, хитайниң дөләт байримиға бәш күн қалғанда, бейҗиңда йүз бәргән газ партлаш вәқәси, тйәнәнмен мәйданиға йеқин җайда көп адәмгә пичақ селип икки адәмни өлтүрүп, 14 адәмни яриландурған бир чоң вәқәдин йүз бәргән вәқә.
2009-09-26
Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, тәйвәндики демократийә - илғарлиқ партийисиниң гавшоң шәһәрлик баш шитаби бүгүн 'муһәббәтниң он шәрти' дегән филимни 1 - өктәбир күни мәркизи бағчида учуқ қоюшни қарар қилди.
2009-09-25
Бейҗиңниң шинҗеков райони шималий кочисидики"қәшқәр таамлири ресторани" да бүгүн әтигән саәт 9 дин 10 минут өткәндә партлаш йүз бәргән.
2009-09-25
Америкиниң ню-йорк шәһиридә ечилған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғинида, америка президент барак обама хәлқарада ядро қораллири, һәм һәрбий қисимларниң санини контрол қилиш һәққидә муһим соз қилди. Йиғинда иран вә шимали корийиниң ядро қораллири мәсилиси һәм хитайниң әскири күч тәрәққиятиниң башқа дөләтләргә тәһдит болмаслиқи асаси тема қилинди.
2009-09-25
9 - Айниң 24 - күни дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит түмтүрк әпәнди өзиниң вашингтон сәпиридә радио истансимизниң уйғур бөлүмини зиярәт қилғанда мухбиримизниң соаллириға җаваб берип, түркийиниң уйғур сиясити һәққидә тохталди.
2009-09-25
Бүгүн, бир уйғур ханим урумчидә буйил 6 - айдин 9 - айғичә болған вақит ичидә өз көзи билән көргәнлирини вә аңлап ишәнгәнлирини радиомизға сөзләп бәрди.
2009-09-25
5 - Июл үрүмчи вәқәсидә, түрк баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң хитайни қаттиқ әйиблиши билән давалғушқа башлиған түрк - хитай мунасивити, қайта җанлинишқа башлиди.
2009-09-25
Дарвин нәзирийисигә йәни материялизимға қарши язған китаблири билән тонулған түркийилик мәшһур нәзирийәшунас алим шундақла билим тәтқиқат вәхпиниң пәхри рәиси аднан октар әпәнди, йеқинда, самсун телевизийисиниң программисида сөз қилип, 5 - июл үрүмчи вәқәси вә уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, шәрқий түркистандики зулум дуняниң әң муһим вәқәси дәп баһа бәрди.
2009-09-25
Хитайниң қәләмкәшлиридин публистика язғучи лушүн: "җуңгониң әскәрлири пуқраларнила өлтүрәләйду," дегән бу гәп раст болуп чиқти.
2009-09-25
Хитай даирилириниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай пәйшәнбә күндин башлап майтағ районида уйғур илидики тунҗи истратегийилик нефит записи базисини қурушқа башлиған.
2009-09-25
Хитайниң уйғур аптоном райони даирилири җүмә күни үрүмчидә "5 - июл вәқәси" сәвәбидин 21 кишигә җаза елан қилинғанлиқини билдүргән. Шинхуа агентлиқиниң үрүмчи тәптиш даирилириниң сөзини нәқил кәлтүрүп хәвәр қилишичә, даириләр җазаланған бу кишиләрни от қоюш, адәм өлтүрүш, булаңчилиқ қилиш вә уруп - чеқиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән.
2009-09-25
Хитай бейҗиң шәһәр мәркизидики бир уйғур ресторанида җүмә күни партлаш вәқәси йүз бәргән. Бу вәқә хитай һөкүмити бейҗиңда бихәтәрлик тәдбирлирини чиңитип, дөләт байриминиң 60 йиллиқини дағдуға билән күтүвелишқа аз қалғанда йүз бәргән.
2009-09-25
Америка һөкүмити гуәнтанамодики уйғурлардин аз дегәндә 6 киши, көп болғанда 8 кишиниң пат арида тинч окяндики палав җумһурийитигә қарап маңидиғанлиқини елан қилди.
2009-09-25
Тәйвән даирилири җүмә күни уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң тәйвәнни зиярәт қилиш пиланиға инкас қайтуруп, униң тәйвәнгә киришигә йол қоймайдиғанлиқини елан қилди.
2009-09-24
Уйғур районлуқ һөкүмәт бүгүн, ишқа орунлаштуруш хизмитини илгири сүрүш һәққидә мәхсус һүҗҗәт тарқатқан. Һөҗҗәттә, ишқа орунлаштуруш хизмитидә көз қарашни өзгәртиш вә ишқа орунлаштурушта адаләтлик болуш тәләп қилинған.