Архип
2009-09-24
Хитай һөкүмити йеқиндин буян хәлқара мәдәнийәт паалийәтлиридә саһибхан дөләтләргә бесим ишлитип, хитай һөкүмитини тәнқидлигүчи кишилик һоқуқ актиплириниң һәрикитини чәкләшкә урунуватқан болуп, хитай һөкүмитиниң бу қилмиши хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғимақта.
2009-09-24
Америкиниң ню-йорк шәһиридә ечилған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғини пүтүн дуняниң диққитини тартмақта. Гәрчә йиғинниң асасий күн тәртипи дунядики климат өзгириш мәсилиси вә буниңға қарита җиддий тәдбир елишни музакирә қилиш болсиму, әмма йиғинда ядро қораллири вә терроризм муһим мәсилисиму тема болуп қалди.
2009-09-24
Японийиниң кагошима университетиниң оқутқучиси доктор қутлуқ қадир әпәндиниң ейтишичә, нөвәттә японийидә 1945 - йили 2 - айдики ялта келишими вә совет иттипақи бесивалған японийиниң төт арилини қайтурувелиш мәсилилиригә аит тәтқиқатлар давамлашмақта икән.
2009-09-24
Уйғур дияридин түркийигә чиқип оқуш 1980 - йилларниң ахирида башлиған болуп, бүгүнгичә түркийидә оқуған уйғур оқуғучиларниң сани 500 әтрапида икән. Түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң көпи һәр йили дегүдәк туққан йоқлап өз юртиға қайтишиду.
2009-09-24
10 - Айниң 14 - күнидин 19 - күнигичә германийиниң франкифурт шәһридә өткүзилидиған хәлқаралиқ китаб йәрмәнкисигә д у қ рәиси рабийә қадир ханимму тәклип қилинған.
2009-09-24
Хитай һакимийити бундин 10 нәччә йил бурун, "шинҗаңға асасий хәвп миллий бөлгүнчиләрдин вә қанунсиз диний һәрикәтләрдин килиду" дегән сиясий шуарни ойдуруп чиқип, бу шуарни, шәрқий түркистанниң муқимлиқиға капаләтлик қилишниң йетәкчи идийиси қилип кәлгән иди.
2009-09-24
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, 10 - айниң 14 - күнидин 18 - күнигичә өткүзүлидиған дунядики әң чоң китаб йәрмәнкилириниң бири болған франкфорд хәлқара китаб йәрмәнкисигә қатнишиду.
2009-09-24
Австралийә хитайниң вухән полат - төмүр ширкитиниң австралийидики бир төмүр руда кениға мәбләғ селиш пиланини австралийиниң дөләт бихәтәрлик мәсилисигә четилидиғанлиқи сәвәби билән тосқанлиқини елан қилди.
2009-09-24
Тибәт роһаний даһийси далай лама сәйшәнбә күни теннисси штатиниң мемфис шәһиригә йетип келип, шимали америкида елип баридиған икки һәптилик зияритини башлиди.
2009-09-24
Америка президенти обама билән хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни ню йорктики б д т йиғини арилиқида көрүшүп, тәйвән, тибәт вә уйғур елиниң вәзийитини сөзләшкән.
2009-09-24
Уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң декабир ейидики тәйвәнни зиярәт қилиш пиланини қоллайдиған тәйвәнлик гуруһлар тәйвән һөкүмитини виза беришкә чақирип, рабийә ханимға виза бәрмәсликниң сәвәби йоқлиқини билдүргән.
2009-09-23
Хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсиниң җавапкарлиқини дуня уйғур қурултийиға артқан болсиму, лекин хитай чоң қуруқлуқи вә чәтәлдики нурғун димократик хитайларниң қаришичә, 5 - июлдики милли тоқунушниң баш җавабкари ваң лечүән вә униң чоң хәнзучилиқ сияситидур.
2009-09-23
Уйғур миллий һәрикити рәһбири, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадир ханим, чаршәнбә күни тәйвәндики инсан һәқлири вә аммиви тәшкилатларға вакалитән рабийә ханимни тәйвәнгә тәклип қилип кәлгән тәйвән яш нахша чолпини Freddy билән сөһбәт өткүзүп, тәйвәнгә бериш тәклипигә мақуллуқини билдүрди.
2009-09-23
5 - Июл гумандарлиридин шөһрәт турсунниң түрмидә өлтүрүлгәнлик вәқәси дуняға ашкариланғандин кейин, даириләр вәқәни ашкарилиғучиларға қарита һуҗум башлиған. Игилишимизчә, бүгүн қорғас наһийисиниң ләнгәр йезисидики һаҗи мәмәт вә абдусалам насир қатарлиқ икки киши тутқун қилинған.
2009-09-23
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, хитай һөкүмити 21 - сентәбир елан қилған, "шинҗаңниң тәрәққияти вә алға бесиши" дегән мавзудики ақ ташлиқ китабидики мәзмунларға инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң уйғур елиниң тәрәққий қилалмаслиқини, бу 60 йилдин буян уйғурларға қаратқан миллий сияситидики нуқсанлардин издимәстин, мәсулийәтни чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға артип, җавабкарлиқтин өзини қачуруватқанлиқини әйиблиди.