Архип
2010-10-14
Хитай һөкүмити йеқиндин буян "җуңхуа миллити еңи тәрбийисини күчәйтиш"ни оттуриға қоюп буни "уйғур елиниң узақ муддәтлик тәрәққияти вә муқимлиқини илгири сүрүштики муһим асас" дәп көрсәтти вә бу җәһәттә уйғур елидә сиясий һәрикәтләр елип бармақта.
2010-10-14
Америкида чиқидиған 'көзитиш журнили' да, хитайдики шәһәр вә йезиларда пәйда болуватқан дәһшәтлик йәр - земин тоқунушлири вә бу тоқунушларниң тәрәққият йүнилишини тәһлил қилип язған мақалиләр бесиливатиду. 'Хитайда йәр - земин мәсилиси җәмийәттики зиддийәтләрниң түгүни болуп қалди' намлиқ мулаһизә буниң бир нәмуниси.
2010-10-14
Хитай мәтбуатлиридин ашкарилинишичә йеқиндин буян хитайда "яйлақларни қоғдаш" баһанисидә чиқирилған түрлүк чәклимиләр сәвәбидин, чарва бақидиған отлақлар тарийип чарвичилар мал беқишқа амалсиз қалған.
2010-10-14
Хитайни тонуштуруш паалийити 10 - айниң 17 - күни әнқәрәдә рәсмий башлиниду. Бу паалийәтниң күн тәртипи бойичә 10 - айниң 18 - күни түркийә хәлқара истратегийә тәтқиқат идарисида түркийә - хитай мунасивәтлири һәққидә йиғин ечилмақчи.
2010-10-14
Йеқиндин бери норвегийидики һәр қайси чоң - кичик ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, нобил тинчлиқ комитети тәрипидин 2010 - йиллиқ нобил тинчлиқ мукапати хитай өктичи зиялийси лю шавбоға берилгәндин кейин, бу мукапат хитай билән норвегийиниң дипломатик мунасивитидә тарихта тунҗи қетимлиқ җиддий сүркилишни пәйда қилған.
2010-10-14
Бирнәччә күндин буян, түркийә бүйүк бирлик партийисиниң рәиси ялчин топчи, милләтчи вә муһапизкар партийисиниң рәиси әхмәт йилмаз вә түркийә мәзлумлар җәмийити истанбул шөбә башлиқи җиһад көкдәмир қатарлиқ кишиләр вен җябавниң түркийә зияритигә қарши баянат елан қилди.
2010-10-14
Йеқинда қазақистан җумһурийитиниң хитайдики әлчиханисиниң мәслиһәтчиси нурлан аққошқароф, қазақистан билән хитай оттуридики сода иқтисади һәмкарлиқида һәр икки тәрәпниң мәнпәәтдар икәнликини илгири сүргән. Н. Аққошқароф бу қарашлирини қазахбарат агентлиқиниң мухбири руслан сүлейменоф билән болған сөһбитидә билдүрди.
2010-10-14
Дуня уйғур қурултйиниң вәкили сүпитидә, яврупа бирликидә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултйиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, хизмәт башлиған 40 күндин буян, көрүнәрлик нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди.
2010-10-14
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң оттура асия ишлириға мәсул алий дәриҗилик әмәлдари сусан еллийот ханим қирғизистанда зиярәттә болмақта. У бүгүн қирғизистандики мухбирларни күтүвелиш йиғинида қилған сөзидә, "америка қирғизистанниң йеңи рәһбәрлири билән һәмкарлишиду. Биз йеңи һөкүмәт билән америкиниң манастики һәрбий базисиниң давамлишиши үчүн келишим һасил қилишни арзу қилимиз," дегән.
2010-10-14
Сәуди әрәбистан 16 хитай ишчини чегридин қоғлап чиқарған. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу ишчилар сәуди әрәбистандики мәккә шәһиридә пойиз релиси ясаватқан ишчилар болуп, улар маашиниң төвәнликини илгири сүрүп намайиш қилған вә бир қисим аптомобилларни зәхмигә учратқан. Сәуди даирилири уларни қолға алғандин кейин, чегридин қоғлап чиқиришни қарар қилған.
2010-10-14
Гүәнтанамо түрмисидин қоюп берилгәндин кейин арал дөләт бермудаға орунлаштурулған 4 уйғур йеңи хизмәткә орунлишидикән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, улар алдинқи йили бермудаға келәр - кәлмәйла һөкүмәткә қарашлиқ болған бир голф топи мәйданида ишқа орунлаштурулған иди.
2010-10-14
Җәнубий корийә бүгүн америка, австралийә вә японийә билән бирликтә деңиз армийиси һәрбий маневир елип барди. Бир күн давам қилған бу қетимлиқ һәрбий мәшиқ қанунсиз қоралларни деңиз йоли арқилиқ йөткәш паалийәтлиригә қарши елип берилған.
2010-10-14
Пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма җавшү "түрмидики җинайәтчигә нобил мукапати бериш хитайда җинайәтни тәшвиқ қилғанлиқ бу һәм хитайниң әдлийә системисиға қилинған һуҗум" деди вә һәрқайси дөләт вә тәшкилатларни хитайниң ички ишиға арилашмаслиқ һәққидә агаһландурди.
2010-10-13
Һәр йили германийидә өткүзүлидиған франкфорт китап көргәзмиси бу йил латин америка дөләтлиридин аргентинаниң саһипханлиқида өткүзүлгән. 6 - Өктәбирдин 10 - өктәбиргә қәдәр давамлашқан бу көргәзмидә, германийидики шәрқи түркистан бирлики тәшкилати паалийәт елип барған.
2010-10-13
Қирғизистанда өткүзүлгән парламент сайлими америка вә яврупа һөкүмәт әрбаблири тәрипидин очуқ - ашкара вә адаләтлик елип берилди дәп баһаланған бир пәйттә, бир қисим хәлқара көзәткүчиләрниң нәзиридә мәзкүр сайламниң қанунсизлиқлардин мустәсна болмиғанлиқи оттуриға қоюлмақта. Төвәндә бу һәқтә мухбиримиз әқидә мәлумат бериду.