Архип
2010-12-31
Йеқинқи 20 йил ичидә вәтән ичидики бир түркүм уйғур шаир вә язғучилири түрлүк сиясий вә иҗтимаий сәвәбләр түпәйлидин чәтәлләргә һиҗрәт қилди. Улар нөвәттә өзлири яшаватқан дөләтләрдики әркин вә демократик муһиттин пайдилинип, бир қолида ай юлтузлуқ көк байрақ, йәнә бир қолида тинчимас қәлими билән муһаҗирәттә давам қиливатқан уйғур миллий һәрикитиниң актиплири вә байрақдарлириға айланди.
2010-12-31
"Мер тор бити"дә елан қилинған" авиаматка йитип кәлди, җуңгониң гөри қезилди" мавзулуқ мақалә, 2010-йили 12-айниң 28- күни "вәнвий тор бити"гә чапланди.
2010-12-31
2010-Йили ахирлишип 2011-йили кирәй дәп қалған бүгүнки күндә, пүтүн уйғурлар җүмлидин түркийидики уйғурлар 2010-йилини хуласиләп, 2011-йилидин күткән үмидлирини йеқинлириға аңлатмақта.
2010-12-31
Тәңритағ тори 31 - декабир күни елан қилған "шинҗаңдики 2010 - йиллиқ 10 чоң хәвәр" намлиқ язмида уйғур вәтининиң сиясий килиматида 2010 - йили йүз бәргән бир қисим вәқәләр тилға елинған.
2010-12-31
1958-Йили, совет иттипақи билән хитайниң ядро һәмкарлиқи әң юқири пәллигә йәтти. Совет алимлири хитайниң атом саһәсидә актип хизмәт қилған болсиму, бирақ икки дөләт мунасивәтлири аста-аста бузулушқа қарап йүзләнди.
2010-12-31
Шәрқий түркистан җумһурийитиниң сабиқ офитсери 87 яшлиқ турсун дараҗи мусайоф 30 - декабир күни бешкәк шәһиридә давалаш үнүм бәрмәй, бу дуня билән видалашти. Дәпнә мурасимиға қатнашқан йүзлигән кишиләр униң вәтән үчүн күрәшкән җәңгивар һаятини әсләп, уйғур җамаити үчүн қилған яхши иш-излирини хатирилиди һәмдә униң әхлақи пәзилитигә юқири баһа бәрди.
2010-12-31
Мәркизи франсийә пайтәхти париждики хәлқара ахбарат әркинлик оргини- чеграсиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни дуняниң 2010 - йиллиқ ахбарат әркинлик әһвали һәққидә доклат елан қилип, ахбарат хадимлириниң бу бир йилда өлтүрүлүш, қолға елиниш, гөрүгә тутулуш, тәһдит вә җисманий һуҗумға учраш, қечип кетишкә мәҗбур болуш қатарлиқ 9 түрлүк зиянкәшликкә учраш һадисиси үстидин баһалаш елип барди.
2010-12-31
Йеқинда йәкән наһийисидики йәрлик даириләр мәзкур наһийидики бир топ уйғур вә хитай христиан муритлириниң бир йәргә топлинип, роҗистива байрими вә йеңи йил мунасивити билән өткүзгән бирләшмә диний мурасимиға мудахилә қилған.
2010-12-31
Уйғур аптоном райони йәрлик ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, үрүмчи шәһири даирилири келәр йилдин башлап йол яқисидики кәчлик базарларни әмәлдин қалдурушни вә буниңдин кейин башқа районлардиму бундақ базарларни тәстиқлимаслиқни қарар қилған.
2010-12-31
Японийә баш министири науто кан 2011- йили хитайни зиярәт қилип, өткән йили 9 - айда сенкако тақим арилиниң әтрапида йүз бәргән хитай белиқчилар кемиси билән японийә чарлаш парахотиниң өз ара соқулуп кетиш сәвәбидин җиддийлишип кәткән японийә -хитай мунасивитини әслигә кәлтүрүшни ойлашмақта икән.
2010-12-30
Бу бир йил җәрянида уйғурларниң сиясий, иҗтимаий һаятиға мунасивәтлик қандақ зор муһим вәқәләрниң йүз бәргәнликини нөвәттә гүлчеһрә тәйярлиған программа арқилиқ әсләп өтәйли.
2010-12-30
Ақсу вилайитиниң онсу наһийә қизил деһқанчилиқ мәйданидин бурун бейҗиңға 11 қетим әрз қилип кәлгән 84 яшлиқ әрздар абдуреһим молләк ака, 4 айниң алдида бейҗиңдин тутуп кетилгән вә юртиға барғанда, йеңи мәйдан башлиқи униң йәр мәсилисини һәл қилип беридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән вә униңдин әрз қилиштин тохташни тәләп қилған иди.
2010-12-30
Хитайниң тунҗи атом бомбиси пилани вә совет иттипақиниң хитайниң ядро қораллири техникисиға көрсәткән тәсири һәм әмәлий ярдәмлири шуниңдәк буниң совет-хитай мунасивәтлириниң рәқиблик дәвригә киришидә ойниған роли рус, хитай вә ғәрб тарихчилири үчүн қизиқарлиқ тема.
2010-12-30
-Айниң 29-күни японийә т б с телевизийә қанилида кәч саәт 8 йеримда тарқитилған икки йерим саәтлик "таккуру" программисида "хитай демократийилишишкә йүзлинәмду?" намлиқ нәқ мәйдан муназирә программиси тарқитилған.