Архип
2010-01-31
1 - Айниң 30 - күни қазақистанниң алмута шәһиридә қазақистан һөкүмитиниң хитайға кәң көләмдә йәр иҗарә бериш мәсилиси һәққидә қаршилиқ намайиши өткүзүлди.
2010-01-31
Афғанистан президенти һамид карзай йәкшәнбә күни талибанларни афғанистан һөкүмити билән қаршилишишни тохтитип, тинчлиқни әмәлгә ашуруш вә афғанистанниң қануни қобул қилишқа чақирди.
2010-01-31
Бу йил "ғәрбниң көмүрини шәрққә тошуш" пилани бойичә қумулдин 6 милйон тонна көмүр тошулған. Хитайниң шинхуа хәвәр ториниң хәвиригә асасланғанда, хитайниң "ғәрбниң көмүрини шәрққә тошуш" пиланиниң асаслиқ базиси һесаблинидиған қумул вилайитидә өткән бир йилдики көмүр мәһсулати 12 милйон тоннидин, сиртқа тошуш миқдари 6 милйон 80 миң тоннидин ашурулған.
2010-01-31
Шәнбә күни русийиниң шималидики калининград шәһиридә кәң көләмлик наразилиқ намайиши йүз бәргән болуп, бәзи русийә мәнбәлиридә көрситилишичә, бу намайишқа 10 миңға йеқин адәм қатнашқан, әмма б б с ниң хәвиридә болса, йәттә миң адәм қатнашқан мәзкур намайишниң асасий мәқсити русийә баш министири виладимир путиниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилиш икән.
2010-01-31
Хәлқаралиқ мухбирлар тәшкилати 31 - январ күни доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң өткән бир йилда ахбарат әркинликини қаттиқ контрол қилғанлиқини тәнқид қилди.
2010-01-30
Хитай даирилириниң "5 - июл үрүмчи вәқәси"ни бастуруш җәрянида 1500 дин артуқ адәмни қирип ташлиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-01-30
Хитай даирилири шәнбә күни америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш қариға етираз билдүрүп, америка - хитай арисидики һәрбий алмаштурушни тохтатқанлиқини җакарлиди.
2010-01-30
Хитай ахбаратлири шәнбә күни тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири уйғур елидин хитай шәһиригә қарап йолға чиққан йолучилар айропиланиға от қоюшқа урунғанлиқи гуман қилинған икки адәмни қолға алғанлиқини илгири сүргән.
2010-01-30
Әнгилийә пайтәхти лондонда афғанистан мәсилиси һәққидики хәлқара йиғинға қатнашқан америка ташқи ишлар министири һеларий клинтон, түнүгүн йиғин арисида хитай ташқи ишлар министири яң җйечи билән көрүшүп, google мәсилиси үстидә сөһбәт елип барған.
2010-01-29
Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"дин кейин уйғур аптоном райониниң сирт билән болған телефон вә интернет алақисини үзүп ташлиған иди. Хәлқара җәмийәтниң бесими һәм хитайниң өз ичидики хәлқниң наразилиқлири күчәйгәнлики сәвәбидин, бу һәптә хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң сирт билән болған телефон алақисини әслигә кәлтүргән болсиму, әмма интернет йәнила әслигә кәлмигән.
2010-01-29
Шивитсарийә бир қанчә һәптидин бери гүәнтанамодики уйғурлардин икки нәпирини қобул қилишни ойлишиватқан иди. Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимму алдинқи күни шивитсарийини зиярәт қилип, икки уйғурниң қобул қилиниши һәққидә бир қатар паалийәтләрни елип барған иди.
2010-01-29
Америка қошма шитатлириниң 44 - президенти барак обама президентлиқ вәзиписигә олтурғили бир йил болди. У, өзиниң америка тарихидики тунҗи қара тәнлик президент болуши вә америка сияситидә елип бармақчи болған ислаһатлири һәққидә бәргән вәдилири түпәйли америка вә шундақла дуня хәлқиниң диққитини қаттиқ җәлп қилған иди.
2010-01-29
Ислам конферанси тәшкилати баш катипи профессор доктор әкмәләттин иһсаноғлуниң 1 - айниң 28 - күни түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған һүрийәт гезитигә бәргән баянати түркийидә қаттиқ ғулғула пәйда қилди.
2010-01-29
Бүгүн 'бошүн тор гезити' дә, хитайдики мустәқил язғучи ваң лишюң әпәндиниң һиндистанни зиярәт қилғандин кейин язған 'һиндистан яхшимикән яки хитайму?' дегән мақалиси елан қилинди.
2010-01-29
Алматадики мүзәмбил мәсчитиниң сабиқ имами, пишқәдәм җамаәт әрбаби аббас қариһаҗим чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири тоғрисида зияритимизни қобул қилип өзиниң арзу - үмидлирини оттуриға қойди.