Архип
2010-01-29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип хитай даирилиридин йеқинда камбоджа һөкүмити хитайға қайтуруп бәргән 20 нәпәр уйғур мусапириниң һазир қәйәрдә икәнлики вә уларниң ақивити тоғрисида мәлумат беришни тәләп қилди.
2010-01-29
Австиралийилик мәшһур язғучи франк мурхаус җүмә күни австиралийә мәтбуатида баянат елан қилип, бу йил 3 -айда елип беришни пиланлиған хитай зияритидин ваз кәчкәнликини, бу арқилиқ хитай даирилириниң өктичи язғучи лю шавбони қамақ җазасиға һөкүм қилғанлиқиға наразилиқини ипадиләйдиғанлиқини билдүргән.
2010-01-29
Америка ташқий ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилиридин өткән йили йүз бәргән "5 - июл вәқәси"гә мунасивәтлик сот ишлирида очуқ -ашкара болушни тәләп қилди.
2010-01-29
Хитай хунән өлкисидә зиярәттики тибәт роһани даһиси далай ламаниң вәкиллири җүмә күни бейҗиңға йетип келип, шәнбә вә йәкшәнбә күни елип берилидиған икки күнлүк хитай-тибәт сөһбитиниң муқәддимисини башлиди.
2010-01-28
Хитай компартийиси мәркизи комитети бу йил "шинҗаң мәсилиси" тоғрисида йиғин ечишқа тәйярланмақта. Даириләр алдинқи күни хитай дөләт кабинти вә партийә мәркизи комитети қармиқидики мунасивәтлик органлириға йиғин ечип, мәркизи комитетниң "шинҗаң мәсилиси" тоғрисидики хизмәт йиғининиң тәйярлиқини пухта ишләшни тәкитлигән.
2010-01-28
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә д у қ баш катипи долқун әйса қатарлиқ кишиләрдин тәркип тапқан һәйәт шветсарийиниң пайтәхти берн шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән.
2010-01-28
Хитай һөкүмити йеқинқи бир нәччә йилдин буян, вәтән ичи вә сиртидики түрлүк тәнқидләш вә қаршилиқларға қаримай уйғур аптоном районида йүргүзүватқан " қош тиллиқ маарип" сияситини әмәлийләштүрүшни тезләтмәктә.
2010-01-28
Хәлқарада хитай һөкүмити йолға қоюватқан пиланлиқ туғут сиясити қаттиқ тәнқид қилиниватқан бир пәйттә, хитай ахбарат вастилирида, уйғур аптонум райониниң 2009 - йиллиқ нопус вә пиланлиқ туғут хизмитидә нәтиҗиләргә еришкәнлики қәйт қилинди.
2010-01-28
Хитай һөкүмити һазир дуняға коңзичилиқни көтүрүп чиқиватқанда, америкида дөләт күтүпханисиниң мәңгулүк мувәппәқийәт мукапатиға еришкән җуңхуа минго тарихчиси доктор йү йиңши, чәтәлләрдә қурулған коңзи иниститотлири немә иш билән шуғуллиниватқанлиқи һәққидә тәһлил елан қилди.
2010-01-28
Хитай җәмийитиниң тәрәққияти вә мәсилилири давамлиқ түрдә охшимиған нуқтилардин тәһилил қилинмақта. Йеқинда бошун торида елан қилинған бир мақалидә, хитай даирилириниң өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн хитай хәлқини садда бир милләтчилик йолиға йетәкләватқанлиқини оттуриға қойған.
2010-01-28
"Асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини" ға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән хитай ташқи ишлар министири яң җечи, 2010 - йили 1 - айниң 27 - күни әттигән саәтлиридә түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу билән истанбулдики чираған сарийида айрим учрашти.
2010-01-28
Түркийә җумһурийитиниң баш министири рәҗәб таййиб әрдуғанниң 2010 - йиллиқ падишаһ фәйсәл хәлқаралиқ мукапатиға еришкәнлики сәуди әрәбистан вәли әһдиси әмир султан ибни абдуләзиз тәрипидин елан қилиниши билән сәуди әрәбистанниң йәрлик радио, телевизор вә гезит, журналлирида шундақла чәтәлләрдә чиқидиған әрәбчә гезитларда бу хушхәвәр чақмақ тизликидә арқа - арқидин елан қилинишқа башлиди.
2010-01-28
Тәңритағ хәвәрләр торидин мәлум болушичә, 25 - январ күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт адәм күчи вә иҗтимаий капаләт хизмити йиғини ачқан болуп, йиғин мәзмунидин қариғанда, уйғур йезилиридики бир милйон 200 миң ешинча әмгәк күчи сиртқа йөткәп ишқа орунлаштурулидикән.
2010-01-28
Хитай чаршәнбә күни яврупа бирликидин хитайға қаритилған қорал имбаргосини бикар қилишини тәләп қилди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма җавшү бу һәқтики сөзидә, "биз яврупа бирликиниң хитайға адил муамилә қилишини тәләп қилимиз," деди.