Архип
2010-01-02
Уйғур районлуқ қанун органлири җәмийәт муқимлиқиға алақидар йеңидин низамнамә чиқирип, җинайәтчиләр билән елишип яриланған пуқраларға қәһриманлиқ шәрипи берилидиғанлиқи һәмдә сәһийә органлириниң бу хилдики кишиләрни шәртсиз давалиши керәкликини көрсәтти.
2010-01-02
Америка президенти барак обама шәнбә күни әтигән, 2009 - йили роджистива мәзгилидә мәйданға чиққан америка айропиланини партлитишқа урунуш қилмишини әл қаидә тәшкилатиға биваситә бағлиди вә мәзкур һуҗумниң арқисидики кишиләрни җавабкарлиққа тартидиғанлиқини билдүрди.
2010-01-01
Бүгүн, 2010 - йили 1 - айниң 1 - күни. Бүгүн пүтүн дүня инсанлири шундақла уйғурларму 2009 - йилини хуласилап 2010 - йилиидин күткән үмидлирини ейтишмақта.
2010-01-01
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан , сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У, йеңи йил мунасивити билән өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаяти һәмдә немә сәвәбтин пүтүн иҗадийитини уйғурларниң миллий азадлиқ күрәш тарихиға беғишлиғанлиқи шуниңдәк тарихий мусапиләр җәрянида топлиған өз тәҗрибилири һәққидә сөзләп бәрди.
2010-01-01
5 - Июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқтин кейин, уйғурларниң телефон һәм интернет алақисиниң техичә әслигә кәлмигәнлики, уйғурларниң әң әқәлли кишилик һәқ - һоқуқи болған алақә әркинликини хитайниң һазирғичә дәпсәндә қилиши уйғурларниң гуманлирини ашуруп, барғансири үмидсизләндүрмәктә иди.
2010-01-01
Һазир алмата шәһиридә яшаватқан , сабиқ миллий армийә капитани мәсүмҗан зулпиқароф әпәнди уйғурлар арисида кәң тонулған язғучиларниң биридур. У, йеңи йил мунасивити билән өзиниң 50 йилдин артуқ иҗадий һаяти һәмдә немә сәвәбтин пүтүн иҗадийитини уйғурларниң миллий азадлиқ күрәш тарихиға беғишлиғанлиқи шуниңдәк тарихий мусапиләр җәрянида топлиған өз тәҗрибилири һәққидә сөзләп бәрди.
2010-01-01
Йеқиндин буян түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридики охшимиған универиситетлардики тәтқиқатчилар вә оқутқучилар, уйғурлар һәққидә көпләп мақалә елан қилип кәлмәктә.
2010-01-01
Хоңкоңда миңлиған кишиләр йеңи йилниң 1 - күни хитай мәркизи һөкүмитиниң хоңкоңдики алақилишиш башқармисиниң бинаси алдида намайиш қилип, хоңкоң рәһбирини омуми сайлам билән сайлап чиқишни, хитай түрмисидики өктичи затлардин лю шавбо вә тән зоренларни қоюп беришни тәләп қилди.
2010-01-01
Тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити өткән йили 10 - айдин башлап "5 - июл ишханиси" дегән намда бир орган тәсис қилип, уйғурларниң мәмликәт ичи вә сиртидики хитайға қарши паалийитини бир туташ көзитишкә мәсул қилған.
2010-01-01
Җүмә күнки хәвәрләрдә хитайниң шенҗин таможна даирилири тәрипидин зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән әйиблинип қолға елинған 2 нәпәр пакистан пуқраси билән 2 афғанниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниш еһтимали барлиқи билдүрүлди.
2010-01-01
Қазақистан мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи, җүмлидин мәркизий асия дөләтлири ичидә тунҗи болуп, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәислик вәзиписигә игә болған мәмликәт болуп қалди. Астана бу вәзипини тапшурувалди.