Архип
2010-01-28
Америка президенти барак обама вәзипигә олтурғиниға бир йил тошқанлиқ мунасивити билән хәлққә қилған сөзидә бир йиллиқ хизмити вә 2010 - йиллиқ нишанлири үстидә тохталди. У сөзидә асаслиқи америкиниң иқтисадини вә хәлқниң параванлиқини арттуруш мәсилилирини алаһидә тәкитлиди.
2010-01-28
Дунядики әң зор интернет издәш матори болған гогулниң хитайдин чекинип чиқип кетидиғанлиқини елан қилип, бу мәсилә америка - хитай арисидики дипломатик сүркилишкә сәвәб болған бу күнләрдә, хитайда гогулға охшитип ясалған "гуҗйе" исимлик тор бәт ишқа киришти.
2010-01-28
Америкиниң сода ишлири министири вашингтонда ечилған америка - хитай сода ишлири йиғинида қилған сөзидә: "гогулниң хитайда хаккирлиқ һуҗумиға учраш мәсилиси техиму көп америка ширкәтлириниң хитайға мәбләғ селишиға тәсир көрситиши мумкин," деди.
2010-01-27
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики һәйәт италийиниң "суд тирол" йәни җәнубий тирол районида рәсмий зиярәт паалийити елип бармақта.
2010-01-27
Хитай һөкүмити уйғур елидә 2000 - йилидин буян йолға қоюватқан қош тил маарипи намидики уйғур маарипини хитайчилаштуруш пиланини йилдин - йилға күчәйтиватқан болуп, көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити һазир уйғур аптонум районида қош тиллиқ маарип түзүмини омумлаштуруш үчүн барлиқ вастиларни ишқа салмақта икән.
2010-01-27
Йеқинда, б д т ниң террорлуққа қарши алий комисари ричард баррет, шинхуа агентлиқиниң зияритини қобул қилип, шәрқи түркистан күчлири хитай вә оттура асияниң, болупму хитайниң ғәрбий райониниң тинчлиқиға тәһдит шәкилләндүрди дегән.
2010-01-27
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң 6 кишилик вәкилләр өмики сәйшәнбә күни хитайниң хунән өлкисигә йетип келип, йеңи бир нөвәтлик хитай - тибәт сөһбитиниң муқәддимисини башлиған иди. Тибәт вәкилләр өмики хунән қатарлиқ җайлардики зияритидин кейин җүмә күни бейҗиңға йетип келип, хитай тәрәп билән рәсмий сөһбәт үстилигә олтуриду.
2010-01-27
1 - Айниң 26 - күни, голландийә уйғурларни һимайә қилиш җәмийити рәиси ғәйрәт әпәнди, тибәтликләр, фалунгоңчилар вә хитай демократик һәрикитиниң рәһбәрлири билән биргә белгийә пайтәхти брюсселға берип, яврупа парламенти әзаси вә голландийә парламенти әзаси һанс ван баалән билән учришип сөһбәт өткүзгән.
2010-01-27
Үрүмчи вәқәсидин буян хитай сотлири һәр ай, һәтта һәр һәптә дегидәк зинданлардин онлиған уйғур мәһбусларни худди қотандин қойни сөрәп чиққандәк елип чиқип өлүмгә вә түрлүк еғир қамақ җазалириға һөкүм қилмақта.
2010-01-27
Б б с 2010 - йили 1 - айниң 22 - күни мундақ көрсәтти: "хитайниң мәркизи һөкүмити мушу һәптә 3 күнлүк "тибәт хизмити йиғини" чақирип, мәркизи һөкүмәт юқири қатлам рәһбәрликиниң тибәт мәсилисигә етибар беридиғанлиқини гәвдиләндүрди." Йиғинда ху җинтав: "тибәтни турмушта азадә, җәмийәт муқим, мәрипәтлик, тәрәққи қилған район қилип қуруп чиқип, дөләтниң бихәтәрликини әң муһим капаләткә игә қилиш" ни тәкитлиди.
2010-01-27
Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитайда йеқинда ит, мүшүкни тирик һалитидә даңқан шорписи қилип йейишни мәни қилиш, шундақла, ит, мүшүк йигүчиләргә 5 миң юән җәриманә вә 15 күнлүк қамақ җазаси бериш тәшәббуси оттуриға қоюлған иди.
2010-01-27
Ройтрс агентлиқиниң сиолдин баян қилишичә, бүгүн шималий корийә билән җәнубий корийә талаш - тартиштики чегра районда зәмбирәк етишти, бу, үч айдин буян икки корийиниң һәрбий қисимлири оттурисида йүз бәргән иккинчи қетимлиқ җиддий вәқә болуп һесаблиниду.
2010-01-27
Далай ламаниң вәкиллири түнүгүн хитай билән сөһбәт өткүзгили бейҗиңға кәлди. Бу, тибәтләрниң бейҗиң һөкүмити билән 9 - қетимлиқ сөһбити болуп һесаблиниду.
2010-01-27
Хитайниң 'шинҗаң гезити' 1 - айниң 25 күни баян қилишичә, уйғур аптоном райони 2009 - йилида, хитай коммунист партийә мәркизи комитети вә дөләт кабинтиниң нопус мәсилисни бир туташ пиланлап һәл қилиш қарариға асасән, 'ички еһтияҗни ашуруш' дегән нам билән туғут чәкәләш үчүн 32 милйон юән аҗритип, йеза дәриҗилик пиланлиқ туғут мулазимәт понкитидин 123 ини қурған.
2010-01-27
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, алтай, или велайәтлиридә 59 йилдин кейин йүз бәргән дәһшәтлик қар - шиверғанда 20 адәм вә 100 миңдин артуқ мал - чарва өлди. Хәвәрниң тәпсилатида ейтилишичә, бу қетимқи апәттә 1 милйон 600 миң нопус зиянға учриди.