Архип
2010-10-01
2010 - Йили 10 - айниң 1 - күни, хитай дөлити қурулғанлиқиниң 61 - йили мунасивити билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқий түркистан яшлар җәмийити бирликтә хитайниң истанбулдики консулханиси алдида намайиш елип барди.
2010-10-01
Биз алдинқи күнки программимизда, "қәшқәрдә 13 яшлиқ бир уйғур қизни сичуәнлик бир хитайниң итлири талап өлтүрүвәткәнлик вәқәси" һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Бүгүнки игилишимизгә қариғанда, өлгүчиниң аниси ниязгүл ханим 3 күнниң алдида бейҗиңдин тутуп кетилгән.
2010-10-01
Хитайға нәзәр тор гезитидә 1 - өктәбир һарписида "хитайда әң чоң қәләм оғриси мавзедуң " намлиқ бир мақалә бесилди. Хоңкоңда чиқидиған "шәпә" журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди бу һәқтә мулаһизә елан қилди.
2010-10-01
Дуня уйғур қурултийи хитайниң "1 - өктәбир дөләт байрими" һарписида икки муһим баянат елан қилди. Буниң бири, өктәбир хитай коммунистлириниң дөләт қурғанлиқи шундақла шәрқий түркистан хәлқиниң шундин буян әркинликидин мәһрум қалғанлиқи мунасивити билән пүтүн дунядики уйғурларниң бу күнни уйғурлар үчүн "матәм күни" дәп тонуп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушиға қарши наразилиқ паалийәтләрни тәшкилләш һәққидә чақириқ. Йәнә бири болса, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң җиддий чақириқи билән 2011 - йили февралниң бешида "шәрқий түркистан - уйғуристан хәлқаралиқ миллий алий кеңиши" өткүзүдиғанлиқи һәққидики баянат.
2010-10-01
Мәркизи германийиниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийи җүмә күни радиомизға баянат елан қилип, бейҗиң даирилириниң бейҗиң мәркизи милләтләр университети дотсенти илһам тохтиниң юртиға қайтип уруқ -туғқанлирини йоқлишини чәклигәнликини әйиблиди.
2010-10-01
Америкиниң атлантик окян қирғиқидики вирҗинийә, мариланд қатарлиқ штатларда яшайдиған уйғурлар җүмә күни хитайниң вашингтон баш әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитай даирилириниң уйғур елидә йүргүзгән сияситигә наразилиқ билдүрди.
2010-10-01
Америка дөләт мәҗлиси әзалири обама һөкүмитини хитайдики қиз - аялларни елип сетишни асас қилған адәм бедикчилики содисиға көңүл бөлүшкә чақирип, хитай вә һиндистан қатарлиқ дөләтләргә адәм бедикчиликини контрол қилиш һәққидә бесим ишлитишни тәләп қилди.
2010-10-01
Хитайниң үрүмчи җ х идарисиниң алаһидә сақчи әтрити пәйшәнбә күни, үрүмчиниң хуңйәнчи су амбири әтрапида гөрүгә еливелишқа қарши туруш маневири елип барған.
2010-10-01
Японийә баш министири наото кан җүмә күни, хитай - японийә мунасивити һәққидә сөһбәт елан қилип, хитайни "хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтчан әзаси болушқа" чақирди шундақла хитай һөкүмитиниң һәрбий селинмиси вә деңиздики һәрбий паалийитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.