Архип
2010-11-10
Б б с ниң баян қилишичә, 11 - айниң 11 - күни сеул шәһиридә өткүзилидиған санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришиши (г 20 йиғини)да, оттуриға қоюлидиған пулниң обороттики қиммити мәсилсии тоғрисида бүгүнла хәлқарада җиддий муназирә қозғалди.
2010-11-10
'Үрүмчи хәвәрлири тор гезити'ниң хитайниң шинҗаң маарип назаритидин алған мәлуматларға асасән баян қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити 2010 - йилидин башлап йәрлик алий мәктәпләргә тәҗрибихана қурулуши, ихтисас игилирини йетиштүрүш, җамаәт мулазимәт системиси қуруш, иҗадийәт тармақлири қуруш дегәндәк намлар билән 55 милйон юән мәхсус пул аҗратқан.
2010-11-09
Уйғур биз тор бекитиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, илһам тохти әпәнди өзиниң йеқинқи паалийәтлири сәвәблик, бейҗиңдики дөләт ички аманлиқини қоғдаш хадимлириниң тәһдитигә учриған.
2010-11-09
Хитайниң нәнчаң шәһиридә оқуватқан "шинҗаң толуқ оттура синипи" дики уйғур қатарлиқ оқуғучилар өткән һәптә өз тамиқида байқалған чошқа гөши сәвәблик ачлиқ елан қилған.
2010-11-09
Хитай һөкүмити 2012 - йилиға барғанда уйғур ели маарипини пүтүнләй қош тиллаштуруп болуш йәни әмәлийәттә қош тиллиқ маарип намида йәккә хитай тиллиқ маарипиға айландуруп болушни пилан қилған иди. Уйғур елидә хитай һөкүмитиниң йеқинқи он йилдин буян тәдриҗи күчәйтип елип бериватқан қош тиллиқ маарип сияситиниң тәсиридә, нөвәттә уйғур миллий маарипи асасән йоқ қилиниш алдида турмақта.
2010-11-09
Америка президенти барак обама 10 күнлүк асия зияритиниң 3 - күнидә, һиндистан зияритини аяғлаштуруп һиндонезийигә кәлди. Обама һиндистанни зиярәт қилғанда, һиндистан аллиқачан бир қудрәтлик дөләт болуп баш көтүрүп чиққанлиқини вә дуняда йеңичә рол ойнашқа башлиғанлиқини намайән қилди.
2010-11-09
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән бир йүрүш уйғурларни тонуштуруш паалийити елип берилмақта. 2010 - Йили 11 - айниң 2 - күнидин 4 - күнигичә, истанбулниң бәкиркөй имамхатип толуқ оттура мәктәптә уйғурларни тонуштуруш паалийити башланди.
2010-11-09
Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар 1933 - йилидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулғанлиқиниң 77 йиллиқи, 1944 - йилидики шәрқий түркистан җумһурийитиниң 66 - йиллиқини хатириләватқан күндә бу җумһурийәтниң қурулушида муһим рол ойниған вә җумһурийәттә муһим вәзипиләр өтигән кишиләрниму әслимәктә вә хатирлимәктә.
2010-11-09
Һәр йили ноябирниң 12 - күни йиғилиш өткүзүп, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң даимлиқ әнәниси болуп қалди. Бу йил қирғизистандики уйғурлар мәзкур хатирә күнини хатириләшкә җидди тәйярлиқ қилмақта.
2010-11-09
Бүгүн тәңритағ торида җаң гуаңпиң исимлик бир мухбирниң хәвәр қилишичә, фукаң шәһәрлик әмгәк идарисиниң башлиқи ли гүйфаң, фукаңдики завут, карханиларға ишчи тапалмайватқанлиқини вә бу еһтияҗни қамдаш үчүн гәнсу өлкисидин ешинча әмгәк күчи тәләп қилип, у өлкигә күнигә 20 қетимдин артуқ телефон қиливатқанлиқини ашкарилиған.
2010-11-09
Бүгүн йәни сәйшәнбә күни чүштә үрүмчидики хуачүн сода ширкити билән санҗидики досибай сода ширкитиниң 40 тин артуқ хадимлири арисида тоқунуш йүз берип 7 киши яриланған.
2010-11-09
Ваң лечүәнниң әмили елип ташлинамду - ташланмамду, бу иштин уйғурларниң пәрвайи пәләк идиғу? җуңнәнхәй биһудә аварә болуп йүргәнму немә, ички - ташқи вәзийәтниң алдида пути көйгән тохудәк путини алмаштуруп йәргә дәсләп туруватқан җуңнәнхәйниң вақит чиқирип ваң лечүәнни уян - буян қилип йүрүши һечнемигә әрзимәйдиған бир иш иди.
2010-11-09
Бүгүн ройтерс агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һөкүмити өз тор бетидә, чоң иҗтимаий вәқәләрниң алдини елиш үчүн дөләтни қанун арқилиқ идарә қилишни күчәйтиш һәққидә мәхсус һөҗҗәт елан қилған.
2010-11-09
Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, нобил саһиби лю шавбониң адвокатлиқини қилған ширкәтниң адвокатлиридин мо шавпиң бүгүн, лондонда ечилидиған бир йиғинға бериш үчүн йолға чиққанда бейҗиң айродромида тосувелинип сәпәрдин тохтитип қоюлған.
2010-11-09
Бүгүн бермида өткүзүлгән парламент сайлимида, берма һәрбий даирилириниң қоллишидики бирлик вә тәрәққият партийси мутләқ көп сандики аваз билән өктичи партийиләр үстидин ғәлибә қилған.