Архип
2010-11-07
Мусулманларниң әң чоң һейтлиридин бири болған қурбан һейти йеқинлишип қалмақта. Қурбан һейт намизиниң 11 - айниң 15 - яки 16 - чесласиниң қайсисида оқулуш мәсилисидә дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар арисида қисмән охшимиған пәрәзләр бар иди.
2010-11-07
Бу йил 11 - айниң 7 - күни русийиниң өктәбир инқилаби йүз бәргәнликиниң 93 йиллиқи шуниңдәк совет иттипақиниң дөләт байрими күнидур. Гәрчә, русийә һөкүмити бу күнни хатириләшни әмәлдин қалдурувәткән болсиму, бирақ русийә коммунистлири йәнила уни хатириләшни давамлаштуруп кәлмәктә.
2010-11-07
Хотәнниң гума наһийиси қаратағиз йезисидин бейҗиңға кәлгән бир топ деһқанлар, шәнбә күни наразилиқ намайиши өткүзүш үчүн тйәнәнмен мәйданиға йетип кәлгәндә сақчилар тәрипидин тосувелинған вә мәҗбури һалда бейҗиңдики бир әрздарларни йиғивелиш мәркизигә орунлаштурулған.
2010-11-06
Шәнбә күни, хотәнниң гума наһийисидин 30дин артуқ уйғур деһқан йәрлик һөкүмәт даирилириниң бир қисим чәклимисигә қарши тйәнәнменгә келип наразилиқ билдүрди.
2010-11-06
Америка президенти обама шәнбә күни һиндистанға йетип кәлди. Һиндистан обаманиң бу нөвәтлик асия зияритиниң тунҗи бекити болуп, у йәнә, һиндонезийә, җәнубий корийә вә японийиләрдә зиярәттә болиду.
2010-11-06
Моңғулийидики һакимийәт бешидики партийә - моңғул хәлқ инқилабий партийиси җүмә күни ахирлашқан омумий қурултийида биләт ташлап, сабиқ коммунист дәвридин қалған исмини өзгәртти.
2010-11-06
Уйғур елиниң чәрчән наһийисидә 5 бал йәр тәвригән. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәр тәврәш шу җай вақти әтигән саәт 8 ләр әтрапида йүз бәргән.
2010-11-06
Шәнбә күни йәнә миңлиған японийилик токйо шәһиридә хитайға қарши намайиш қилди. Намайишқа 3 миңдин артуқ адәм қатнашқан болуп, намайиш, хитай белиқчи кемисиниң японийә деңиз қоғдиғучилириниң кемисигә қәстән урулғанлиқиға аит син лентиси ашкариланғандин кейин йүз бәрди.
2010-11-05
90 - Йиллардин кейин уйғур елидә хитай тили зиядә тәкитлинип, уйғур тилида оқуғанларниң хизмәт тепиши барғанчә тәсләшкән. Бу сәвәбтин бәзи ата - анилар яхширақ хизмәт пурсити үчүн балилирини хитай тили мәктәплиридә оқутқан. Әмма пүтүнләй хитай маарипида оқуған бу оқуғучилар хитайлар билән биллә оқуш һәм оқуш түгәткәндин кейинки хизмәт издәш җәрянида йәнила түрлүк чәклимиләр һәм кәмситишләргә учриған.
2010-11-05
Игилишимизчә, йеқинқи йиллардин бери, уйғур елиниң шихәнзә шәһиридә уйғурларни һуҗум нишани қилған қатиллиқ вәқәлири арқа-арқидин йүз бәрмәктә. Бәзи қатиллиқ делолири җәмийәткә ашкариланса, бәзилири из-дерәксиз ғайип болуш вәқәси қатарида бесилип қалмақта.
2010-11-05
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин буян түркийә вә хитайдин ибарәт икки дөләт арисида наһайити қоюқ дипломатийә бериш - келиши башланди. 5 - Июл вәқәсидин кейин түркийидә барлиққа кәлгән зор җамаәт пикри вә түркийә баш министири әрдоғанниң хитай һөкүмитини "ирқий қирғинчилиқ қилиш" билән әйиблиши, вәқә яратқан әкс садани техиму юқири пәллигә көтүрди.
2010-11-05
Өткән һәптә ахирида әнқәрә чанқая университетида `шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни`темисида доклат бериш йиғини өткүзүлди. Йиғинда чанқая университети оқутқучиси керәм гүн әпәнди билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди сөз қилди.
2010-11-05
2010 - Йили 7 - айдин башлап асия - тинч окян районида боран чапқун көтүрүлди, аввал японийә билән җуңго оттурисида сенкако арили тоғрисида талаш - тартиш башланди. Русийә президенти медведеф 11 - айниң 1 - күни японийиниң шималидики 4 арал - еторофу, хабомаи, кунашири, шикотан араллириниң ичидә кунашири арилини зиярәт қилип, русийиниң игилик һоқуқини символлаштуруп, японийә хәлқиниң көңлини рәнҗитип қойди. Чүнки бу 4 арал теги - тәктини сүрүштүргәндә японийә дөлитигә тәвә араллар иди.
2010-11-05
Америка президенти барак обама җүмә күни бир қисим асия әллиригә қаратқан райондики йеңидин баш көтүрүватқан дөләтләр билән сода - иқтисади һәмкарлиқни күчәйтиш йолидики зиярәт сәпирини башлиди. Обаманиң бу сәпириниң 1 - бекити һиндистан болуп, у һиндистан сода мәркизи мумбай вә пайтәхт йеңи деһлини зиярәт қилиду.