Архип
2010-11-05
Қәшқәр йеңишәһәр наһийиси йеқинда уқтуруш чүшүрүп, мунасивәтлик органлардин пуқраларниң мәзкур наһийидики вә наһийидин юқири органларға берип колликтип әрз - шикайәт қилишиниң қәтий алдини елишни тәләп қилған.
2010-11-05
Б д т баш катипи бан кимун җүмә күни ипадә билдүрүп, хитайдин аммиви муназирә муһитини кеңәйтиш арқилиқ әркинликни кәң даиридә йолға қоюшни тәләп қилди. Бәзи анализчилар, бу, бан кимунниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йеқинда униңға қаратқан тәнқидигә қайтурған инкаси дәп қарашмақта.
2010-11-05
Явропа дипломатлири хитайниң келәр ай 10 - декабирда өткүзүлидиған бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашмаслиқ тәлипини рәт қилип, бу йиллиқ мукапат тарқитиш мурасимиға һәр йилқиға охшашла қатнишидиғанлиқини билдүргән.
2010-11-05
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, франсийә даирилириниң, парижда зиярәттики хитай дөләт рәиси ху җинтавниң өтәр йолида намайиш қилмақчи болған бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилирини тутқун қилғанлиқини әйиблиди вә шундақла франсийә һөкүмитини ху җинтавдин хитай түрмисидики нобил тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони қоюш беришни тәләп қилишқа чақирди.
2010-11-04
Үрүмчидики ат бәйгә мәйдани райони үрүмчидики башқа юртлуқ уйғурлар әң көп олтурақлашқан район иди. 5 - Июл вәқәсидин кейин бу җай хитай һөкүмитиниң үрүмчидә әң зор күч билән контроллуққа алған, уйғурларни әң көп тутқун қилған районға айланди.
2010-11-04
4 - Ноябир күни, хитай дөләт рәиси ху җинтав франсийигә қаратқан 4 күнлүк зияритини башлиди. Бу мунасивәт билән хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң йетәкчиликидә франсийидә 1000 кишилик наразилиқ намайиши өткүзүлгән болуп, намайиш франсийә уйғур җәмийити, хитай демократлири, тибәт қатарлиқ бир қанчә тәшкилатларниң ортақ иштиракида елип берилған.
2010-11-04
Америкиниң 2010- йиллиқ оттура мәвсумлуқ сайлими дөләт ичидила әмәс, хәлқарадиму чоң зилзилә пәйда қилди. Бүгүн дуняниң һәр қайси җайлиридики чоң гезитларниң һәммисидә америкиниң оттура мәвсумлуқ сайлими һәққидә һәрхил обзорлар елан қилинди.
2010-11-04
Йеқинда нобел комитетиниң бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатини түрмидики хитай өктичилиридин лю шавбоға бериши хитай һөкүмитиниң ғәзипини қозғиған иди. Хитай һөкүмити рәсмий вә ғәйри рәсмий дипломатик қаналлар арқилиқ норвегийә һөкүмитигә наразилиқ билдүрүп, норвегийә билән болған бәзи учришишларни бикар қилған болсиму, лекин норвегийә һөкүмитини өз мәйданидин яндуралмиған иди.
2010-11-04
Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, униңға көңүл бөлидиған хәлқаралиқ тәшкилатларму көпәймәктә. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин қалса әң көп дөләт әза болған тәшкилатлардин бири явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати икән.
2010-11-04
Дуня уйғур қурултийиниң белгийидики явропа бирлигидә турушлуқ алақичиси мәмәт тохти әпәнди 2010 - йили өктәбирниң ахирқи дәм илиш күнлиридин пайдилинип, голландийидә зиярәттә болди.
2010-11-04
Түнүгүнки программимизда илһам тохти әпәнди билән "қош тиллиқ маарип" һәққидә, елип барған сөһбитимизниң дәсләпки қисмини аңлатқан идуқ. Илһам тохти әпәнди сөһбәт давамида, нөвәттә уйғур аптоном районида мәҗбурий йүргүзүливатқан "қош тиллиқ маарип" сияситиниң иҗра қилиниш әһвали һәм өзи игилигән тәкшүрүш нәтиҗиси, шундақла бу сиясәтниң уйғурларға елип кәлгән әмәлий зиянлири һәққидә тохтилип, уйғур аптоном район даирилирини қош тиллиқ маарип сияситини иҗра қилиш җәрянидики хаталиқлирини түзитишкә чақирди.
2010-11-04
Шинҗаң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси тармиқида уйғур елиға 12 миң хитай көчмән көчүрүлмәкчи. Бүгүн тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийиси өзиниң поликлири вә ишләпчиқириш мәйданиниң санини 178 дин 179 ға көпәйтти.
2010-11-04
Шенҗен иқтисадий алаһидә районидин 26 нәпәр кадир уйғур райониға әвәтилмәкчи. Җәнубий шәһәр гезитиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, бу 26 киши қәшқәрдики партийә вә һөкүмәт органлиридин дохтурханиларғичә болған муһим орунларда вәзипигә тәйинлинидикән.
2010-11-04
Сәйшәнбә күни йүннән өлкисиниң җавтоң шәһиридә сақчилар билән шәһәр аһалиси арисида қаттиқ тоқунуш йүз бәргән. Вәқәдә нурғун киши яриланған.
2010-11-04
Қирғизистанда 10 - өктәбир күни елип берилған парламент сайлимида парламентқа кирәлмигән партийиләр сайлам комитетиға илтимас сунуп, беләтниң қайта санилишини тәләп қилди.