Архип
2010-11-04
Уйғур вә тибәт хәлқлириниң кишилик һоқуқ вәзийитигә изчил һалда көңүл бөлүп келиватқан парламент әзалиридин җумһурийәтчи илена рос леһтинән ханим америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң башлиқи болуп сайланди. У илгири дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң әзаси, шундақла флорида шитатидин сайланған парламент әзаси иди.
2010-11-03
Бүгүн мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, уйғур биз ториниң саһиби илһам тохти әпәнди зияритимизни қобул қилип, чиңхәйдики тибәт оқуғучилириниң намайишини қоллайдиғанлиқини билдүрди. У йәнә ана тил маарипини қоғдашниң уйғурлар вә тибәтләрниң қануни һәқ - һоқуқи икәнликини тәкитләп, һөкүмәт даирилирини әгәр бу милләтләрниң қануни һәқ - һоқуқиға һөрмәт қилмиса, бу районларда болупму уйғур районида ана тилни қоғдашни тәләп қилип партлиши мумкин болған наразилиқ һәрикитиниң техиму шиддәтлик болидиғанлиқини әскәртти.
2010-11-03
Қәшқәр валий мәһкимисиниң тор бети бүгүн "хәлқ рази болған қош тил маарипини яхши елип бериш керәк" дегән темида хәвәр елан қилди. Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири қәшқәр вилайитидә һәр дәриҗилик маарип хизмәтчилирини җиддий йиғинға чақирип қош тиллиқ маарип сияситини әмәлийләштүрүштики муһим нуқта вә тәдбирләрни көрситип өткән.
2010-11-03
Қәшқәр валий мәһкимисиниң тор бети бүгүн "хәлқ рази болған қош тил маарипини яхши елип бериш керәк" дегән темида хәвәр елан қилди. Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай даирилири қәшқәр вилайитидә һәр дәриҗилик маарип хизмәтчилирини җиддий йиғинға чақирип қош тиллиқ маарип сияситини әмәлийләштүрүштики муһим нуқта вә тәдбирләрни көрситип өткән.
2010-11-03
Канаданиң асия тәтқиқат җәмийити йеқинда оттава университетида йиллиқ йиғин чақирип, хитай қатарлиқ шәрқий асия вә һиндистан қатарлиқ җәнубий асия әллири мәсилилири бойичә түрлук темиларда зор көләмлик илмий муһакимә елип барған иди. 29 - Өктәбирдин 31 - өктәбиргичә давам қилған йиғинда уйғур илидики милли мәсилә оттуриға қоюлған.
2010-11-03
Америка дөләт мәҗлисиниң оттура мәзгиллик сайлимида җумһурийәтчиләр партийиси авам палатасида 239 аваз билән үстүнлүкни игиләп, авам палатасини контрол қилди. Бу нәтиҗә, ахирқи 70 йилда елип берилған сайламларда җумһурийәтчиләр партийиси қазанған әң зор ғәлибә һесаблиниду. Демократлар партийиси кеңәш палатасидики 51 орунни қазинип әслидики үстүнлүкини аран дегәндә сақлап қалди.
2010-11-03
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуни қәшқәр вә үрүмчи зиярәтлири шундақла хитай даирлири билән уйғурларға алақидар елип барған сөһбәтлири түркийә мәтбуатлирида кәң түрдә тарқалди. Түркийиниң көплигән гезит - журнал вә телевизийә қаналлири бу һәқтә кәң түрдә учур тарқатти.
2010-11-03
31 - Өктәбир йәкшәнбә күни голландийидә туруватқан муһаҗир уйғурлар дуня уйғур қурултийиниң явропадики вәкили мәмәт тохти әпәнди билән сөһбәттә болди.
2010-11-03
Сәуди әрәбистаниниң "әл рияд" тор бекити рейтир агентлиқи 2010 - йили10 - айниң25 - күни елан қилған "хитайниң сәуди әрәбистанида ишләватқан төмүр йол ширкити еғир дәриҗидә зиянға учраш алдида" дегән хәвәрни тарқатти.
2010-11-03
Америка авазиниң баян қилишичә, бүгүн җәнубий корийә һәрбий парахотлири сериқ деңизда, чегра сизиқидин һалқип өткән шималий корийә белиқчи парахотиға топ етип агаһландуруш бәрди.
2010-11-03
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, хитай деңиз армийиси түнүгүндин башлап хәйнән арилиниң җәнубида 'чирмашқан әҗдиһар' бәлгилик уруш мәшиқи өткүзмәктә.
2010-11-03
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, японийә ташқи ишлар вәзири сейҗи майихара бүгүн, японийиниң шималий территорийиси тәвәсидики курил араллириға болған игилик һоқуқини җакарлиди вә русийә президентиниң йәнә башқа аралларниму зиярәт қилишни пиланлаватқанлиқиға қарита 'русийә президенти японийә билән русийә оттурисидики талаш -тартиштики аралларға қәдәм бесишни тохтитиши керәк' дәп агаһландуруш бәрди.
2010-11-03
Түнүгүн америкида елип берилған оттура мәзгиллик дөләт мәҗлиси вә шитат башлиқлири сайлимида, бир күнлүк беләт ташлаш нәтиҗиси кәчтә һесаблинип чиқти. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америкида буниңдин кейин һәр икки партийә бирдин палатада йетәкчилик рол ойнайду.
2010-11-03
Дуня уйғур қурултейиниң баян қилишичә, франсийидики уйғурлар 11 - айниң 4 - күни ху җинтав франсийигә кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқанлиқиға қаршилиқ билдүрүп намайиш қилиду.
2010-11-02
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқ хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәлуматиға қариғанда, хитай дуняда интернет әң омумлашқан дөләтләрниң бири болуш билән биллә, интернет қамалиму әң қаттиқ дөләт икән. Болупму йеқинқи бирнәччә йилдин буян, хитайда интернеттә әркин пикир баян қилған кишилик һоқуқ актиплириниң тор бәтлири тақилип, уларниң нормал паалийәтлири чәкләнгән икән.