Архип
2010-11-02
1 - Ноябирдин башлап, хитайдики 6 - қетимлиқ нопус тәкшүрүш нәтиҗилири мәмликәтлик нопус статистика амбириға киришкә башлиди. Хитай даирилири уйғур елидә бу қетимқи нопус тәкшүрүшкә нәччә он миң органдин йүз миң хадим сәплигән иди.
2010-11-02
10 - Айниң 30 - күни японийә кагошима университети вә кагошима хәлқара университети бирликтә рабийә қадир ханим вә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә мәхсус муһакимә елип барған болуп, мәзкур муһакимә йиғиниға корийә, болғарийә, италийә, авистрийә вә хитайдин кәлгән бир қисим милләтләр мәсилиси тәтқиқатчилири шуниңдәк кагошима университетиниң оқутқучи - оқуғучилири қатнашқан.
2010-11-02
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимунниң хитай зиярити җәрянида кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоймаслиқи кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди. Бәзи тәһлилчиләрниң қаришичә, бан кимун қайта баш катип болуш арзусини әмәлгә ашуруш үчүн, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоймиған болуши мумкин икән.
2010-11-02
Һазир японийә, хитай, русийидин ибарәт үч дөләт оттурисидики арал маҗиралири давамлишиватиду. японийә, хитай, русийиләрниң дипломатийә һәрикәтлири арал маҗирасиға мәркәзләшти. Бундақ шараитта, америка өзиниң асия истратегийисини йолға қоюшқа башлиди.
2010-11-02
Бүгүн қирғизистандики уйғурлар үчүн қайғулуқ бир күн болған. Қирғизистан уйғур иттипақи мәркизи кеңәш әзаси вә иттипақ тәптиш һәйити абдуреһимҗан әзизоф аләмдин өткән.
2010-11-02
2 - Ноябир күни америкида парламент сайлими өткүзүлгән болуп, мәтбуатларда обама башчилиқидики демократлар партийисиниң бу қетимқи сайламда юқири авазға еришәлмәйдиғанлиқи һәққидики пәрәзләр елан қилинған вә буниңға америка иқтисадиниң аҗизлишип кетиши асаслиқ сәвәбләрниң бири болғанлиқи илгири сүрүлгән.
2010-11-02
Йеқинда алмата шәһириниң "достлуқ" мәһәллисигә орунлашқан абдулла розибақийиф намидики гимназийидә "уйғурларниң миллий тәшкилати" җәмийәтлик бирләшмисиниң уюштуруши вә җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи һәм абдулла розибақийиф намидики 153 - мәктәп гимназийиниң қоллиши билән "улуғ йипәк йолида бағланған достлуқ риштилири" мавзусида юмилақ үстәл йиғини болуп өтти.
2010-11-02
Радиомиз хитай бөлүминиң хәвиридә билдүрүлүшичә, хитай һөкүмити уйғур райониға хитай өлкилиридин әвәтиватқан хитай тили оқутқучилириға "чоқум компартийә әзаси болуш" дегән шәртни қойған.
2010-11-02
Бүгүн хитай ичи - сиртидики хитайчә ахбарат вастилириниң хәвәр қилишичә, җимисар наһийисидики мәлум бир идариниң ишхана мудири өткән 6 йил ичидә 61 қиз - аялға басқунчилиқ қилған.
2010-11-02
Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң муавин әмәлдарлиридин бири болған исмайил тиливалди, хитай тәрипидин харватийигә зиярәткә әвәтилгән. Бүгүн исмайил тиливалди харватийә президенти билән көрүшкән.
2010-11-02
Франсийә ахбарат агентлиқиниң тәйвәндики йәрлик ахбарат вастилиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, тәйвән нөвәттә хитайниң айродром вә деңиз портлирини һуҗум нишани қилған илғар типтики башқурулидиған бомба системисини бәрпа қилмақта.
2010-11-02
Б д т баш катипи бан кимун хитай президенти ху җинтав билән көрүшкәндә инсан һәқлири мәсилисини тилға алмиғанлиқи вә нобил мукапатиға еришкән лю шавбониң қоюветилишини тәләп қилмиғанлиқи үчүн, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди.
2010-11-01
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң келәр йили 1 - айда америкида дөләт ишлар зияритидә болидиғанлиқи елан қилинди. Нөвәттә икки тәрәпниң ху җинтавниң зиярәт күнтәртипини җиддий орунлаштурватқанлиқи мәлум.
2010-11-01
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу қәшқәр, үрүмчи, шиән вә шаңхәйгә елип барған зияритини тамамлап бейҗиңгә йетип кәлди. 11 - Айниң 1 - күни әхмәт давутоғлу хитай ташқи ишлар министири яң җиечи билән учрашқандин кейин хитай муавин рәиси ши җинпиң тәрипидин қобул қилинған.
2010-11-01
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети, йеқинда хитайдики 1452 нәпәр сиясий мәһбусниң тизимликини елан қилди. Тизимликтә сиясий мәһбусларниң исим - фамилиси қатарлиқ кимлик мәлуматлиридин башқа, мәһбуслар тутуп туруливатқан қамақхана вә җаза муддитини өтәватқан лагери, кесилгән муддити, буниң бирликтә уларниң үстидин чиқирилған һөкүмләр һәққидә ихчам мәлумат берилгән.