Архип
2010-03-29
Бүгүн учур вастилири америка президенти обаманиң афғанистанға қилған зиярити һәққидә техиму көп учурлар вә мулаһизиләр елан қилди. Бәзилири обаманиң бу қетимқи афғанистан зиярити террорчилиқа қарши урушни қайтидин күчәйтмәкчи десә, бәзилири обама бу қетим асасән хамид карзайға чирикликкә қарши туруш һәққидә бесим ишлитишни мәқсәт қилиду дәп қарайду.
2010-03-29
Уйғур ханим - қизлириниң йеқинқи дәврләрдики чәтәлләргә чиқиш тарихи 1985 - йилидики 12 - декабир үрүмчи оқуғучилар һәрикити билән баравәр башланған дәп қаралған тәқдирдә 20 йиллиқ тарихқа игә.
2010-03-29
Түркийидә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң мәсуллиридин тәркип тапқан 15 кишилик бир һәйәт и һа һа инсаний ярдәм вәхпини зиярәт қилип, бу вәхипниң рәиси бүләнт йилдирим қатарлиқ мәсуллар билән учрашти.
2010-03-29
27 - Март күни хитайниң муавин рәиси ши җинпиң башчилиқидики бир өмәк шиветсийигә килип зияритини башлиған иди. Шиветсийә ахбаратлириниң билдүрүшчә, уларниң шиветсийигә килиши шиветсийиниң даңлиқ аптомобил карханиси болған "волво" ширкити билән хитайниң "җели" ширкити оттурисида түзүлгән сетиш вә сетивелиш тохтимиға қол қоюшни мәқсәт қилидикән.
2010-03-29
Қазақистандики өктичиләр президент нурсултан назарбайиф вә башқа рәһбәрлиригә хәт йезип, қазақистан, русийә вә белорусийә арисида түзүлгән бирләшмә баҗ иттипақиға қарши турған.
2010-03-29
Хитай даирилири уйғур районида "қош тиллиқ" маарип сияситини йәсли балилиридин тартип омумлаштуруш хизмитини чиң тутуп елип бармақта. Шинҗаң гезитиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә балиларниң "қош тиллиқ балилар бағчилири"ға кириш нисбити йүз пирсәнткә йәткүзүлгән.
2010-03-29
Шветсийә - хитай икки дөләтниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 60 йиллиқи мунасивити билән шветсийигә зиярәткә барған хитай муавин рәиси ши җинпиң дүшәнбә күни шветсийиниң баш министири фредрик рейнфелд билән учрашқан.
2010-03-29
Бүгүн қазақистанлиқ журналистлар һөкүмәтни зади қандақ тор бәтләрниң "бузғунчи" тор бәт болидиғанлиқи һәққидә ениқлима беришкә чақирди. Қазақистан һөкүмити 2009 - йили 8 - айда интернеткә даир бир қарар мақуллиған болуп, қарарға асасән бузғунчилиқ характеригә игә тор бәтләрни тәкшүрүп чиқидиғанлиқини елан қилған иди.
2010-03-29
Дүшәнбә күни русийиниң пайтәхти москвадики метро бекәтлиридә икки қетим партлаш вәқәси йүз берип, әң аз дегәндә 38 киши һаятидин айрилған. Русийә даирилириниң хәвәр қилишичә, һазирғичә тепилған дәлилләр, бу вәқәниң икки аял киши садир қилған өзини өлтүрүвелиш характерлик партлитиш вәқәси икәнликини көрсәтмәктә.
2010-03-29
Уйғур райониниң қизилсу области 50 йилдин бери көрүлүп бақмиған дәриҗидә қаттиқ боран - чапқунниң һуҗумиға учрап еғир чиқим мәйданға кәлгән. Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, боран - чапқун 27 - чесла кечидин тартип мәйданға кәлгән болуп, 36 миңдин артуқ киши апәтниң зийиниға учриған. Нурғун өйләр өрүлүп чүшкән, мал - варанлар набут болған.
2010-03-28
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай муавин дөләт рәиси ши җинпиңниң скандинавийә дөләтлиригә қаратқан зиярити, җүмлидин униң шветсийә зияритини башлиши мунасивити билән дуня уйғур қурултийи, шветсийә һөкүмитини хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини ахирлаштуруш һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирған.
2010-03-28
Икки һәптидин буян давамлишиватқан тайландтики өктичилик наразилиқ һәрикәтлири нәтиҗисидә тайланд баш министири абхист веҗаҗива өктичиләр билән көрүшүп сөһбәтлишишкә разилиқ билдүргән.
2010-03-28
Йәкшәнбә күни русийиниң архаңелский областида кәң көләмлик наразилиқ намайиши йүз бәргән болуп, русийиниң нәвсру учур ториниң хәвәр қилишичә, намайишчилар асаслиқи баһа өстүрүшкә қарши чиққан, йәни намайишчилар һөкүмәттин русийә компартийисиниң тәшәббуси болған енергийә қатарлиқ саһәләрни дөләт игидарчилиқиға өткүзүш идийисини қоллиған.
2010-03-28
Америка президенти барак обама йәкшәнбә күни афғанистан пайтәхти кабулға йетип, келип, өзиниң президент болғандин кейинки бу дөләткә қаратқан тунҗи зияритини башлиди.
2010-03-28
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бир йилдин буян из -дерики болмиған һоқуқ қоғдиғучи адвокат гав җишең 28 - март күни туюқсиз ли хепиң исимлик адвокатқа телефон берип сөзләшкән.