Архип
2010-03-26
24 - Март күни "хәлқара тебирколоз кесилиниң алдини елиш күни" болуп, 2010 - йил нуқтилиқ һалда "өпкә тебирклозиниң алдини елиш һәм контрол қилиш йили" дәп бекитилгән.
2010-03-26
Түркий хәлқләр ичидә әң мәдәнийәтлик хәлқ уйғурлар билән татарлар икәнликини башқа милләтләрму етирап қилип кәлмәктә вә уйғурлар билән татарларниң ислам вә түрк мәдәнийитигә қошқан төһпилирини сөзлимәктә.
2010-03-25
Шәндуң университетиниң профессори сүн венгаң, алдинқи күни мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики учур алақә чәклимисини йәнә бир қетим тәнқидлигән. У өткән йили 7 - айда уйғур районида телефон вә интернет кесиветилгәндә, учур алақиниң әң әқәллий бир инсаний һәқ икәнликини тәкитләп һөкүмәткә наразилиқ билдүргән.
2010-03-25
Д у қ гүәнтанамодин қоюп берилип, шивитсарийигә орунлаштурулған икки нәпәр уйғурни қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрүп, мәхсус тәбрикнамә елан қилди, д у қ тәбрикнамисидә, йәттә йилдин көпрәк вақиттин буян гүәнтанамо түрмисидә наһәқ тутуп турулуватқан бәхтияр мәхмут билән әркин мәхмут ака - ука иккәйләнниң һөрлөккә еришип, 23 - март күни шивитсарийигә келип орунлашқанлиқини пүтүн уйғур хәлқи намидин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.
2010-03-25
Йеқинда форбес журнили 2010 - йилидики дуня йүзидики әң бай адәмләрни баһалап чиққан болуп, буларниң ичигә түркий тиллиқ дөләтләрдин пәқәт түркийә билән қазақистанниң байлирила киргән, 28 түркийилик вә 5 нәпәр қазақистанлиқ форбесниң тизимликидин орун алған.
2010-03-25
Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида" қош тиллиқ маарип" дегән нам астида, хитай тили маарипини мәҗбурий йолға қоюп, уйғур ана тили маарипини сиқип чиқириши, уйғурларниң наразилиқини қозғимақта.
2010-03-25
Дуняда һәр йили нобил тинчлиқ мукапатиға хәлқни қирмайдиған, бәлки хәлққә қирғинчилиқ қилишни тосидиған лю шавбо, рабийә қадирдәк кишиләр намзатлиққа көрситиливатиду. Ху җинтав бу қатарға немишқа кирмәйду? бүгүн 'көзитиш журнили'да, ху җинтавниң немә қилса нобил тинчлиқ мукапати алалайдиғанлиқи һәққидә бир мулаһизә елан қилинди.
2010-03-25
3 - Айниң 20 - 21 - күнлири түркийиниң истанбул шәһиридә өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинида шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни, шәрқий түркистандики һәқ вә һоқуқ дәпсәндичилики, шәрқий түркистан мәсилисидә хәлқаралиқ тәшкилатларниң роли вә хитайниң ислаһатқа қарши тиркишиши вә шәрқий түркистанниң келәчики дегәнгә охшаш темиларда музакирә елип берилди.
2010-03-25
Хитай һакимийитиниң 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқидин буян, " шинҗаңниң иқтисадини тәрәққи қилдуруп, йәрлик хәлқниң турмуш сәвийисини зор дәриҗидә юқири көтүримиз " дәп җар селип келиватқанлиқи һәммигә аян.
2010-03-25
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, шветсарийиниң гүәнтанамодики ака - ука уйғурлардин бәхтияр мәһмуд билән әркин мәһмудларға сиясий панаһлиқ бәргәнликигә наразилиқ билдүрди.
2010-03-25
Америка билән русийә истратегийилик ядро қоралларни қисқартиш мәсилисидә асасән келишим һасил қилған болуп, хәвәрләрдә америка президенти обама билән русийә президенти медвидевниң алдимиздики икки һәптә ичидә прагада учришип, истратегийилик ядро қоралларни қисқартиш тоғрисидики йеңи шәртнамиға имза қойидиғанлиқини билдүрүлди.
2010-03-25
"Вашингтон почтиси гезити"ниң хәвәр қилишичә, дунядики әң чоң тор адресини тизимлаш ширкәтлиридин бири болған америка GoDaddy ширкити пат йеқинда америка дөләт мәҗлисигә уқтуруш қилип, хитайниң CN тор адресини тизимға елишни тохтитишни елан қилишқа тәйярланмақтикән.
2010-03-25
Тиббий тәтқиқат нәтиҗилиридин мәлум болушичә, нөвәттә хитайда диабит кесилигә гириптар болғучиларниң сани 92 милйонға йетип, хитай дунядики әң чоң "диабит бимарлири" дөлитигә айлинип қалған.
2010-03-25
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чаршәнбә күни камбоджа баш министири хоңсенға хәт йезип, камбоджаниң өткән йили 20 нәпәр уйғур мусапирни хитайға қайтуруветишкә сәвәб болған мусапирлар қануни, камбоджа имза қойған б дт мусапирлар әһдинамисиға уйғун әмәсликини билдүрди.
2010-03-24
Америка һөкүмити вә һәрбий даирилири, гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурларниң тән җазаси түпәйли хитайға қайтурулмайдиғанлиқини әмма, қоюп берилидиғанлиқини қарар қилғандин кейин, бүгүнгә қәдәр 17 нәпәр уйғур, албанийә, палав, бермуда, шивитсийә вә шивитсарийә қатарлиқ 5 дөләткә йәрләштүрүлди.