Архип
2010-07-30
Хитайниң 5" - июл " дин кейинки җазалаш һәрикәтлиридә уйғур тор башқурғучилири асаслиқ һуҗум нишанлиридин бири болған. Бу әһвал, интернетниң 10 ай кесиветилиши вә йеқинда ғәйрәт нияз вә дилшат пәрһат қатарлиқ 4 нәпәр тор башқурғучисиниң сотлиниши қатарлиқ вәқәләрдин мәлум болуп турған болсиму, нәқ җазаланған тор башқурғучиларниң сани йәнила сир һаләттә турмақта иди.
2010-07-30
Америка дөләт мәҗилиси әзалиридин бири франк волф, түнүгүн мухбирларни күтүвелип өзиниң хитайдики америка карханилири қайтуруп әкилиш һәққидә бир қарар лайиһиси тәйярлиғанлиқини вә буни йеқинда америка дөләт мәҗилисидә оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән. У мухбирларға қилған сөзидә, өзиниң америкида хитай маллириниң көпийип кетишидин биарам болуватқанлиқини билдүргән; у хитайдики америка карханилирини қайтуруп әкилиш арқилиқ хитайни инсан һәқлири мәсилисидә җазалиғили һәм америкиниң иқтисадиға пайдилиқ тәсир көрсәткили болидиғанлиқини әскәрткән.
2010-07-29
Хитай һөкүмити уйғур елида мәсчитләрни контрол қилишни йилдин - йилға күчәйтмәктә. Өткәнки йилларда мәсчит башқурушта, мәсчитләрни сирттин назарәт қилишни асаси метод қилған болса, әмдиликтә, мәсчитниң ичигә сиңип кирип башқурушни асаси метод қилмақта. Буниң нәтиҗисидә, мәсчиттә оқулуватқан хутбиғила әмәс, мәсчитниң кассисидики закат вә сәдиқиғиму қол узатмақта. Мәлум болушичә, хитай һөкүмити қаримай шәһиридә йеқинда йеңи бәлгилимә чиқирип, мәсчитләрдә топланған закат вә сәдиқиләрни башқурушни өз үстигә еливалған. Нөвәттә мәсчит башқуруш һәйити закат вә сәдиқини һәр қандақ бир иш үчүн ишләтмәкчи болса, чоқум һүкүмәтниң алақидар органлириниң тәстиқини елиш керәк.
2010-07-29
Хитай компартийиси мәркизи комитетниң бу йилқи "шинҗаң хизмити" сөһбәт йиғинидин кейин, хитай һөкүмити уйғур елидә шинҗаңни муқимлаштуруш вә гүлләндүрүш, хәлқни бейитип чегрини мустәһкәмләш" иситратегийиси бойичә уйғур елидә бир қатар тәдбир һәм орунлаштурушларни елип бармақта, бу тәдбир һәм сиясәтләрниң түпки нишани немә? буниң уйғур хәлқи билән қандақ мәнпәәт тоқунуши бар? чәтәлләрдики уйғур зиялийлири һәм паалийәтчилири мәзкур мәсилиләр һәққидә мулаһизиләр йүргүзмәктә.
2010-07-29
Биз түнүгүнки программимизда," оттура җәнуб милләтләр университети"ниң дотсенти пән хуңшяңниң хитайдики йәрлик аптономийә қанун бәлгилимилири һәққидики мақалисиниң, дәсләпки бөлүми, "хитайда һәқиқий аптономийә һоқуқлири қарарлаштурулмиғанлиқиниң сәвәблири" қисмини аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда мухбиримиз меһрибанниң тәйярлишида, мақалиниң давами хитайда аптономийә һоқуқлирини капаләткә игә қилишниң алдинқи шәрти хитайниң "асасий қануни" һәм "миллий аптономийә қануниға түзитиш киргүзүш" қисмини аңлайсиләр.
2010-07-29
29 - Күни июл күни нәнҗин телевизийә истансиси пластик завутида шиддәтлик партлаш йүз бәргән орундин көрүнүш вә аңлитиш бериватқанда, телевизор сегналлири бирдинла тохтап қалди вә шуниңдин башлап, хитайниң әң чоң учур вастиси бу һәқтә дөләт ичигә учур беришни тохтатти. Әмма чәтәл учур вастилири бу вәқәни давамилиқ ашкарилаватиду.
2010-07-29
40 - 50 Йил бурун өз вәтинини ташлап чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған уйғурлар бүгүнки күндә дүняниң һәрқайси җайлирида игилик тикләп карханичи болушқа башлиди. Булардин бири һазир қәйсәри санаәт районида туркистан макина намида завути бар назим батурхан. Назим батуханниң дадиси йүсүп батухан қәшқәрниң йопурға наһийисидә туғулған болуп, атниң игирини ясап сатидиған кишиниң оғли икән.
2010-07-29
Канадада чиқидиған сиясий характердики "маклеанс" журнилида,"тәсир көрситиш һәққидә соаллар" намлиқ мақалә бесилди. Бу мақалидә, бейҗиң даирилириниң чәтәлләрдики хитай тилидики ахбарат вастилирини қолға кәлтүрүш вә уларни тизгинләш арқилиқ, ғәрб дунясиға сиңип кириватқанлиқи, идеологийә җәһәттин ғәрб дуняси билән қаршилишиватқанлиқи баян қилиниду. Чарлие гиллис тәрипидин йезилған бу мақалә, канаданиң монтреал шәһиридә чиқидиған хитай тилидики "муһаҗирлар вақти" гезити билән фалуңгуңчиларға майил "улуқ ира"гезити оттурисидики өз - ара һақарәт қилиш давасини баян қилиш билән башлиниду. Апторниң тилға елишичә,мәзкур дилоға мәсул болған монтреал йоқири сот мәһкимиси канадада чиқидиған "муһаҗирлар вақти"гезитиниң хитайниң тәшвиқат органлири билән зич алақиси барлиқини оттуриға чиқарған.
2010-07-29
Қазақистандики уйғурларниң мәтбуати узун тарихқа игә. Өткән әсирниң 20 - йиллиридила уйғурлар ташкәнт, алмута шәһәрлиридә гезит вә җурналларни нәшир қилдурған. Һазирму қазақистан җумһурийитидә бир қанчә гезит вә журнал тарқитилмақта. Алмутида яшайдиған татар алими мунир ерзин оттура асия уйғур мәтбуат тарихини тәтқиқ қилған алим болуп, алмутадики ихтияри мухбиримиз ойған мәзкур мутәхәссис билән уйғур мәтбуат тарихи һәққидә соһбәт өткүзди.
2010-07-29
1999 - Йилидин буян елип бериливатқан, йилда бир қетим өткүзилидиған германийә - хитай кишилик һоқуқ сөһбитиниң 8 - нөвәтлики 7 - айниң 28 - күни берлинда башланди. Германийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, бу қетимқи сөһбәтниң асаси мәзмуни хитайдики өлүм җазаси вә уйғур, тибәт мәсилиси болған.
2010-07-29
Бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат мәркизи бүгүн баянат елан қилип, хитай һөкүмитини журналист ғәйрәт ниязни қоюп беришкә чақирди.
2010-07-29
Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң лидерлиридин бири болған өркәш дөләт бүгүн тәйвәндики бир йиғинда өзиниң хитайға кириш урунушлирини давам қилидиғанлиқини билдүргән. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өркәш дөләт ата - анисини көрүш үчүн хитайға бериштин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини ейтиқан. У мундақ дегән : "мән чегридин киришкә йәнә урунимән, улар мениң ата - анамни чәтәлгә чиққили қоймайду, биз көрүшмигили 21 йил болди. Мени тутуп кәтсиму мәйли, ата - анам мени түрмигә көргили кәлгәндә көрүшсәкму һесаб" дегән.
2010-07-29
Хитайда химийилик мадда толдурулған 3000 миң бак дәряға иқип кәткән. Хитайда йүз бәргән еғир кәлкүн апити сәвәблик бу баклар җилин шәһиридики икки химийивилик мадда амбиридин җәмий 7000 бак суңхуа дәрясиға қарап еқип кәткән икән. Хитай даирилири бу бакларниң 4000 иниң бошлиқини билдүрди.
2010-07-29
Корлиниң йеңишәһәр йезисиниң йеңишәһәр кәнтидики бир завутта чаршәнбә күни чүштин кейин саәт 3:50 әтрапида зор партлаш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә 12 киши яриланған. Игилинишичә, вәқә йезидики мәлум хурум пақиритиш завутида йүз бәргән болуп, сақчи даирилири вәқәниң газ туңи партлаш сәвәбидин мәйданға кәлгәнликини билдүргән.
2010-07-29
Бүгүн америка ташқи ишлар министирлиқиниң алаһидә мәслиһәтчиси роберт ейнхорн америкиниң иранниң ядро мәсилисидә хитайға бесим ишлитидиғанлиқини билдүрди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеқинда роберт ейнхорн башчилиқидики бир һәйәт хитай, японийә вә җәнубий корийә вә әрәб хәлипиликини зиярәт қилидиған болуп, улар зияритидә бу дөләтләр билән иранға бесим ишлитиш вә хәвпсизлик кеңишидә иранға имбарго қоюшниң мақуллиниши мәсилиси үстидә сөһбәт елип баридикән.