Архип
2010-07-27
Америка - җәнубий корийә һәрбий даирилири җәнубий хитай деңизида елип бериватқан бирләшмә маневир бүгүн 3 - күнигә қәдәм қойди. Бүгүнки маневирда америка - җәнубий корийә һәрбий парахотлири топ атқан вә су асти парахотлириға қарши бомбиларни ташлиған. Маневирниң хитай америка мунасивәтлиригә дәхли йәткүзидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-07-27
Уйғур ели әйдиз вируси җиддий тарқиливатқан җайларниң бири. Аптоном райони хәлқ вәкилләр қурултийи даимий комитети " уйғур аптоном районлуқ әйдизниң алдини елиш тәдбири" намидики бир қанун лайиһисини музакиригә қойған, мәзкур лайиһә бойичә уйғур елида тойдин бурун мәҗбурий әйдиз тәкшүрүши елип бериш тәдбири омумйүзлүк йолға қоюлидикән. Бу һәқтә гүлчеһрә мәлумат бериду.
2010-07-27
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийиниң әң чоң телевизийә қаналлири вә гезитлиридә уйғур мәсилиси давамлиқ күн тәртипкә кәлмәктә. 10 - Июл күни түркийиниң әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған үлкә телевизийисидики "ачиқ деңиз" программисида уйғурларниң тарихи, әдәбияти, сәнити, дини етиқади, иқтисади, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә хәлқара сиясәттики орни қатарлиқ мәсилиләр аңлитилди.
2010-07-27
Голландийидә яшаватқан от йүрәк яшлар пидакарлиқ көрситип 25 - июл амистирдам шәһиридә музакирә оюштурди. Музакиридә нөвәттә дуч киливатқан илтиҗачиларниң истиқбали мәсилиси, йоқилиш хәвипигә дуч киливатқан миллий кимликини қоғдаш вә әхлақи җәһәттә тәрбийигә муһтаҗ болуватқан яшларға тәрбийивий хизмәт ишләш қатарлиқ бир йүрүш җиддий мәсилиләр оттуриға қоюлуп, күчни мәркәзләштүрүшниң җиддий тәқәззаси вә әһмийити чүшәндүрүлди.
2010-07-27
2010 - Йили 7 - айниң 23 - күни "уйғур биз" тор бетидә "асия һәптилик журнили"ниң мухбири ли юңфиң әпәндиниң 2009 - йили 7 - айниң 23 - күни "иқтисад гезити"ниң мухбири ғәйрәт нияз әпәндини зиярәт қилип йезип чиққан зиярәт хатириси елан қилинди.
2010-07-27
Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара адаләт мәһкимиси косованиң мустәқиллиқ мәсилисини оттуриға қоюп, уни косованиң пайдисиға иҗабий һәл қилғанлиқини илгири сүргән иди.
2010-07-27
Вашингитондики хәлқара әркинлик өйи тәшкилати түнүгүн журналист ғәйрәт ниязниң 15 йиллиқ кесилиши һәққидә баянат елан қилди. Баянатта, ғәйрәт ниязға берилгән җаза уйғур райониниң нөвәттики инсан һәқлири вәзийитиниң бир ипадиси дәп көрситилди. Әркинлик өйи бу баянатида, уйғур районида қанунсиз тутқун қилиш һәрикәтлириниң, шундақла, түрмиләрдә қийин - қистақ вә сирлиқ өлүмләрниң изчил йүз берип туруватқанлиқини тәкитләп, хәлқара җамаәтни уйғур вәзийитини йеқиндин көзитишкә чақирди.
2010-07-27
Хитай алий сот мәһкимисиниң муавин башлиқи бейҗиңда ечиливатқан мәмликәтлик сот ахбарат тәшвиқат хизмити йиғинида сөз қилип, әдлийә тармақлирини йеңи шәкилдики ахбарат вастилиридин пайдилиниш иқтидарини ашурушқа чақирған. У чақириқини изаһлиғанда, нөвәттә йеңи шәкилдики ахбарат вастилирида, әдлийә саһәси актип болалмиғанлиқи үчүн, әдлийә сестимисиниң амма арисидики инавитиниң аҗизлаватқанлиқини билдүргән.
2010-07-27
Русийидики бир сот мәһкимиси түнүгүн бир хитай пуқрасини гөрүгә еливалған хәлқаралиқ бир қара гуруһ өстидин һөкүм елан қилған. Қара гуруһ әзалири русийә, молдивийә вә хитай вәтәндашлири болуп, улар бултур 4 - айда җяң хоңву исимлик бир хитай пуқрасини гөрүгә еливелип, униң хитайдики аилисидин пул тәләп қилған. Икки тәрәпниң келишими бойичә, горүгә елинғучиниң аилиси 15миң доллар пулни қара гуруһқа тапшуруш үчүн русийигә кәлгән. Дәл пул тапшуридиған пәйттә, русийә сақчилири нәқ мәйданға йетип келип қара гуруһ әазасини қолға алған.
2010-07-27
Қирғизистан президенти роза отунбайева, өткән чаршәнбә күни мухбирларға сөз қилип, қирғизистанниң буниңдин кейин явропаниң қиммәт қарашлири бойичә иш тутидиғанлиқини, қирғизистанниң явропа сәпиридә русийиниң башланғуч нуқта икәнликини билдүргән. У сөзидә русийиниң узун йиллардин бери қирғизистанниң истратегийилик шерики болуп кәлгәнликини, һелиму икки тәрәп арисидики мунасивәтниң әң йеқин кетиватқанлиқини вә бу ортақлиқини буниңдин кейинму давамлаштуридиғанлиқини билдүргән.
2010-07-27
Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, пәйзиват наһийилик партком бирликсәп бөлүми алдинқи күни диний затлар ариисида вәтәнпәрвәрлик тимисида вәз - нәсиһәт мусабиқиси уюштурған. Хәвәрдики рәсимдин қариғанда, мусабиқә мәсчитниң ичидә өткүзүлгән. Бүгүн бу һәқтә радиомизға баянат бәргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, мәзкур қилмишни уйғурларниң диний етиқадиға қарита бир мәсхирә дәп тәнқид қилди. У хитай һөкүмитиниң йиллардин бери уйғурларниң диний паалийәтлирини чәкләп вә қопаллиқ билән арилишип кәлгән болса, әмдиликтә мәсхирә қилишқа үткәнликини билдүрди.
2010-07-26
Хитай һөкүмити 7 - айниң бешида гуаңҗуда телевизийә программилири қош тиллиқ болуш дегән нам билән бейҗиң тилида берилидиған аңлитишни асас қилиш һәққидә қарар чиқарғандин кейин, гуңдуңда партлиған қаршилиқ һәрикәтләр һазирму давамлишиватиду, бу һәрикәтни йәрлик хәлқ гуаңдуң тилини қоғдаш җеңи дәп атимақта.
2010-07-26
Йеқиндин буян уйғур аптоном райони һөкүмәт даирилириниң учур мәнбәлиридә, "уйғур аптоном райони тәвәсидә, бир аилидин бир адәмни ишқа орунлаштуруш сиясити"ни әмәлийләштүридиғанлиқи һәққидики хәвәрләр көпләп берилмәктә. Ундақта һәқиқәтән уйғурлар ичидин бир аилидин бир адәмниң ишқа орунлишишини район тәвәсидә әмәлгә ашурғили боламду? хитай өлкилириниң районға мәбләғ селиватқан ширкәтлири йәрлик уйғурлардин хизмәтчи қобул қиламду? уйғурларниң қандақ хизмәтләргә еришиш пурсити бар?
2010-07-26
Хәлқара адаләт мәһкимиси косова мустәқиллиқиниң хәлқара қанунларға хилап әмәслики һәққидики һөкүмини елан қилғандин кейин, мәсилигә йеқиндин яки узақтин алақидар тәрәпләрдә охшимиған инкасларни пәйда қилди. Серибийә адаләт мәһкимисиниң һөкүмини инкар қилидиғанлиқини билдүрсә, косова парламенти адаләт мәһкимисиниң һөкүмини алқишлаш билән биллә, һазирға қәдәр косовани техи етирап қилмиған дөләтләрни,косовани етирап қилишқа чақирди.
2010-07-26
Аммиви алақә тор бекити Facebook, дуняда кишиләр арисида әң көп қоллиниливатқан вә қолланғучилар сани 500 милйонға йәткән ентернет тор мәйданлиридин бири һесаблиниду, бу тор бекити һәрқайси мәтбуат вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тор сәһипилирини көрүш, дуня вәзийитигә даир мәсилиләр һәққидә муназирә елип бериш шуниңдәк яшларниң мәдәнийәт алақилирини орнитиш паалийәт мәйдани болмақта. Мана мушундақ, нөвәттә кишиләр әң көп қизиқиватқан бу тор бекити, уйғур илидикиләрниң бәһримән болушидин чәкләнгән.