Архип
2010-07-23
Қирғизистан өткүнчи һөкүмити йеқинда рефирандум елип берип, йеңи асасий қанун мақуллиған иди. Йеңи асасий қанун бойичә қирғизистан президентлиқ түзүмдики дөләтттин парламент түзүмидики дөләткә өзгәргән. Қирғизистанда кимниң һакимийәт сорайдиғанлиқи, бу йил 10 - айдики парламент сайлимида мәлум болиду.
2010-07-22
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһилә абдуреһим тәйвәнни зиярәт қилип, рабийә ханим һәққидики һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти"ниң dvd сини тарқитиш мунасивити билән уюштурулған бәзи паалийәтләргә қатнашқан иди. Хитай мәтбуатлирида пәйшәнбә күни баш мақалә елан қилинип, раһиләниң зиярити тәнқид қилинған. Лекин рабийә ханим яки раһиләниң зияритини қоллайдиған тәйвәнлик паалийәтчи вә бәзи хитай өктичи зиялийлар тәйвәндики ма йиңҗю һөкүмитиниң позитсийиси вә бейҗиң ахбарат вастилириниң тәнқидини әйиблиди.
2010-07-22
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханим бүгүн, хитайниң һазир чәтәлләрдә елип бериватқан шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дегән һәрикити һәққидә тохталди.
2010-07-22
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә, болупму уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруши шундақла хитайлар билән уйғурлар оттурисидики етник зиддийәтниң өткүрлишишигә охшаш сәвәбләр түпәйли, уйғур дияри вәзийити һелиһәм җиддий һаләттә. Гәрчә толуқ статистика болмисиму, әмма йеңидин чәтәлләргә чиқиватқан уйғурларниң билдүрүшигә қариғанда, ушбу җиддий вәзийәттин қутулуш үчүн чәтәлләргә кетишкә урунуватқан һәм шундақ ойлаватқан кишиләр барғанчә көпәймәктә. Уйғурлардики мәҗбурлиниш сәвәблик бу хил чәтәлләргә еқиш мәсилисиниң уйғур җәмийитигә көрситидиған иҗабий һәмдә сәлбий тәсирлири уйғур зиялийлирини ойландурмақта.
2010-07-22
14 - Март ласа вәқәси һәққидә 22 - июл елан қилинған доклатта, хитай әскәрлириниң намайишчиларға қаритип оқ чиқарғанлиқи вә намайишчиларни уруп зәхмиләндүргәнлики ашкариланди. Вәқә җәрянини өз көзи билән көргән 203 нәпәр шаһит тәминлигән учурларға асасән тәйярланған доклатниң қисқичә мәзмунини аңлайсиләр.
2010-07-22
Хәлқара адаләт мәһкимиси бүгүн косова мустәқиллиқ еланиниң қанунийлиқи һәққидә һөкүм чиқарди. Һөкүмнамидә билдүрүшичә, косова мустәқиллиқ елани хәлқара қанунларға тамамән уйғун. Косова 2008 - йили 2 - айниң 17 - күни мустәқиллиқ елан елан қилған. Косова мустәқиллиқ елани сербийиниң шиддәтлик қаршилиқиға учриған вә б д т әзалириму косова мустәқиллиқини етирап қилишта иккигә бөлүнгән. Ахирида сербийә хәлқара адаләт мәһкимисигә әрз сунуп, косова мустәқиллиқиниң қанунийлиқи һәққидә йол көрситишини тәләп қилған.
2010-07-22
Хитай һөкүмити 60 йилдин бери "ғәрбий шимал районни ечиш", "шинҗяңни ечиш" шинҗяңни гүлләндүрүш" дегәнгә охшаш шуарлар билән уйғур дияриға қарита бир йүрүш сиясәтләрни түзгән болсиму, мутәхәссисләрниң дейишичә, бу сиясәтниң уйғурларға һечқандақ пайдиси болмиған. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай мәркизи һөкүмити арқа - арқидин йиғин чақирип "шинҗяңни тәрәққий қилдуруш" нами астида бир йүрүш сиясәтләр бәлгилимәктә. Һәтта, уйғурлар яшаватқан дөләтләргә тохтимай һәйәт әвәтип, уларни хитай үчүн ишләшкә чақирмақта. Хитайниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки сиясити бурунқи сиясити билән охшашму?
2010-07-22
Уйғурларниң дости шундақла шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан, түркийә парламент әзаси, профессор доктур җалал әрбай әпәнди билән, уйғурларниң һәқ - һоқуқлири вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән сөһбәт елип бардуқ. Түркийә парламент әзаси җалал әрбай әпәндиниң әсли кәспи қануншунаслиқ болуп, у илгири мармара университетиниң қанун факолтетида оқутқучи болған.
2010-07-22
18 - Июл күни уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитидә, "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән қолған елинған, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт ниязниң сотлинидиғанлиқи һәққидики хәвәр берилгәндин кейин, бу хәвәр тезликтә әркин асия радийоси, америка авази, б б с, ройтерс агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатларда һәм чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири тор бекәтлири қатарлиқ хәлқара мәтбуатлардин йәр алди.
2010-07-22
18 - Нөвәтлик дуня әйдиз бимарлири йиғини, австирийиниң пайтәхти вейнада, мушу йәкшәнбә күнидин башлап ечилишқа башлиди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йиғин 18 - июлдин 23 - июлғичә бир һәптә давамлишидикән.
2010-07-22
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, палав президенти җонсон тробиоң, пәйшәнбә күни австралийигә қилидиған зиярити җәрянида, бултур 11 - айда палавға орунлаштурулған 6 нәпәр уйғурниң, нөвәттә палавға әң йеқин дөләт болған австралийигә орунлишиш тәлипини австралийә даирилиригә йәткүзидиғанлиқини һәм бу уйғурларниң австиралийигә орунлишиш тәлипини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
2010-07-22
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң билдүрүшичә, бу йил 6 - айда қирғизистанда йүз бәргән, қирғизлар билән өзбекләр арисидики етник тоқунуштин кейин, йүзлигән өзбекләр қирғизистан бихәтәрлик әтрити хадимлири тәрипидин тутқун қилинип, түрлүк тән җазаси арқилиқ қийнап сорақ қилинишқа дуч кәлмәктә икән.
2010-07-22
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, америкиниң л п г ширкити афғанистанниң бәдәхшан өлкисидә юқири сүрәтлик бир таш йол үчүн мәбләғ салған болуп, бу йол вахан каридориға йеқинлишип қалған.
2010-07-21
Бүгүн уйғурбиз ториниң саһиби, мәркизи милләтләр университетниң дотсенти илһам тохти әпәнди, хитайниң уйғур аптоном райони қанун органлири тәрипидин, "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән әйиблинип, бүгүн сот ечилмақчи болған, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз делоси һәққидә зияритимизни қобул қилди. Илһам тохти әпәнди ғәйрәт нияз һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп, ғәйрәт ниязниң гунаһсиз икәнликини, һөкүмәт даирилириниң ғәйрәт нияз үстидин адил һөкүм чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2010-07-21
5 - Июл вәқәсидин кейин, үрүмчидә йүз бәргән уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәлилиләрни чеқиш долқуни қаримайға йетип кәлгән. Новәттә қаримай шәһириниң дашиго вә шидаго дәп атилидиған икки җайидики уйғурлар мәһәллиси чеқилмақта. Бу икки мәһәллидики уйғурлар қаримай шәһиридә яймичилиқ қилип, йемәк - ичмәк тиҗарити билән күн кәчүрүватқан уйғурлар иди.