Архип
2011-01-02
Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити уйғур елидин өз хираҗити билән чәтәлгә чиқип, оқуватқан оқуғучилар үчүн 2011-йилидин етибарән һәр йили 50 миң йүән оқуш мукапат пули тәсис қилишни қарар қилди.
2011-01-02
Хитайниң һөкүмәт мәтбуати һесаблинидиған шинхуа агентлиқи 1-айниң 1-күни хитайни тәсирләндүргән 10 шәхсни таллаш нәтиҗисини елан қилған болуп, гуйҗу өлкисидә кавапчилиқ қилип тапқан пулини кәмбәғәл хитай оқуғучиларға атиған алим халиқ әң юқири нәтиҗигә еришкән.
2011-01-02
Русийә билән хитай арисидики тунҗи нефит ачқузуш турубиси пүтүп рәсмий ишқа кириштүрүлүп, нефит ачқузуш башланған дәсләпки күндила 42 миң тонна нефит русийиниң шәрқий сибирийә районидики сковоридина нефит ишләпчиқириш базисидин хитайниң дачиң шәһиригә еқип кирди.
2011-01-01
Хитай өлкилиридин уйғур елигә ярдәм беришкә келидиған кадирлар 2011- йилдин башлап хизмәт орунлириға келип, вәзипә тапшурувелишқа башлиған.
2011-01-01
Уйғур елиниң улуғчат наһийисидә 5 балдин юқири йәр тәвриди, әмма, хитай һөкүмәт ахбаратлири йәр тәврәштә зиян көрүлмигәнликини хәвәр қилишмақта.
2011-01-01
Йеңи йилниң тунҗи күни тәйвән президенти ма йиңҗю йеңи йиллиқ нутқида хитайни демократийилишишкә чақирди вә тәйвәндә йолға қуюлған демократийини үлгә қилишқа болидиғанлиқини илгири сүрди.
2011-01-01
Мәлуматларға қариғанда, хитай сақчилири тунҗи қетим бир дөләт һалқиған адәм бедичилики делосини паш қилип, җинсий содиға мәҗбурланған 11 хитай қизни қутулдурған болсиму, бу қизлар хитайға қайтип кетишни рәт қилған.