Архип
2011-10-31
Гәрчә уйғурлар сода санаәткә киришкән тарихи узун бир милләт болсиму, әмма уйғурларниң өзлири тәрипидин қурулған, пәқәт уйғур тилида дәрс беридиған, заманиви сода техникилирини өгитидиған, кәсипләшкән мәктипи йоқ иди.
2011-10-31
Хитайниң җеҗяң өлкисидики венҗу шәһиридә һазир, хусусий ширкәтләр вәйран болуш, ширкәт хоҗайинлири шәһәрни ташлап қечиш яки өзини өлтүрүвелиш яки адәм яллап қатиллиқ қилиш бир җиддий иҗтимаий һадисә болуп қалған.
2011-10-31
19-Әсирдә уйғур елидин сәуди әрәбистанға барған полат һаҗи әпәнди, буниңдин 130 йил илгири салдурған вәхпә земинини полат һаҗи әпәнди вәхпи намида қайтидин тизимға елинған.
2011-10-31
Тарихтин мәлумки, 19-әсирниң оттурилирида мәшһур қазақ алими чуқан вәлиханоф өзиниң қәшқәрийигә қилған илмий експедитсийиси нәтиҗисидә уйғурлар вә улар макан әткән районлар, уларниң өрп-адәтлири вә мәдәнийити һәққидә бай мәлуматларни топлиған иди.
2011-10-31
30-Өктәбир күни қирғизистанда йеңи бир нөвәтлик президент сайлими болуп өтти. Бу қирғизистан мустәқил болғандин кейинки һакимийәтниң тунҗи қетим тинч шәкилдә өткүзүп берилиши болуп һесаблиниду.
2011-10-31
Бүгүн әтигән д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән д у қ ниң явропа иттипақида турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди хизмәт зиярити үчүн норвегийиниң бәргин шәһиригә йитип кәлди.
2011-10-31
Турмушта аҗайип ишлар йүз берип туридикән. Бундақ ишларниң бәзилири вақит, орун вә шәхс қатарлиқ амиллиридин башқа, инсанниң тәсәввуриға сиғмайдиған дәриҗидики тасадипийлиқи биләнму, бир өмүрлүк әслимиләрни қалдуридикән.
2011-10-31
Хитай коммунистлириниң уйғур аптоном районлуқ парткоми бүгүн 8-нөвәтлик 1-омуми йиғинини ечип, партком даимий комитетиниң 15 нәпәр әзаси вә партком секретарлирини бекитип чиқти.
2011-10-31
Б д т пән-маарип комитети бүгүн парижда йиғин өткүзүп, пәләстинни рәсмий әзалиққа қобул қилиш-қилмаслиқ һәққидә биләт ташлиди. Йиғинда 14 кә қарши 107 аваз билән пәләстин мәзкур комитетқа әзалиққа қобул қилинди. Бу тунҗи қетим б д т қармиқидики бир органниң пәләстинни мустәқил бир дөләт сүпитидә әзалиққа қобул қилишидур.
2011-10-31
Уйғур миллий һәрикитиниң йол башчиси рабийә қадир ханим, 2011-йиллиқ рафто мукапат мурасимиға қатнишиш үчүн, түнүгүн вашингтондин йолға чиқип, бүгүн йәни дүшәнбә күни норвегийигә йетип барди.
2011-10-31
Нато баш секретари андрес расмуссән бүгүн ливийә пайтәхти трополини зиярәт қилип, 7 ай давам қилған ливийә пуқралирини қоғдаш әскирий һәрикитиниң ахирлашқанлиқини елан қилди.
2011-10-31
Франсийидә өткүзүлидиған санаәтләшкән 20 дөләт йиғиниға қатнишиш үчүн явропаға йетип кәлгән хитай дөләт башлиқи ху җинтав түнүгүн австрийидә зиярәттә болди.
2011-10-30
Хитай мәтбуатлири шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилати вә шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити әзалириниң сүрийидики өктичиләргә қетилип, бәшар әсад һөкүмитигә қарши җәң қиливатқанлиқи вә буларниң җәңгә қетилишта әлқаидә тәшкилатидин тәлим алғанлиқи һәққидә учур тарқатқандин кейин, шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси түнүгүн радиомизда пикир баян қилип, хитайниң мәзкур учурлириниң тоғрилиқини инкар қилған иди.
2011-10-30
Қирғизистан җумһурийитидә йәкшәнбә күни пүтүн мәмликәт бойичә президент сайлими өткүзүлгән болуп, 16 кандидат үчүн беләт ташланған.
2011-10-30
Хенән өлкисиниң рунән наһийисидә 29-өктәбир күни бир сақчи башлиқи һарақ ичип машина һәйдәп 5 адәмни соқуп өлтүрүп, үч адәмни яриландурғандин кейин кәң көләмлик наразилиқ намайиши йүз бәргән.