Архип
2012-12-29
Әссаламуәләйкум, һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар, әзиз қериндашлар! милади календари бойичә 2012 - йилини ахирлаштуруп, 2013 - йилини күтүвелиш алдида силәр билән “йоруқ саһиллар сәһипимиз” арқилиқ дидарлашқанлиқимиз үчүн интайин миннәтдармиз. Йеңи йилда һәммәйләнгә йеңи нәтиҗә, йеңи утуқ, ғәлибә вә шан - шәрәп тиләймиз.
2012-12-29
Йеңи йил һарписи келиш алдида хитай даирилири хитай яшлирини ата - анилирини йоқлашқа мәҗбурлайдиған бир қанун мақуллиди.
2012-12-29
1990 - Йили 5 - апрелда қозғалған барин инқилаби дәһшәтлик бастурулғандин кейин, уйғур яшлириниң һөрлүк үчүн елип барған паалийәтлири еғир тосалғуларға дуч келиду. Хитай даирилири тибәт вә уйғур елигә қаратқан бесим сиясәтлирини қәдәмму - қәдәм күчәйтип бариду. Болупму 1990 - йилларниң ахирлириға барғанда уйғур елиниң сиясий вәзийити техиму кәскинлишип кетиду.
2012-12-29
Әтиси әтигән саәт алтидә аран орнумдин туруп ишқа чиқсам, һелиқи қалпақлиқ бичариләр ишләветипту. Мәнму алдирап берип лайға чүштүм.“уф!” муздәк лайға чүшкәндә соғуқ меңәмгә чиққандәк болди...
2012-12-28
Хәлқ хәлқ қурултийи даимий комитети җүмә күни тор контроллуқини күчәйтиш тоғрисидики қанун лайиһисини рәсмий мақуллиди. Тор абунитлириниң һәқиқий исмини ишлитип, тизимға алдуруши тәләп қилинған мәзкур қанун лайиһиси җүмә күндин башлап рәсмий күчкә игә қилинди.
2012-12-28
Филиппин һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, хитайниң җәнубий деңизға йеңи чарлаш парахотлирини сәплигәнликигә күчлүк қарши туридиғанлиқини билдүрди.
2012-12-28
Хитай даирилири чиңхәйниң тибәтләр олтурақлашқан хуаңнән вилайитидики тибәт ибадәтханилириниң телевизор вә сүний һәмраһ антенналирини йиғивалған.
2012-12-28
Уйғур аптоном районлуқ партком 26-вә 27-декабир күнлири даимий комитетниң кеңәйтилгән йиғинини чақирип, 2013-йили қилидиған муһим ишларни орунлаштурған.
2012-12-28
Йеқинда байқалған ғайиплардин бири алимҗан бәкри. Мәлум болушичә, у 5 - июл күнидики намайишта, сәпниң алдида маңғанлардин бири, у шу күни кәчтин етибарән из - дерәксиз ғайип. Бүгүнки програмимизда алимҗан бәкриниң кимлики вә ғайип болуш җәряни һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, үрумчидики алақидар мәсул хадимларниң бирқисим ғайиплар аилә - тавабиатлириға бәргән йеңи җаваблири һәққидә мәлумат беримиз.
2012-12-28
Уйғур тәтқиқатчилири 1988 - йили қәдимки уйғур йезиқидики “майтири симит” намлиқ будда драмисини һазирқи заман уйғур тилида нәшр қилип, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатидики зор бошлуқни толдурған.
2012-12-28
12 - Айниң 26 - күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханисиниң баш мәслиһәтчиси вий шявниң вә “түркийә хитай достлуқ фонди” башлиқи һасан чапан, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тәрипидин тәсис қилинған чәтәлдә оқуватқан шинҗаңлиқ оқуғучиларға айрилған оқуш ярдәм пулини оқуғучиларға тарқитип бәрди.
2012-12-28
Һәр қандақ бир хәлқниң миллий кимликиниң мәвҗут болуп турушида, болупму миллий маарипниң алаһидә рол ойнайдиғанлиқи, ана тилидики мәктәплири болмиған хәлқниң аң - сәвийисиниң төвән болидиғанлиқи, мәдәнийитиниң, өрп - адәтлириниң чүшкүнлүккә учрайдиғанлиқи яхши мәлумдур.
2012-12-28
Японийә косайдо нәшрияти тәрипидин колликтип түзүлгән “хитайдики әмәлдарлар дәстури” намлиқ китабта хитайдики йеңи һакимийәт бешиға чиққан ши җиңпиң башлиқ хитайдики әмәлдарларниң тәрҗимиһали, әмәлдарлиққа еришишидики сиясий арқа көрүнүши тоғрисида тәпсилий мәлуматлар берилгән.
2012-12-28
Қазақстан һөкүмити 27 - декабирни матәм күни дәп елан қилди. 25 - Декабир күни қазақстан чегра мудапиә қисимлириға аит бир һәрбий транспорт айропилани чемкәнт әтрапидики сайрам йезиси йениға чүшүп партлап кәткән.