Архип
2012-01-02
Хитай рәиси ху җинтав йеңи йилда елан қилған бир парчә мақалисидә хитай мәдәнийитиниң ғәрб мәдәнийитиниң тәсиригә учрап кетиватқанлиқини, әксичә чәтәлләрдики хитай мәдәнийити тәсириниң аҗиз икәнликини оттуриға қойди.
2012-01-02
Ниңшяниң хеши йезисидики бир мәсчитини чақмақчи болған хитай сақчилири билән йәрлик туңганлар тоқунушуп 50 адәм яриланған.
2012-01-01
Америка уйғурлири җәмийити вә хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң тәшкиллиши билән америка пайтәхти вашингтон шәһири вә униң әтрапидики вирҗиня,марйланд һәм шуниңдәк башқа штатлардин кәлгән көп санда уйғурлар фәирфакис шәһиридә 2012 - йилини күтүвелиш паалийити өткүзди.
2012-01-01
Қирғизистанниң җәнубидики таҗикистан билән чегридаш баткәнт областиниң ләйләк районидики андарак йезисида 29 - декабир күни таҗиклар билән қирғизлар арисида тоқунуш келип чиққан.
2012-01-01
Шималий корийә дөләт рәһбири ким җуңил вапат болғандин кейин, униң 28 яшлиқ оғли ким җуңюнниң униң изини бесип дөләтни идарә қилидиғанлиқи хәлқара мәтбуатларниң қизиқ темиси болуватқан бу күнләрдә, йәни, 1 - январ күни у шималий корийә танка қисимлирини көздин кәчүрди. Униң мәзкур көздин кәчүрүшигә униң тағиси вә башқа юқири дәриҗилик һәрбий даириләр һәмра болған.
2012-01-01
Америка президенти барак обама аилиси билән бирликтә өзи туғулған юрти һавайида 2012 - йилини күтүвалди. Барак обама һавайида аилиси билән бирликтә қишлиқ дәм елишта иди. Обама 31 - декабир күни телевизийә нутиқи сөзләп, америкиниң 2011 - йилидики мувәппәқийәтлирини әсләп өтти.
2012-01-01
Парис қолтуқи районида һәрбий маневир өткүзүватқан иран деңиз армийиси 1 - январ күни оттура мусапилик бир ракета синиқи елип барған.
2012-01-01
Программамизниң бүгүнки қисмида 1944 - йилидин 1946 - йилиғичә болған арилиқта шәрқий түркистан җумһурийәт һөкүмитиниң рәиси болған әлихан төрә сағуниниң ташкәнттики 30 йиллиқ сәргүзәштилири һәққидә оғли қутлуқхан төриниң сөзләп бәргәнлири диққитиңларда болиду.