Архип
2012-10-02
Даириләр “5-июл вәқәси” йүз берип, бир нәччә ай өткәндә үрүмчидә иҗтимаий асас тиклигән “тәвпиқ фонди җәмийити” ниң 18 нәпәр хадимни қолға алған.
2012-10-02
1-Өктәбир күни хитай хәлқ җумһурийитиниң дөләт байрими болуп, пүтүн хитайда тәнтәнилик һалда бу күн тәбриклиниватқан пәйттә, чәтәлдики уйғурлар бу күнни “матәм күни” дәп елан қилип, той-төкүн, көңүл ечиш паалийәтлирини уюштурмастин, өзлири турушлуқ дөләттики хитай әлчиханилири, консулханилириниң алдида наразилиқ намайишлирини өткүзмәктә.
2012-10-02
Бүгүн 10-айниң 1-күни шветсийидики уйғурлар шветсийә маарип уюшмисиниң тәшкиллиши билән стокһолимдики хитай әлчиханисиниң алдиға йиғилип хитай һөкүмитигә қарши намайиш қилди.
2012-10-02
1-Өктәбир күни торонто вақти чүштин кейин саәт 2 дин 4 кечә торонтода яшаватқан уйғурлар, торонто шәһиридики хитай консулханисиниң алдиға йиғилип, хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур диярини мустәмликә қилғанлиқиниң 63 йиллиқи мунасивити билән наразилиқ намайиш өткүзди.
2012-10-02
1-Өктәбир күни уйғурларниң хитай коммунист һакимийитиниң мустәмликисигә айланғанлиқи шундақла мустәмликичи хитай коммунист дөлитиниң қурулғанлиқиға 63 йил толған күнидур.
2012-10-02
Қолиға койза селинған 50 яшлиқ ана айгүл тохти 45 яшлар чамисидики бир сақчи тәрипидин яқисидин қамалланған һалда сөрәп меңилиду. Анисиниң бу һалини көрүп турушқа тақәт қилалмиған 18 яшлиқ қиз гүлҗамал ахунҗан сақчиға қарап етилиду вә анисини қутқузушқа тиришиду.
2012-10-02
Хитай һөкүмәт даирилири 1-өктәбир күни хитайдики һәрқайси җайларда коммунист хитай дөлитиниң 63 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири өткүзди.
2012-10-02
Хитайдики өктичи сәнәткар әй вейвейниң б б с агентлиқиға билдүрүшичә, бейҗиң сода-санаәт идариси әй вейвейниң ширкитиниң тиҗарәт кинишкисиниң бикар қилинғанлиқини уқтурған.
2012-10-02
Өз кимликини ашкарилимиған бир нәпәр һөкүмәт хадиминиң америка мәтбуатлириға билдүрүшичә,ақсарайниң һәрбий ишлар тор бекити хаккерларниң һуҗумиға учриған.
2012-10-02
Хоңкоң аманлиқ идариси хадиминиң сәйшәнбә күни билдүрүшичә, хоңкоң даирилири түнүгүн 1-өктәбир күни 37 адәмниң өлүшигә сәвәб болған кемә соқулуш һадисисидә биваситә җавабкарлиқи бар дәп қаралған 6 нәпәр кемә хизмәтчиси қолға елинған.
2012-10-02
Америка һөкүмити 2012-йили 1-декабирдин башлап,тәйвән кимлики бар пуқраларниң, америкида 90 күн визисиз турса болидиғанлиқини, америкида туруш вақтини узартишни халиған тәйвән ширкәтлири вә тәйвәнлик содигәрләрниң електронлуқ тизимлитиш йоли арқилиқ, америкида 2 йил турса болидиғанлиқини билдүргән.
2012-10-01
1-Өктәбир йәни хитайниң дөләт байримини қутлуқлайдиған күни, чәтәлләрдики уйғурлар хитай һөкүмитиниң уйғурлар вәтини шәрқий түркистанни бесивалғанлиқиға наразилиқ намайиш паалийәтлирини өткүзүшни әнәнә қилған.
2012-10-01
2012-Йили 9-айниң 30-күни хитай ишғалиниң 63-йили мунасивити билән истанбулда яшаватқан уйғурлар хитайниң истанбулдики консулханиси алдида намайиш өткүзди.
2012-10-01
Бүгүн норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән норвегийидики уйғурлар, уйғурлар үчүн матәм күни һесаблинидиған хитайниң дөләт байрими күнидә хитайға қарши намайиш паалийити өткүзди.
2012-10-01
29-Сентәбир күни шветсийиниң оттураһал шәһәрлиридин бири болған һудикисвал шәһиридә 1-өктәбир мунасивити билән хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди.