Архип
2012-10-27
Кагошима хәлқара университетиниң профессори германийилик балмун әпәнди башчилиқидики бир гуруппа кишиләр сабиқ баш вәзир абе җанаблириға рабийә қадир ханимниң тәбрикнамисини, салимини вә уйғур допписини йәткүзди.
2012-10-26
Дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар мусулманларниң әнәниви диний байрими қурбан һейтни тәбриклимәктә. Лондондики әнглийә уйғур җәмийити һәм лондон уйғур ансамбили бу йиллиқ қурбан һейт мунасивити билән һейтлиқ сәнәт мәрикиси орунлаштурди.
2012-10-26
Шветсийидики уйғурлар 10-айниң 25-күни әтигән бир йәргә җәм болуп, қурбан һейт намизини биргә оқуди.
2012-10-26
Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман муқәддәс айими қурбан һейтини тәнтәнә билән күтүвалди.
2012-10-26
26-Өктәбир күни германийиниң мюнхен шәһиридики уйғурлар д у қ йиғин залиға топлинип, қурбан һейт намизини биргә өтиди вә вәтәндики мәзлум хәлқи үчүн ниҗатлиқ тиләп дуа қилди.
2012-10-26
26-Өктәбир күни бешкәк шәһиридики алий кеңәш парламент мәйданиға топланған 60 миңдин артуқ мусулман аммиси, шундақла токулташ мәһәллисидики ақ мәсчиткә йиғилған 2 йерим миң уйғур бирликтә һейт намизи оқуп, қурбан һейтини тәбриклиди.
2012-10-26
Уйғур аптоном районлуқ бокс идарисиниң башлиқи, атақлиқ бокс теринери, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти абликим абдурешитниң туюқсиз вапати пүткүл уйғур хәлқинила әмәс, бәлки қазақистанда униң билән бирликтә паалийәт елип барған атақлиқ бокс маһирлириниму қаттиқ ечиндурди.
2012-10-26
Түркийә т р т авази телевизийиси уйғурлар тоғрисида программа тарқитишни давам қилмақта. Т р т авази телевизийисиниң түрк дунясидин излар дегән һәптилик программисида 11-әсирдики бүйүк уйғур пәлсәпә алими йүсүп хас һаҗип вә униң надир әсири қутадғубилик тоғрисида мәхсус программа тарқитилди.
2012-10-26
Уйғур сәнәткарлири уйғур миллитиниң хушаллиқлириниму, дәрт-һәсрәтлириниму чин йүрикидин һес қилип вә уни ипадиләп келиватқан бир таипә. Улар мана мушу хил кәспий алаһидилики билән уйғур хәлқиниң хушаллиқиға хушаллиқ қатса, дәрд-һәсрәтлирини йениклитип кәлмәктә.
2012-10-26
Хитай компартийиси сиясий бюро әзаси, сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари бо шиләйниң хәлқ қурултийи вәкиллик салаһийити бикар қилинип, униң җинайи җавабкарлиққа тартилиш йолидики ахирқи тосалғу елип ташланған.
2012-10-26
Америка пайтәхти вашингтонниң әтрапидики штатларға олтурушлуқ уйғурлар қурбан һейтлиқ намизини җүмә күни әтигән, вирҗинийә штатиниң фәйрфәкс наһийисидики бир орунда топлишип оқуди.
2012-10-26
Америкиниң атақлиқ гезитлиридин “ню-йорк вақит гезити” ниң ашкарилишичә, хитай баш министири вен җябавниң аилә тавабиати у баш министирлиқ вәзиписигә олтуруп һоқуқ сориғандин буян, 2 милярд 700 милйон долларлиқ мал-мүлүккә еришип, қаттиқ бейип кәткән.
2012-10-26
Йеқинда қирғизистанниң” талдибулақ” намлиқ алтун кенида алтун қезиватқан хитайлар билән йәрлик қирғиз аммиси арисида тоқунуш йүз берип, нурғун қирғиз пуқраси яриланған.
2012-10-25
Дуняниң һәр қайси җайлиридин мәккә мукәррәмгә топланған 2 милйондин артуқ мусулманниң һәҗ паалийити, әң һалқилиқ басқучқа кирди.