Архип
2012-02-29
Мухбиримизниң бүгүн қағилиқ наһийисидики йәрлик даириләрдин игилишичә, түнүгүн қағилиқ наһийә базирида йүз бәргән хитай көчмәнлиригә пичақ билән һуҗум қилиш вәқәсидә, икки тәрәптин җәмий 21 киши өлгән.
2012-02-29
Вәқәгә нисбәтән өз қаришини билдүргән хитай пуқраси, бу хил һуҗум қилиш вәқәсиниң йүз беришигә йәнила даириләрниң районда зиядә қаттиқ сиясәт йүргүзгәнлики сәвәбчи дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди.
2012-02-29
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни йүз бәргән мәзкур вәқәни “террорчилар” пәйда қилған “индивидал һадисә” дегән болсиму, бирақ бу өткән йили 6-айдин буян уйғур қаршилиқ көрситиш күчлири елип барған бир қанчә қетимлиқ вәқәләрниң биридур.
2012-02-29
“50 йилдин кейинки 596-номурлуқ синақ: хитайниң шәрқий түркистандики ядро синиқи вә униң тәсири” намлиқ муһакимә йиғини 29-феврал күни явропа парламентиниң брюсселдики бинасида өткүзүлди.
2012-02-29
Сүрийидики әсәд һакимийити йәкшәнбә күни сүрийиниң һәр қайси шәһәрлиридә мәҗбури елип берилған, йеңи дәстурға хәлқниң райини сораш паалийитиниң нәтиҗисини елан қилди.
2012-02-29
Абдусалам қарим шу йили 30 яш әтрапида болуп диний вә пәнний билиминиң моллиқи билән ғулҗа хәлқи арисида болупму яшлар арисида зор шөһрәт қазанған.
2012-02-29
Түнүгүн қағилиқ наһийисидә қанлиқ вәқә йүз бәргән иди. Худди б б с баян қилғандәк, гәрчә хитай икки чоң йиғини бейҗиңда ечилиш алдида туруватқанда, бу вәқәни йошурушқа яки кичиклитип көрситишкә тиришқан болсиму, әмма вәқә һазир, дунядики учур васитилириниң көпинчиси җиддий ениқлаватқан сәзгүр мәсилигә айланди.
2012-02-29
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, америка һазир сүрийә мәсилиси һәққидә бир йеңи тәклип қарар лайиһиләватиду.
2012-02-29
Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, бүгүн әтигәндә, хитайниң хебей өлкиси җавшән наһийисидики кйпер химийә завутида партлаш йүз берип, вәқәдә 16 адәм өлгән, 40 тин артуқ адәм яриланған. Һазирғичә йәнә бир нәччә он адәмниң из -дерики йоқ.
2012-02-29
Бүгүн “һиндистан тез хәвәрлири” дә, һиндистанниң “битәрәп2” намлиқ 21-әср истратегийиси-хитайға тақабил тутуш тәдбирлири һәққидики доклат елан қилинди.
2012-02-29
Филиппинниң енергийә министири алмендрас бүгүн хәлқараға, филиппин өзиниң палаван араллиридики икки аралда, чәтәл ширкәтлири билән һәмкарлишип нефит вә тәбиий газ қазиду дәп җакарлиди.
2012-02-28
28-Феврал күни, қәшқәр қағилиқ наһийисиниң бәхт йоли базар кочисида пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән.
2012-02-28
2010-Йили 9-айда хитайниң далйән шәһиридә тиҗарәт қиливатқан нурунгүл тохтиниң 8 яшлиқ оғлини елип қачқан қарақчи, нурунгүлниң уни байқап тәһдит селиши билән, 24 саәттин кейин балини қоюп бәргән.
2012-02-28
Йеңи бир нөвәтлик “шинҗаңға ярдәм бериш” хизмити мунасивити билән техиму көп карханилар вә кадирлар уйғур елигә тәклип қилинмақчи.
2012-02-28
Дүшәнбә күни елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийидики 70 нәпәр хәлқ вәкилиниң омуми мүлки америкидики үч чоң тармақниң 660 нәпәр алий дәриҗилик әмәлдарниң омуми мүлкидинму көп.