Архип
2012-02-17
Моңғул язғучиси һучинһу интернеттә моңғул миллитидин болған кишилик һоқуқ актипи хадани қоллаш чақириқини елан қилғини үчүн, 2010 - йили 11 - ноябир күни, һечқандақ рәсмийәтсиз тутуп кетилгән.
2012-02-17
Пәйшәнбә күнидики б д т йиғинида, әрәб бирликиниң сүрийә һөкүмитиниң хәлққә қирғинчилиқ қиливатқанлиқини әйибләш тәклип лайиһиси қарардин өтти. Бу қарарға йәнә хитай билән русийә қарши турди.
2012-02-17
Хитайниң дөләт рәисилигә сайлинидиғанлиқи ениқ дәп қариливатқан һазирқи муавин рәиси ши җинпиңниң америкиға қилған зиярити америка - хитай мунасивәтлиридә қандақ бир өзгириш елип келидиғанлиқи мутәхәссисиләрниң қизиқишини қозғиған иди.
2012-02-17
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси әркин алптекин язған, 1976 - йили истанбул боғазичи нәшриятида нәшр қилинған “уйғур түрклири” намлиқ әсәр шәрқий түркистан вәқпи тәрипидин әрәб тилида нәшр қилинди.
2012-02-17
Қаһирә шәһириниң азадлиқ мәйдани һәр қетимқи намайишларға сәһнә болғандәк, бу җүмәму мисирлиқларниң сүрийә һакимийитиниң вәһшийликини әйибләш вә мисирдики сүрийә баш әлчисини мисирдин қоғлап чиқиришни тәләп қилип кәң көләмлик елип барған намайишиға сәһнә болди.
2012-02-17
Өткән һәптә канада баш министири стәвен харпер хитайға қаратқан 4 күнлүк рәсми дөләт зияритини тамамлиди. Бу канадада, мән пуқралиримниң кишилик һәқ - һоқуқлирини долларға тегишмәймән дегән баянати арқилиқ диктатурларға нисбәтән қаттиқ қоллуқи билән тонулған канада баш министири стәвен харперниң һакимийәт бешиға чиққандин буян, хитайға елип барған 2 - қетимлиқ рәсмий дөләт зиярити болуп һесаблиниду.
2012-02-17
Т р т авази телевизийиси “түркистан күнтәртипи” намлиқ һәптилик программисида оттура асиясиниң сиясити, иқтисади вә иҗтимаи мәсилилири вә оттура асия хәлқиниң мәдәнийәт, өрп - адәтлири тоғрисида мунасивәтлик мутәхәссисләрни тәклип қилип программа тарқитип кәлмәктә.
2012-02-17
Хитай ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, бу йил уйғур елиниң көмүр ишләпчиқириш миқдари 169 милйон тонниға йәткүзүлидиғанлиқи пәрәз қилинған.
2012-02-17
Америкиниң ню-йорк шәһирини база қилған хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети җүмә күни баянат елан қилип, җеҗяң өлкиси венҗу шәһири пәнхе кәнтидә икки чәтәллик мухбирниң һуҗумға учриғанлиқини тәнқид қилди.
2012-02-17
Америкини база қилған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, хитай даирилири, һиндистанға берип далай ламаниң диний тәлимини аңлиған нәччә йүз тибәтликни тутқун қилип, уларни қайта тәлим тәрбийә елишқа йоллиған.
2012-02-17
Б д т омуми қурултийи әрәб иттипақи сунған сүрийә һөкүмитини тәнқид қилиш тоғрисидики қарар лайиһисини мутләқ көп санлиқ дөләтләрниң қоллиши билән бирдәк мақуллиди.
2012-02-17
Хитай муавин рәиси ши җинпиң америка зияритини ахирлаштуруп, иреландийә зияритини башлиған бир мәзгилдә, иреландийә кәчүрүм тәшкилати иреландийә һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюп, ши җинпиңға бесим ишлитишини тәләп қилди.
2012-02-16
Саламҗан субайдинниң сақчиларға гәп яндурғанлиқи үчүн өзиниң балилирини тонуш иқтидари вә оз таһаритини өзигә тайинип қилиш мадаридинму қалған.
2012-02-16
“заманиви мәдәнийәт” дегән аталғу 2010-йили майда ечилған шинҗаң хизмәт йиғинида оттуриға қоюлғандин та йеқинда тамамланған уйғур аптоном райони 8-қетимлиқ партийә қурултийиниң қизиқ нуқтиси болуп кәлмәктә.