Архип
2012-02-06
Хитайниң бу йиллиқ панус байрими мәзгилидә мәкит наһийисидә өткүзүлгән бир байрам паалийитидә әҗдиһа усули наһийидики бир чоң мәсчитниң алдида ойналған.
2012-02-06
Өткән һәптә пакистан юқири сот мәһкимиси дәвагәр өмәр уйғур вәхпи билән җавабкар ички ишлар министирлиқини чақирған иди.
2012-02-06
Хитайниң сичүән, гәнсу өлкилиридики тибәтликләрниң хитайға қарши намайиши җүмә күни үч наһийидә тәңла йүз бәргән.
2012-02-06
Йеқинда чәтәлдә чиқидиған сәнйү намлиқ бир хитайчә торбәттә хитайниң әнхуй өлкисиниң муқимлиқ һәққидики бир һөҗҗити көчүрүп бесилди.
2012-02-06
Америка бүгүн сүрийидики әлчиханисини тақап, дипломат вә хизмәтчилирини сүрийидин тамамән йөткәп кәтти.
2012-02-05
Ғулҗа вәқәсиниң 15 йиллиқи мунасивити билән түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһридә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирилди. Түркийә кадирлар уюшмисиниң йиғин залида чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғиниға түркийиниң әң чоң телевизийә, радио вә гезит - җурналлиримниң мухлислири, түркийә кадирлар уюшмисиниң рәһбәрлири, әзалири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.
2012-02-05
Канаданиң торонто шәһиридики канада уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән торонто шәһиридики хитай әлчиханисиниң алдида 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 15 йиллиқи мунасивити билән наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2012-02-05
1 - Феврал күни хитай йезилиридики тунҗи қетимлиқ демократик сайлам гуаңдоң өлкисигә тәвә вукән йезисида өткүзүлгәндин кейин, хитай баш министири вен җябав гуаңдоң өлкисини зиярәт қилди.
2012-02-05
Шәнбә күни өткүзүлгән бдт хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә һөкүмитиниң зораванлиқи васитиси қоллинип, өктичиләрни бастурғанлиқиға нисбәтән әйибләш қарарини қобул қилишиға русийә билән хитай бирликтә қарши аваз бәрди. Бу вәқәдин кейин, йәкшәнбә күни сүрийә өктичилири ливийидики русийә әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзди.
2012-02-05
Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри 3 - феврал күни үрүмчидә өткүзүлгән уйғур елидики тәбиий газ туруба қурулушиға аит бир сөһбәт йиғинида хитай мәркизий һөкүмитиниң "шинҗаңниң тәбиий газлирини шәрққә йәткүзүш " қурулуш лайиһисиниң қәдимини техиму тезлитишни тәкитлигән.
2012-02-05
Радиомизниң хәвәр қилишичә, 3 - фәврал күни сичуәнниң гәнзи райониниң седа наһийисидә тибәтләрниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ һәрикити йәнә үч раһибниң өзигә от қоювелиши билән ипадиләнди.
2012-02-05
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимда сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң өткән әсирниң 60-80-йиллирида ташкәнт вә алмута қатарлиқ шәһәрләрдә елип барған уйғурчә радио аңлитиш тарихиға аит мәлуматларни диққитиңларға тәқдим қилимиз.
2012-02-05
Норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән бүгүн пайтәхт ослода 5 - феврал ғулҗа вәқәсиниң 15 - йиллиғини хатириләш намайиши өткүзүлди. Бу намайиш төт пәсил саяһәтчиләрниң айиғи үзүлмәйдиған карил җоһан кочиси билән нобел тинчлиқ сарийиниң алдидики мәйданда елип берилди.
2012-02-05
Бундин 15йил бурун уйғур яшлири уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә хитай һөкүмитиниң йолсиз зораванлиқлириға қарита адаләт тәләп қилип, тинч һаләттә намайиш елип барған иди. Әмма хитай һөкүмити намайишни қаттиқ бастуруп, уйғур яшлирини тутқун қилған.
2012-02-04
Бүгүнки сәһипимизни бундин 15 йил бурун или вилайитидә йүз бәргән “5 - феврал вәқәси”сизгә атап ишлидуқ. Шуңа алди билән мушуниңға мунасивәтлик авазлиқ әсәрләрни аңлайсиләр. Андин чәкләнгән әсәрләр сәһипимиздә, сөйүнгүл җанишиф язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давами һузуруңларда болиду.