Архип
2012-03-30
Уйғур аптоном районлуқ нахша-усул ансамбили уйғур сәнәт әтрити 28-март америкидики оюн қоюш паалийитини ахирлаштуруп, үрүмчигә қайтип барған.
2012-03-30
Әнглийә “таймиз” гезити хәвәр елан қилип, әнглийилик содигәр хәйвудниң өлүми хитай компартийиси юқири қатлимидики һоқуқ көрүши билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрди. Әнглийилик содигәр хәйвудниң сабиқ чуңчиң шәһәрлик партком секретари, компартийә сиясий бюро әзаси бө шиләй билән йеқин ағинидарчилиқ мунасивити барлиқи қәйт қилинған иди.
2012-03-29
Австралийә һөкүмити хуавей технологийә чәклик ширкитиниң австралийә юқири сүрәтлик тор қурулушиға һөддигәр болуп қатнишип, сода тохтамнамисигә еришишигә чәклимә қойған.
2012-03-29
Хитай даирилири асас қатламларда актипларни ишқа селиш арқилиқ ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш сияситиниң тәшвиқатини техиму күчәйткән.
2012-03-29
Йеқинқи йиллардин буян дуняда, явропа вә америкидин ибарәт бир чоң базар шәклидин башқа бразилийә, русийә, һиндистан, хитай, җәнубий африқидин ибарәт йәнә бир хил базар шәкли тез тәрәққий қиливатиду.
2012-03-29
1991-Йили оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин, түркийә бу дөләтләр билән сиясий, иқтисадий, сода вә мәдәний-маарип җәһәттики мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушқа әһмийәт беришкә башлиди.
2012-03-29
Истанбулда сүрийиниң пүткүл өктичи гуруппилири топлишип, сүрийиниң 26 охшимиған мухалип гурупписи ахири бирләшти вә айрим-айрим һәрикәт қилиштин ваз кечип, бирликтә һәрикәт қилишни қарар алди.
2012-03-29
Мутәхәссисләр йилиға 200 миң қетимдин артуқ қаршилиқ йүз бериватқан хитайда муқимлиқни, тәрәққиятни капаләткә игә қилидиған асасий амил сиясий ислаһат, дәп қаримақта.
2012-03-29
Мәлуматларға қариғанда, уйғур елиниң барин йезисида 1949-йилдин тартип бир нәччә қетим қораллиқ қозғилаң йүз бәргән болуп, улар һөкүмәт тәрипидин қаттиқ бастурулған иди.
2012-03-29
Сүрийидики әсәд һакимийити бир қанчә күн илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң сабиқ баш катипи кофи аннан сунған тәклипләрни қобул қилған вә бу тәклипләрни иҗра қилишқа вәдә бәргән болсиму, у һазирғичә иҗра қилинмиған.
2012-03-29
Уйғур районлуқ қатнаш-транспорт назарити бу йил ичидә хитай өлкилиридин келидиған бир йерим милйон аққун ишчини күтүвелишқа тәйярлиқ көрмәктә.
2012-03-29
Тез тәрәққий қиливатқан 5 дөләт башлиқлири йиғини пәйшәнбә күни һиндистанда башланди.
2012-03-29
Японийә хәвәр агентлиқлири шималий корийә һөкүмитигә йеқин ишәнчлик мәнбәдин еришкән учурға асасән шималий корийиниң синақ қилмақчи болған ракетасиға йеқилғу қойғанлиқини, ракетаниң алдимиздики айниң 12-13 күнлири қоюп берилиши мумкинликини хәвәр қилди.
2012-03-29
Америка алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилиш ишханиси алий мәктәп имтиһанида сахтипәзлик қилишниң алдини елиш үчүн бир қатар йеңи тәдбирләрни йолға қоюшқа мәҗбур болди.