Архип
2012-03-01
28-Феврал күни қағилиқ бәхт йоли көктат базирида йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәсидин кейин, қағилиқ наһийисидә вәзийәт җиддийләшкән.
2012-03-01
Хитай гәрчә қағилиқ вәқәсини йошурушқа яки бурмилап чүшәндүрүшкә тиришқан болсиму, әмма бу вәқә һазир дуняда оқурмәнлири әң көп гезит-журнал, т в, радиоларниң сәзгүр хәвәрлиригә айланди.
2012-03-01
Хитайниң муавин рәиси ши җинпиң түркийини зиярәт қилип узун өтмәйла 28-феврал күни қәшқәрниң қағилиқ наһийисидә йүз бәргән пичақ билән һуҗум қилиш вәқәсигә түрк мәтбуатлири алаһидә йәр бәрди.
2012-03-01
5-Июл вәқәсидин кейин сүрити бир аз астилиған уйғур яшлирини ешинча әмгәк күчи сүпитидә хитай өлкилиригә йөткәш, йеқиндин буян қайтидин җиддий елип берилишқа башлиған.
2012-03-01
Балисиниң қачурулуш вәқәсигә қарши давада, алдинқи һәптә қисмән нәтиҗигә еришкән нурунгүл тохти, өзиниң учтурпан даирилири тәрипидин өткән йили һәқсиз һалда 39 күн солап қоюлғанлиқиға қарши дава башлиған иди.
2012-03-01
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши 28, 29-феврал вә 1-март сүрийә вәзийитини музакирә қилип, түркийә қатарлиқ дөләтләр оттуриға қойған башир әсәд һөкүмитини тәнқид қилиш, инсанпәрвәрлик ярдими елип беришқа йол қоюшни тәләп қилиш тоғрисидики бир қарар лайиһисини бәс муназирә қилған.
2012-03-01
28-Феврал күни қағилиқта йүз бәргән зораванлиқ вәқәси тоғрисидики хәвәр бүгүн америка, әнглийә, германийә, франсийә вә түркийә қатарлиқ әлләрниң ахбарат васитилиридин кәң йәр алди.
2012-03-01
Һеч иш қилмиған адәмни һечким тәнқидлимәйду. Әмма бирәр иш қилған, хусусән бирәр утуқ қазанғанларға мәдһийидин көпрәк тәнқидләр яғиду.
2012-03-01
Хитай даирилири қағилиқ наһийисидә сәйшәнбә күни ахшам саәтлиридә бир һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини вә һазирғичә әң аз 20 кишиниң өлгәнликини ашкарилиғандин кейин, бу һәқтики учурлар хәлқаралиқ даңлиқ ахбарат васитилиридә кәң орун алди.
2012-03-01
Пакистандики талибан милитанлири алдинқи күни пакистанда өлгән хитай саяһәтчини өзлириниң уйғурларниң интиқамини елиш үчүн өлтүргәнликини җакарлиди.
2012-03-01
Бүгүн уйғур аптоном район даирилири ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп, тәңритағ торида мәхсус уйғур тилидики микроблог ечилғанлиқини тәбриклиди.
2012-03-01
Хитай һөкүмити йезилардики аммиви вәқәләрниң алдини елиш үчүн, бундин кейин әрзийәт хизмитини күчәйтидиғанлиқини җакарлиди.
2012-03-01
Бүгүн қирғизистанниң ош вилайитидә он миңларчә киши намайиш қилип, йеңи асасий қанун турғузушни тәләп қилди.