Архип
2012-03-27
Түркийә 2012-йилини “хитай йили” дәп бекиткәндин кейин, дуня уйғур қурултийи хитайниң түркийидә елип бериватқан паалийәтлиригә қарши түркийиниң һәрқайси вилайәтлиридә паалийәт өткүзүшни қарар қилған иди.
2012-03-27
2012-Йили 3-айниң 21-күни кәчтә түркийә қанал б телевизийисиниң “ташқи җәмийәт” намлиқ программисида, уйғурларниң мәдәнийәт, өрп-адәтлири тоғрисида бәс-муназирә елип берилди.
2012-03-27
Хитайда йеқинда ечилған икки йиғин мунасивити билән хәлқара мәтбуатларда елан қилиниватқан мулаһизиләрдә хитай компартийиси рәһбәрлириниң тарихтики хитай мустәбит һөкүмранлиридинму начар икәнлики илгири сүрүлмәктә.
2012-03-27
Сүрийә кризисини һәл қилиш йолида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сабиқ баш катипи куфи аннан бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә әрәб дөләтлири иттипақиға вакалитән сүрийигә барған вә сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдкә 6 маддилиқ тәклипни сунған иди.
2012-03-27
2005-Йили 24-март бешкәк шәһиридә хәлқ исяни йүз берип, ақайеф һөкүмити ағдурулған. Униң орниға бақийеф тәхткә чиққан иди.
2012-03-27
1941-Йили башланған совет хәлқиниң улуғ вәтән урушиға қатнашқан оттура асиядики миңлиған уйғурлар совет елини, явропани герман фашистлиридин азад қилиш җәңлиридә қәһриманлиқини намаян қилған.
2012-03-27
Америка карханичилар бирлики аам америкидики зор көләмлик қурулушларда хитайниң қурулуш материяллирини ишлитишни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтти.
2012-03-27
Җәнубий корийиниң саһибханилиқида ечилған 2-нөвәтлик ядро бихәтәрлики алий дәриҗиликләр йиғини сәйшәнбә күни аяғлашти.
2012-03-27
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар комитети 2011-йили ичидә ғәрб дөләтлиригә мусапир болуп кетиш үчүн илтиҗа қилғанлар саниниң көрүнәрлик артқанлиқини билдүрди.
2012-03-27
Бүгүн сүрийә һөкүмити алаһидә әлчи кофий аннанниң тинчлиқ пиланини қобул қилғанлиқини җакарлиди.
2012-03-27
Уйғур елидә алий мәктәп пүттүрүп иш күтүп турған яшларни хитай өлкилиригә әвәтип “қайта тәрбийиләш” хизмити башланған бир йилдин артуқ вақит ичидә җәмий 1700 дин артуқ яш хитай өлкилиригә әвәтилгән.
2012-03-26
Үрүмчи нефит химийә санаити баш завутиниң ғоллуқ инженери мәрһум давут ибраһимниң 15-март күнидики туюқсиз вапати, һәммини гуманға салди.
2012-03-26
Барин инқилабиға бу йил 22 болди. Инқилабқа четилип өмүрлүк кесилгән бир қисим кишиләрниң түрмидә өлүп кетиватқанлиқини илгирики хәвәрлиримиздә аңлатқан идуқ.
2012-03-26
Сиул шәһиридә чиқидиған “корийә хәвәрлири” гезитиниң баян қилишичә, 26-март күни җәнубий корийиниң сиул шәһиридә, ядро қорал бихәтәрлики алий учришиши башланған.
2012-03-26
Һәр йилқиға охшаш, норвегийидики уйғурлар норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән 24-март күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норуз паалийитини катта өткүзди.