Архип
2012-04-19
Бирләшкән дөләтләргә қарашлиқ тәкшүрүш гурупписи хитай һөкүмитиниң шималий корийини узун мусапилик башқурулидиған бомба техникиси билән тәминлигән-тәминлимигәнликини ениқлаш үчүн тәкшүрүш башлимақчи.
2012-04-19
Хитай даирилири өз өлкилиридики оттура техником мәктәплиридә оқуйдиған уйғур вә тибәт оқуғучиларниң санини ашуруп, кәлгүси үч йил ичидә 20 миңға йәткүзүшни пилан қилди.
2012-04-19
Һиндистан пәйшәнбә күни шу йәр вақти әтигән саәт 8 дин 5 минут өткәндә, узун мусапилик башқурулидиған бомбисини мувәппәқийәтлик һалда синақ қилди.
2012-04-19
Әнглийидә ечилған хәлқаралиқ китаб йәрмәнкиси мәзгилидә әнглийидә турушлуқ уйғур, тибәт вә хитай демократлар бирликтә намайиш қилип, хитай һөкүмитини пикир әркинликигә таҗавуз қилиш билән әйиблиди.
2012-04-19
Бүгүн сүрийә даирилири билән б д т сүрийигә уруш тохтитиш келишимини көзитиш үчүн көзәткүчи һәйәт әвәтиш мәсилисидә келишим һасил қилди.
2012-04-19
Америка мудапиә министирлиқи бүгүн гуәнтанамода тутуп турулуватқан икки уйғурниң салвадорға орунлаштурулғанлиқини җакарлиди. Америка даирилири бу икки уйғурниң кимликлирини һазирчә ашкарилимиди.
2012-04-18
Йәкән наһийә базириниң сәйчи кәнтидики аһалиләр, өзлиригә тәвә болған бир меһманхана вә бир хизмәт бинасиниң аммидин рухсәтсиз сетилишиға қарши 4 айдин бери наһийә вә базарлиқ һөкүмәт даирилири билән дәталаш қилишип келиватқан.
2012-04-18
Шветсарийә федератсийисиниң җәнвә шәһири, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң явропадики баш штаби, қизил крест җәмийити баш штабиға охшаш икки йүздин артуқ хәлқаралиқ тәшкилатлар җайлашқан хәлқаралиқ бир даңлиқ шәһәр.
2012-04-18
Америкидики кишилик һоқуқ паалийәтчиси әймй регер мақалә елан қилип, хитай даирилириниң қәшқәр қәдимий рәстилирини чеқип-йөткәш қурулуши һәмдә буниң уйғур миллий кимликигә көрситиватқан сәлбий тәсири һәққидә қарашлирини оттуриға қойған.
2012-04-18
Хитайдики көплигән шәһәрләрдә арқа-арқидин наразилиқ намайишлири йүз бәрди. Бу хил наразилиқ намайишлириниң көпийиши хитай вәзийитини көзитип келиватқан мәтбуатларниң диққитини қозғиди.
2012-04-18
Түркийә җумһурийәт хәлқ партийисиниң башлиқи кәмал қиличтароғлу д у қ ниң муавин башлиқи сейит түмтүрк билән хәйруллаһ әфәндигил әпәндини түркийә парламентидики ишханисида қобул қилди.
2012-04-18
Түркийә баш министири әрдоғанниң үрүмчи вә бейҗиң зияритидин кейин түркийә гезит-журналлирида уйғурларға алақидар көп санда мақалә вә обзор елан қилинди.
2012-04-18
Уйғур вәтинидә муқимлиқни қоғдаш вәзиписи армийә вә сақчиниң хизмәт даирисидин һалқип, һөкүмәт хадимлириниңму мәҗбурийитигә айланмақта.
2012-04-18
Өсмүр абдусейит боксийорлуқ маһарити билән, дөләтлик вә хәлқаралиқ мусабиқиләрдә утуқлар қазинип, өз миллитигә вә тәрбийиләп чоң қилған ата-анисиға шан-шәрәп кәлтүрди.
2012-04-18
“германийә авази” ниң баян қилишичә, хитай баш министири вен җабав дүшәнбә күни германийидә, баш министир ангила меркел билән көрүшкәндин кейин имзаланған келишимләрниң бири, германийиниң “волксвагән” маркилиқ аптомобил завутиниң 50-шөбиси үрүмчидә қурулидиғанлиқи һәққидики келишимдур.