Архип
2012-04-26
Йеқинда қирғизистандики өктичи партийә, гуруһларниң йетәкчилири бирлишип, җалалабад областида 20 миң кишилик чоң йиғин уюштуруп, һазирқи қирғизистан һөкүмитини истепа беришкә чақирди.
2012-04-26
Пәйшәнбә күни әтигән саәтлиридә хотәндә икки қетим йәр тәвригән. Биринчи қетимлиқ йәр тәврәш әтигән саәт 6 әтрапида йүз бәргән.
2012-04-26
Америка федирал соти икки тәйвәнликни хитайға җасуслуқ қилиш билән әйиблиди. Нев җерсий штатлиқ федирал сот әйиблигүчилириниң билдүрүшичә, федирал тәкшүрүш идарисиниң хадимлири 2011-йили февралдин башлап, хуй шеңшин вә хуән лиңчаң исимлик бу икки тәйвәнликни тәқиб астиға алған.
2012-04-26
Әнглийә ташқи ишлар министири виллям хаг бүгүн бәргән баянатида, чуңчиңда сирлиқ һалда өлтүрүлгән әнглийилик тиҗарәтчи хейвудниң җасуслуқини рәт қилди.
2012-04-26
Хитай талаш-тартиштики парасил арилиға порт қуридиғанлиқини җакарлиди. Көлими 3 квадрат километир келидиған бу порт, парасил араллириниң хәйнән өлкисигә йеқин җайдики деңиз йүзигә қурулидикән.
2012-04-26
Бүгүн парижда “сүрийә өткүнчи һөкүмити” қурулғанлиқи җакарланди. Бу һөкүмәтни сүрийидә 1963-йили әсәд аилиси һакимийәтни тартивелиштин аввал баш министир болған маарофниң һазир чәтәлдә яшайдиған оғли нофал қурған.
2012-04-25
Йеқинда америкиниң калифорнийә штати лоң бич базирида хитай һакимийити астидики “милләтләр вә диний мәзһәп рәһбәрлириниң йиғини” өткүзүлгән иди.
2012-04-25
“уйғур аптоном районидики рәһбири кадирларниң той-төкүн, өлүм-йетим, тәбрикләш ишлирини өткүзүштики йәттә түрлүк һәрикитини қаттиқ чәкләш” тоғрисида уқтурушни елан қилинди.
2012-04-25
Лондон китаб йәрмәнкисиниң йепилиш мурасимида елип берилған шеир декламатсийә қилиш һәм нутуқ сөзләш арқилиқ, хитай түрмилиридики қәләмкәшләрниң нөвәттики әһвалини аңлитиш паалийити кишиләр арисида зор тәсир қозғиди.
2012-04-25
Йеқинда мәркизи лондондики әйнәк нәшриятиниң хоңкоңдики хитай тилидики тармақ нәшрияти язғучи йү дапеңниң “хитайни парчилаш” дегән 12 баблиқ чоң һәҗимлик тәтқиқат китабини нәшр қилған.
2012-04-25
Америка- филиппин бирләшмә армийиси шәнбә күни хитайниң агаһландурушиға қаримай хитай тәрәп талишиватқан деңиз тәвәликидә һуҗум қилиш вә бир арални қайтуруп елиш мәшиқи қилди. Мәзкур һуҗум мәшиқи хитай-росийә бирләшмә маневири ахирқи басқучқа кирип қалған мәзгилгә тоғра кәлди. Бу маневирлар вақит вә орун җәһәттин диққәтни тартсиму, мутәхәссисләр буларниң йәнила америкиниң асия сиясити билән мунасивәтлик икәнликини илгири сүрмәктә.
2012-04-25
Вен җябавниң шветсийә зияритигә наразилиқ билдүргән уйғурлар, шветсийә һөкүмитини хитай билән болған мунасивәттә инсан һәқлири мәсилилирини унтуп қалмаслиққа чақирди.
2012-04-25
Чәтәлләрдики өзбек өктичиләрниң уюштуруши билән истанбулда, “хәлқаралиқ әркин өзбекистан” дегән намда йиғин өткүзүлди.
2012-04-25
Өз мухбиримиз хәвири: вакаләтсиз милләтләр тәшкилати бүгүн әркин асия радиоси японийиниң уйғурларни қоллиғанлиқи һәққидә елан қилған учурларни, шәрқий түркистан сәһиписидә көчүрүп басти вә буниңға изаһат йезип, японийә сиясәтчилириниң дуня уйғур қурултийи токйода йиғин ечиштин бурун хитайға, уйғурларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилиши лазим дәп җакарлиғанлиқиға юқири баһа бәрди.
2012-04-25
Хитай алий сот мәһкимисиниң баш сотчиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза бәш дөләтниң сотчилирини хитайниң сот, әдлийә түзүми бойичә тәрбийиләп чиқишни җакарлиған.