Архип
2012-06-30
Хитай ахбаратлириға қариғанда шәнбә күни уйғур райониниң шималий қисмида 6.6 Бал йәр тәврәп 34 адәм охшашмиған дәриҗидә яриланған.
2012-06-30
Бу һәптилик сәһипимизни бундин үч йил муқәддәм хитайниң ичкири өлкилири вә үрүмчидә йүз бәргән һуҗумларда һаятидин айрилған миллитимиз йигит – қизлириниң роһиға беғишлап ишлидуқ. Алди билән қәшқәрлик бир уйғур аниниң мәзкур вәқә йүз берип, бир һәптә кейин тор бәтләрдә елан қилған вә кәң уйғур аммисиға толуқ тарқитиветилиши үчүн радиомизға әвәтип берилгән: “валиға очуқ хәт” намлиқ язмисини аңлитимиз. Андин йәнә ечинишлиқ паҗиәдә биәҗәл һаятидин айрилған бигунаһ қиз – оғуллиримизға атап йезилған: “сән үчүн һазидар түмәнмиң йүрәк” намлиқ шеир һузуруңларда болиду. Ахирида “бу дуня” намлиқ шеири вә “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий романниң давамини аңлайсиләр.
2012-06-30
“биз үрүмчигә келип гезитханиниң аиликләр қорусидики бир еғизлиқ өйгә җайлаштуқ. Дәсләп кәлгәндә үрүмчи көңүллүк һәм гүзәл көрүнүп өзәмни хошал һәм бәхтлик һис қилдим. Ғупур мени қәдирләп яхши көрди,маңа тамақ етишни,өй тутушни үгәтти...”
2012-06-30
Хитай рәиси ху җинтав хоңкоң зияритиниң тунҗи күни хоңкоң мухбирлириниң “тйәнәмен вәқәси” һәққидики күчлүк соаллири вә хоңкоңға демократчилириниң қаршилиқ намайишиға дуч кәлди.
2012-06-30
Америка җүмә күнидин башлап һавай арилида русийә вә һиндистанму қатнаштурулған дунядики әң чоң деңиз армийә уруш маневириға саһибханилиқ қилишқа башлиди. Буниңға 22 дөләттин кәлгән 25 миң һәрбий хадим қатнаштурулған болуп, хадимлар су асти парахотлирини байқаш вә деңиз қарақчилирини тутуш қатарлиқ мәшиқләрни елип барди.
2012-06-29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдә давам қиливатқан 20 - нөвәтлик омумий йиғиниға дуня уйғур қурултийиға вакалитән қатнишватқан майк әпәнди уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини йәнә бир қетим оттуриға қоюш пурситигә еришкән.
2012-06-29
Хитай сақчилири 5 - июл вәқәсидин кейинки өй ахтурушлири давамида 55 яшлиқ ана рабийгүл ясинни оқ етип яриландурған вә бу хәәвәр техи йеқиндила радиомиз тәрипидин дуняға ашкариланған иди.
2012-06-29
Хитай мәтбуатлирида деһқанларниң демократик усулда кәнт башлиқлирини сайлап чиқиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилмәктә. Ундақта нөвәттә хитайда йезиларда һәқиқәтән демократик усулда кәнт башлиқи сайлаш омумлаштиму? уйғур йезилиридики кәнт башлиқи сайламлири қандақ елип бериливатиду?
2012-06-29
Йеқинқи йиллардин бери, дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидә көп санда китаб нәшр қилинди. Буларниң ичидә йеқинда японийә шинчо нәшрияти тәрипидин японийә доләт мудапиә үниверситетиниң оқутқучиси профессор доктор татәяма рийоҗи әпәнди язған “дунядики динларниң хәритиси” намлиқ китабта “өзлүксиз мустәқилиққа интиливатқан шинҗяң уйғур аптоном райони” мавзулуқ бөлүми оқурмәнләрниң диққитини қозғимақта.
2012-06-29
Түркийидә чиқидиған түркийә гезитиниң 2012 - йили 29 - июндики санида “чоң паҗиәниң қурбанлири албанийидә” дегән темида бир зиярәт хатириси елан қилинди. Бу зиярәт хатирисидә гуәнтанаму түрмисидин қоюп берилип албанийидә яшаватқан уйғурларниң иҗтимаи түрмуш һаяти вә арзу - истәклири тоғрисида улар билән елип барған соһбәткә орун берилгән.
2012-06-29
Хитай һөкүмәт ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, 29-июн тйәнҗин һава йоллириниң хотәндин үрүмчигә қарап учқан бир йолучилар айропиланини гөрүгә елиш вәқәси йүз берип әмәлгә ашмиған.
2012-06-29
Хитай дөләт рәиси ху җинтав җүмә күни хоңкоңға йетип кәлгән болуп, у хоңкоң қайтурувелинғанлиқиниң 15 йиллиқи вә хоңкоң валиси лияң җеңйиңниң қәсәм бериш мурасимиға қатнишиду.
2012-06-29
Сүрийә түркийиниң F-4 бәлгилик уруш айропиланини етип чүшүрүвәткән кейин түркийә инкас қайтуруп, һәрбий қисимлирини сүрийә чеграсиға топлашқа башлиған.
2012-06-29
Үрүмчи шәһири даирилири йеқинда мәзкур шәһәрниң мәркизи районлиридики бир қисим мәһәллиләргә пул аҗритип, аманлиқни күчәйтидиғанлиқини елан қилған.
2012-06-29
Вакаләтсиз милләт вә хәлқләр тәшкилати баянат елан қилип, уйғур кишилик һоқуқ программисиниң доклатида оттуриға қоюлған тәклип пикирләрни қоллайдиғанлиқи, хитай һөкүмитиниң шинҗаң хизмәт программисини өстүрүп, җәмийәтниң барлиқ әзалириға болупму, уйғурларға мәнпәәт йәткүзүшни тәләп қилди.