Архип
2012-06-26
2009 - Йили 6 - айниң 26 - күни гуаңдуң өлкисиниң шявгуән шәһири шүри оюнчуқ завутида, нәччә миңлиған хитайларниң таяқ, тоқмақ, қиңрақлар билән800 нәпәр уйғур ишләмчи яшлириға топлишип һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, нурғун уйғурлар өлтүрүлди, яриланди...
2012-06-26
5 - Июлдин кейин из - дерәксиз ғайип болғанлар бир қисим кишиләрниң аилә - тавабати үрүмчидин көчүп кетишкә зорланған.
2012-06-26
Кишилик һоқуқ кеңишиниң 20 - нөвәтлик омумий йиғини җәнвәдә давам қилмақта. Йиғинниң бүгүнки күн тәртипи бойичә дуня уйғур қурултийиниң вәкили майк әпәнди йиғинда сөз елип, уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитини оттуриға қойди.
2012-06-26
6 - Айниң 26 - күни натоға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири брюсселда йиғин ечип, сүрийини натониң әзаси болған түркийиниң хәлқара һава бошлуқида мәшқ қиливатқан урушчи айропиланини етип чүшүргәнлики үчүн бирдәк әйиблиди.
2012-06-26
Өткән һәптә түркийиниң ғәрбий шималиға җайлашқан муғла вилайитиниң әң гүзәл саяһәт шәһәрлиридин бири болған мармарис шәһири билән хитайниң җинән шәһири “дост қериндаш шәһәр” дәп елан қилинған иди.
2012-06-26
Мәлумки, 1945 - йили совет иттипақи вә хитай мустәқил шәрқий түркистан җумһурийитини тунҗуқтуруш мәқситидә миллий армийә қисимлирида, шундақла һөкүмәт мәмурийәтлиридә миллий - азадлиқ һәрикитиниң буниңдин кейинму илгирилишигә тосқунлуқ һәрикәтлирини уюштурушқа киришти.
2012-06-26
Мисирдики рәислиқ сайлимида, ихванулмуслимун( мусулман қериндашлар) җамаитиниң намзати доктор муһәммәд мурсиниң мисир әрәб җумһурийитиниң 5 - рәиси болуп сайланғанлиқи 2012 - йили24 - июн күни рәсмий елан қилинди.
2012-06-25
Хитайниң уйғур районидики ташқи ишлар муһаҗирлар ишханисиниң мудири музәппәр миҗит, түнүгүн голландийидики паалийәтлири давамида хитайниң уйғур елидики сияиситини алтун ачқучқа охшатқан.
2012-06-25
Америка өткән йил синтәбирдә, тәйвәнниң бир қисим конириған һәрбий әслиһәлирини йеңилап беридиғанлиқини елан қилған. Буниңға қарита хитай ташқи ишлар министирлиқи америка баш әлчисини чақиртип әкилип, әгәр америка тәйвәнгә қорал сетип бәрсә, америка - хитай мунасивитиниң еғир дәриҗидә зәхмилинидиғанлиқини әскәрткән вә наразилиқини ипадилигән.
2012-06-25
Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей бүгүн мухбирларни күтивелиш йиғинида, өктичи шаир ляв йивуни мукапатлиғанлиқи үчүн германийә фонди җәмийитини тәнқид қилған. Хитай баянатчи сөзидә, ляв йивуниң әслидә хитайдики чеғида қәләм арқилиқ питнә - пасат тарқатқанлиқи үчүн җинайи җазаға тартилғанлиқини оттуриға қоюп “германийидики мунасивәтлик орун вә шәхсләрни хитайниң тәрәққиятини обйиктип вә адиланә көз билән көзитиш” кә дәвәт қилған.
2012-06-25
Мисрдики президент сайлимида мусулман қериндашлар җамаитиниң вәкили муһәммәд мурси ғәлибә қилғандин кейин, дунядики һәрқайси дөләтләр вә тәшкилатлар мисирниң йеңи президентини вә мисир хәлқини тәбрикләшти. Тәбриклигүчиләр арисида хитай дөләт президенти ху җинтавму бар.
2012-06-25
Дуня уйғур қурултйи“5 - июл” кейин ғайип уйғурлар һәққидә ингилизчә доклат һазирлиди. Доклат җәмий 47 бәттин тәшкил тапқан болуп, доклатниң баш қисмида хитайниң 5 - июл вәқәсидин кейин уйғурларға қаратқан бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлири һәққидә қисқичә мәлумат берилгән; андин ғайип болған 22 киши һәққидә айрим - айрим тохтилип һәр кишиниң кимлики мәлумати, қолға елинған вақти һәққидики ахириқи учур вә уларниң тутқун қилиниш җәряни қисқичә баян қилип өтулгән.
2012-06-25
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 22 - күни кәчтә түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл билән көрүшүп, униңға уйғурларниң һазирқи вәзийити вә өткән ай японийидә чақирилған дуня уйғур қурултийиниң 4 - нөвәтлик вәкилләр қурултийи тоғрисида мәлумат бәрди.
2012-06-25
Хитай даилири өткән йилниң ахирлири ниңшя туңган аптоном райониниң туңшин наһийисигә қарашлиқ тавшән кәнтидики бир мәсчитни чеқип ташлап, йәрлик туңганларниң наразилиқини қозғиған. Даириләр мәсчит чеқишқа қаршилиқ қилған туңганлардин 30 нәччә кишини қолға елип рәсмий әйиблигән иди.
2012-06-25
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири уйғурларни җүмлидин уйғурларниң миллий давасини өзлири турушлуқ дөләтләрдики аммиға тонуштуруш ишиға әһмийәт берип, бу җәһәттә түрлүк хизмәтләрни ишләп кәлмәктә.