Архип
2012-06-25
Сүрийә хәлқара һава бошлуқида түркийиниң мәшқ қиливатқан урушчи айропиланини етип чүшүргәндин кейин, түркийә натониң низамнамиси буйичә, әза дөләтләрдин җиддий мәслиһәт елишқа киришти. Шуниң билән һазир бәшар кризиси юқири пәллигә йәтти.
2012-06-25
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән 2012 - йили 7 - айниң 8 - күнидин 14 - күнигичә, дуняниң һәр қайси җайлирида яшайдиған уйғурларниң қатнишиши билән 4 - нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғини истанбулда өткүзүлиду.
2012-06-25
Йеқинда, хитай аялниң қурсиқидики 7 айлиқ бовақни мәҗбурий чүшүрветиш вәқәси хитай ичи вә сиртида қаттиқ муназиригә сәвәб болғандин кейин, норвегийә мәтбуатлиридиму хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә даир болған бәзи мақалиләр елан қилинған. Норвегийиниң кәчлик почта гезитидә хитайда 1971 - дин башлап 323 милйон һамилә чүшүрветилгән дегән темида мақалә елан қилинған.
2012-06-25
21 - Июн күни барлиқ қазақистан мәктәплиридә учумкарларниң мәктәп билән хошлишиш мурасимлири болуп өтти. Шундақ паалийәт алмата шәһириниң әвезоф наһийисигә қарашлиқ достлуқ мәһәллисиниң абдулла розибақийеф намидики 153 - уйғур мәктәп - гимназийисидиму уюштурулди.
2012-06-24
“тарих вә бүгүн” сәһипимизниң бу йәкшәнбилик қисимида силәргә түркийиниң қәйсәри шәһиридә яшаватқан 170 аилә уйғурниң тарихи мусапилири һәққидә мәлумат беримиз. Бу һәқтә әркин тарим учур тәйярлиди.
2012-06-24
Қирғизистан президенти алмасбек атамбайев русийиниң санктпетербург валиси георгий полтавченко билән көрүшкәндә “биз даим совет иттипақиниң йимирилгәнликигә пушман қилимиз” деди.
2012-06-24
Алдинқи һәптидә өткүзүлгән мисирдики президентлиқ сайлимида мубарәк дәвридики сабиқ баш министир әхмәт шафиқ билән мусулман қериндашлар җәмийитиниң вәкили муһәммәд морси сайламға чүшүп, нәтиҗидә һәр иккилисила сайламда ғәлибә қилғанлиқини елан қилған иди. Бирақ арқидин бу икки адәм үстидә иккинчи қетим сайлам өткүзүлүп, нәтиҗидә мусулман қериндашлар җәмийитиниң вәкили муһәммәд морсиниң ғәлибә қилғанлиқи йәкшәнбә күни рәсмий елан қилинди.
2012-06-24
Җүмә күни түркийиниң бир күрәшчи айропилани сүрийә армийиси тәрипидин етип чүшүрүлгәндин кейин сүрийә кризисиға йеңи мәзмун қошулди, йәни түркийә бу мәсилигә җиддий қарап, сүрийигә қандақ һәрикәт қоллиниш вәзийити шәкилләнди.
2012-06-24
Русийә һиндистан үчүн өзгәртип ясап бәргән һиндистанниң авиаматкиси “викрамадитсия” 8 - июндин етибарән окянға кирип, синақ қилинмақта. Русийиниң итартас агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур авиаматкиниң әсли нами “адмирал горшков” болуп, бу әсли совет иттипақиниң шималий деңиз қисимлириниң авиаматкиси иди. Һиндистан билән русийә арисидики келишим бойичә русийә мәзкур авиаматкини өзгәртип, техиму заманиви һаләткә кәлтүргән. Буниң нәтиҗисидә һиндистан һазир һинди окян районидики авиаматкиға игә қудрәтлик һәрбий күчкә игә мәмликәткә айлинип, униң хитайға тақабил туруш иқтидари техиму ашқан.
2012-06-23
Дуня уйғур қурултийи язма баянат елан қилип, “дуня мусапирлар күни” хатирилиниватқан күнләрдә шиветсйә һөкүмитини уйғур мусапирларни қайтурмаслиққа чақирди.
2012-06-23
Америкидики хитай демократлириниң тәшкилати - “пуқралар күчи” ниң 22 - июн радиомизға йоллиған учуридин мәлум болушичә, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим 14 - июн мәзкур тәшкилатниң вашингтон алаһидә райондики ишханисини зиярәт қилған вә тәшкилат қуруғучиси яң җәнли билән көрүшкән.
2012-06-23
Хитай мәркизий һөкүмити буйруқ чирип, юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарларни қол еликидики мал - бисати вә кирим мәнбәсини ашкарилашқа чақирди.
2012-06-23
Вйетнам җүмә күни баянат елан қилип, йеңи чиқарған “вйетнам деңиз тәвәлики қануни” ни ақлиди вә хитайниң етиразлирини “бимәнилик” дәп рәт қилди.
2012-06-23
Алдинқи икки программимизда түркийидә оқуватқан магистир оқуғучилардин һилал язған: “уйғурлар растинила китаб оқумамду” мавзулуқ мақалисини аңлатқанидуқ, бүгүнки программимизда силәргә алди билән мәзкур мақалиниң ахирқи қисмини аңлитимиз. Ахирида, “чәкләнгән әсәрләр сәһиписи” бойичә аңлитип келиватқан “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давами диққитиңларда болиду.
2012-06-23
Қишниң соғуқ күнлири кәлди. Йәр –җаһанниң һәммиси апақ қар билән қапланди, тохтимай уруп турған шивирған билән қарлар адәмниң йүзигә урулатти. Йәрләр тоңлап җоту биләнму асанлиқчә колиғили болмайтти.