Архип
2012-08-16
Америкиниң мәхпий дипломатийилик хәт-чәклирини ашкарилаш билән тонулған викиликис ториниң қурғучиси ассанге 2 айдин бери еквадорниң әнглийидики әлчиханисида сақлинип ятқандин кейин, еквадор бүгүн ассангени сиясий панаһланғучи дәп қобул қилған.
2012-08-15
Уйғур аяллириниң чүмбәл артишиниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ васитиләр билән чәклиниши бир инсан һәқлири мәсилиси болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә диний, миллий вә сиясий мәсилидур.
2012-08-15
Пойизда сақчилар билән дәвагәрләр арисида юмшақ орундуқ(вопу)ни талишиш маҗираси йүз бәргән.
2012-08-15
Түркийиниң даңлиқ музиканти әртуғрул әркиши әпәнди муҗаһит қәшқәрлини түркийә балилар дуа өмикигә қобул қилғанлиқини елан қилди.
2012-08-15
Уйғур елидә йәнә бир түркүм хиянәтчи, парихор әмәлдарларниң җинайитиниң тәкшүрүлгәнлики ашкариланди, әмма җазалиниш әһвали мәлум әмәс.
2012-08-15
Бүгүн 8-айниң 15-күни японийидә иккинчи дуня уруши ахирлашқанлиқини хатириләш күни вә будда динидики “роһларниң аилисигә қайтиш” мурасими йәни “обуң” байрими болуп, японийиликләрниң диний, әнәниви байрими.
2012-08-15
Алматадики султан қорған мәсчити мутивәллиси муһәммәтҗан һаҗим һәкимоф қәдир кечисиниң хасийити вә уйғурларниң өз вәтинидә диний бесимларға учраватқанлиқи һәққидә тохталди.
2012-08-15
2012-Йили 15-авғуст күни рамзанниң 27-кечиси сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррә шәһиридә “ислам һәмкарлиқ пәвқуладдә қурултийи” чақирилди.
2012-08-15
Бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти, компартийә 18-қурултийиға қатнишидиған “шинҗаң вәкилләр өмики” дики уйғурларниң нисбитиниң азлиқини тәнқидләп, буниң мәлум мәнидин уйғурларниң хитайдики сиясий орнини әкс әттүридиғанлиқини билдүргән.
2012-08-15
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, тәңритағ муз қатлиминиң ерип кетишини адәмләрниң һәрикити кәлтүрүп чиқарған.
2012-08-15
Японийә саһил қоғдаш сақчилири чаршәнбә күни японийә чеграсиға қанунсиз кириш билән әйибләп, хоңкоң “дявйүй арилини қоғдаш комитети”ниң 14 нәпәр әзасини қолға алған.
2012-08-15
Хитай аманлиқ даилири хотән айродромида қойниға чақмақ селивалған бир уйғур аялни қолға алған.
2012-08-15
Америка дөләт ишлар министирлиқи хитайни агаһландуруп, җәнубий деңиздики аралларниң игилик һоқуқ мәсилисидә “парчилап игиләш” йолидики һәрқандақ урунушқа қарши туридиғанлиқи, хитай билән җәнубий асия әллириниң бу йил ичидә келишим һасил қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2012-08-14
Хитай һөкүмити 2-сентәбир башлинидиған 2-нөвәтлик “явро-асия йәрмәнкиси” һарписида бихәтәрлик тәдбирлирини йәниму илгирилигән һалда чиңитиватқан болуп, хәвпсизликни қоғдашта ишлитилидиған түрлүк һәрбий үскүниләрни толуқлиған.
2012-08-14
Хитай маарип министирлиқиниң биваситә пилани вә мәблиғи билән хитайниң бир қисим өлкиләрдики оттура мәктәплиридә 2000-йили шинҗаң синипи тәсис қилинип, тунҗи түркүмдә 1000 оқуғучи қобул қилинған болса, бу йил қобул қилинған оқуғучи сани 8330 нәпәргә йәтти.